Алмутада икки җумһурийәт вә уйғур вәзийитигә беғишланған паалийәт өткүзүлди
2018.11.21
18-Ноябир күни алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисидики “қорған” ресторанида җәм болған уйғурлар 1933-йилқи шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 85 йиллиқи вә 1944-йилқи шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 74 йиллиқини хатирилиди һәм һазирқи күндә шәкилләнгән уйғур вәзийитини муһакимә қилди. Мәзкур паалийәт дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири тәрипидин уюштурулди. Униңға алмута шәһири вә наһийәләрдин кәлгән вәкилләр, зиялийлар, яшлар болуп 200дин ошуқ адәм қатнашти.
Әйни вақитларда уйғур елидин қазақистанға көплигән шәрқий түркистан һөкүмити әзалири, миллий армийә офитсер вә җәңчилири көчүп келип орунлашқан иди. Һазир уларниң мутләқ көп қисми аләмдин өткән болуп, қалғанлири саламәтлики яр бәрмәй яки арилиқ йирақ болуши түпәйли мәзкур паалийәткә қатнишалмиған иди.
Мурасим дуня уйғур қурултийи рәисиниң қазақистандики муавини әркин әхмәтофниң риясәтчиликидә елип берилди. Алди билән азадлиқ, мустәқиллиқ вә өз әркинлик үчүн қурбан болғанларға атап қуран тилавәт қилинди. Андин “шәрқий түркистан җумһурийитиниң икки қетимлиқ тарихи” мавзусида доклат билән сөзгә чиққан яш паалийәтчи адиләм мәсүмҗан 1933-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәйданға келиш тарихи, йимирилиш сәвәблири, шу дәврдә қелиплашқан сиясий вәзийәт һәққидә тохталди.
Доклатчи һәр икки җумһурийәтниң совет иттипақи вә хитайниң өзара тил бириктүрүши нәтиҗисидә йоқитилғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “бу тарихтин биз қандақ ибрәт алимиз дегәндә, шуни ишәнч билән ейталаймизки, әгәр биз вәтинимизниң азад қилинишиға шу вақиттики қәһриманлиримиздәк иман, виҗдан билән төһпә қошсақ, иттипақлиқ билән тиришсақ, бизму чоқум вәтинимизни қайтидин қуралаймиз.”
Мурасимда сөзгә чиққан сиясәтшунас, дуня уйғур қурултийиниң сиясий мәслиһәтчиси қәһриман ғоҗамбәрди дуня уйғур қурултийиниң кейинки вақитларда елип барған паалийити үстидә тохталди. У дуня уйғур қурултийи рәһбәрликидә 6-ноябирда шивейитсарийәниң җәнвә шәһиридә бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинасиниң алдида өткүзүлгән намайиш һәм униң әһмийити, шундақла дуғниң саһибханилиқида 8-вә 10-ноябир күнлири германийәниң мюнхен шәһиридә чақирилған шәрқий түркистан (уйғуристан) миллий кеңишиниң қисқичә мәзмуни, маһийити вә әһмийити һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Алмутада нәшр қилинидиған “еһсан” журнили тәһрир бөлүминиң әзаси сәдирдин аюпоф болса, уйғур елидики җаза лагерлири, шундақла җәнвәдики намайиш һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди. У бу лагерлар йепилмайдиған болса, уйғур вә башқиму мусулман хәлқләрни буниңдинму еғир синақлар күтидиғанлиқини билдүрди.
Игилишимизчә, җәнвәдә болған намайишқа башқа мәмликәтләр билән бир қатарда қазақистандики уйғурларму иштирак қилди. Униңға қатнашқан 30 адәмниң ичидә дуня уйғур қурултийи вәкиллири, зиялийлар, яшлар болди.
Радиомиз зияритини қобул қилған алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң челәк йезисидин кәлгән вәкил абдуқеюм ахуноф әпәнди һәр йили дуня уйғурлириниң 12-ноябирни мустәқиллиқ күни сүпитидә атап келиватқанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: “хитай һөкүмити вәтинимизни бесивалғандин бери уйғур хәлқи қулчилиқта яшаватиду. Бизгиму вәтинимизниң азад болидиған вақти кәлди. Бизгә пәқәт бирлик, инақлиқ керәк. Бүгүнки күндә һәр бир уйғур вәтинимиз азад болсун дәп тәләп қилидиған күн. Вәтинимиздә қийниливатқан қериндашлиримизға чидамчанлиқ тиләймән.”
Мурасимда сөзгә чиққанлар дуня уйғур қурултийиниң паалийитини қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини, җаза лагерлирини йепиш тәрәпдари болған мәмликәтләргә миннәтдарлиқ билдүридиғанлиқини илгири сүрди. Шуларниң бири тонулған шаир абдуғопур қутлуқоф хитайниң җинайитиниң хәлқарада ашкариланғанлиқиға хушал болғанлиқини билдүрди.
Радиомиз зияритини қобул қилған талғир наһийәсидин кәлгән пешқәдәм устаз абдурәһим ака уйғурларниң хитай тәрипидин рәһимсиз езиливатқанлиқидин хәлқара җамаәтчиликиниң хәвәр алғанлиқидин бәкму хушал болғанлиқини оттуриға қойди.
У мундақ деди: “хитайларниң һазирқи тәрбийәләш лагерлири пәқәт түрмә. Уйғур хәлқиниң тәқдири үчүн йүгүрүп йүргән балиларниң сәвәбидин җәнвәдә болған намайиш пүткүл хәлқимизни һәртәрәплимә ойғатти. Бу уйғур хәлқи 50-60 йилдин буян өз мустәқиллиқи үчүн болған йиғисини һеч бир дуняға йәткүзәлмигән. Җәнвә намайиши биринчи қетим уйғур хәлқиниң зариниң һәқиқәт икәнликини намайиш қилди.”
Мурасимда қазақистан уйғур яшлири бирлики рәисиниң орунбасари илшат иминоф тәйярлиған “уйғурларниң җәнвәдә елип барған намайиши” намлиқ видийо филими намайиш қилинди. Мурасим қатнашқучилири җәнвә намайишиға қатнашқанларниң нутуқлирини зор қизиқиш билән тиңшиди.