Мюнхендики алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизи җанланмақта


2013.07.12
germaniye-alptekin-telim-terbiye-merkizi-305.png Мюнхендики алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизи
RFA/Ekrem

Германийиниң мюнхен шәһиридики алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң қурулғиниға азкәм 10 йил болди.  Һазир бу мәркәздә үч синиптики 60 әтрапида яш - өсмүрләргә уйғур ана тилидин дәрс берилиш билән биргә, ислам әқидилири билән тәрбийиләшни асас қилған уйғур миллий маарипи давам қиливатқан болуп, қолға кәлтүргән нәтиҗиләрдин мюнхен җамаити мәмнун болушмақта.

Алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң оқутқучилириниң ейтишичә, хитай һөкүмити уйғур илидә аталмиш “ қош тиллиқ маарип” ни күчәп әмәлийләштүрүшкә башлиғандин буян, буниңға қарши һалда чәтәлләрдики уйғурларниң миллий тәлим - тәрбийә хизмитиму параллил һалда күчийишкә башлиған. Җүмлидин, мюнхен шәһиридики алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиму 2012 - йили қайтидин тәртипкә селинип, оқу - оқутуш ишлири зор дәриҗидә җанланған.

Бу мәркәздә илгири диний билимләрдин сирт, уйғур тили, тарихи, әдәбияти, мәдәнийити, сәнити  қатарлиқ саһәләрдә яш - өсмүрләрни тәрбийиләш давам қилип кәлгән иди. Нөвәттә асаслиқи ислам дини билимлиридин сават чиқириш дәрсигә көпрәк әһмийәт бериливатқан болуп, бәзи оқуғучилар қуран савадини чиқирип болған. Бу мәркәздә уйғур пәрзәнтлириниң оқуш қизғинлиқини техиму юқири көтүрүш үчүн қәрәллик һалда һәрхил зеһин синаш, җамаәт алдида емтиһан елиш шәклидики мукапатлиқ паалийәтләр уюштурулмақта. Биз бу мәктәпниң омумий әһвалидин техиму әтраплиқ учур игиләш мәқситидә, алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң қурғучи хадимлиридин болған әнивәрҗан әпәнди, абдуҗелил әпәнди һәмдә һазирқи диний устазлардин һәбибуллаһ қари вә һәзритим қатарлиқларни зиярәт қилдуқ.

Мюнхендики диний затлардин абдуҗелил әпәнди алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң қурулуш тарихидин қисқичә мәлумат бәрди. Диний устазлардин һәбибуллаһ қари уйғур өсмүрлириниң һазирқи өгиниш әһваллирини тонуштуруп, оқуғучилардики илгириләшләрниң ата - аниларни мәмнун қилғудәк дәриҗигә йәткәнликини тилға алди. Устаз һәзритимму  алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизиниң оқу - оқутуш ишлириниң яхши йүришиватқанлиқини тәкитлиди. яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнивәрҗан әпәнди болса, бу мәркәзниң паалийитигә қисқичә баһа берип өтти. У сөзидә, бундин кейин алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизи көлиминиң техиму кеңийип, уйғур миллий кимликини сақлап қелишта зорүр болған дәрсликләрниң толуқлинидиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.