Америка президенти орунбасариниң 1944 - йили қилған сәпири немини көзлигән?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.01.29
yalta-yighini-305.jpg Әнглийә баш министири черчил, америка президенти рузивәлт вә совет иттипақи рәһбири сталин ялта йиғинида, 1945-йили феврал, ялта.
Photo: RFA

Мәлумки, иккинчи дуня уруши башлинип, икки йилға йеқин вақит өткәндә, йәни 1941 - йили 22 - июнда германийә совет иттипақиға уруш ачти. Шу күнила әнглийә, 24 - июнда болса, а қ ш совет иттипақиға ярдәм көрситиш нийитини билдүрди һәм кейинчирәк буни рәсмий елан қилди.

Совет иттипақиниң әнглийә вә а қ ш билән түзгән шәртнамилиригә бинаән қизил армийигә мушу икки чоң дөләт тәрипидин маддий ярдәм көрситилди. Совет иттипақи аталмиш улуғ вәтән урушиниң дәсләпки йиллиридила улардин германийәгә қарши иккинчи фронтниң ечилишини тәләп қилған болсиму, у пәқәт 1944 - йилниң май ейида фирансийә йеридә әмәлгә ашти. Бу вақитта совет қизил армийиси герман әскәрлиригә қарши һуҗумларни елип беривататти һәм бу җәрянда чоң чиқимларға учравататти.

1941 - Йилниң июн ейидин башлап совет иттипақиниң америка вә әнглийә билән болған мунасивити қоюқлишишқа, уларниң германийәгә қарши һәрбий қаршилиқи әмәлгә ешишқа башлиди. Бу җәһәттә болупму америка қошма штатлири совет иттипақи, хитай вә башқиму мәмликәтләр билән болған дипломатийәлик алақилирини күчәйтти. Бу алақиләр шу вақиттики аммиви ахбарат васитилиридә йорутулған болсиму, лекин уларниң бәзилири мушу күнгичә диққәттин сирт қалди яки болмиса йетәрлик дәриҗидә тәтқиқ қилинмиди. Мана шуларниң бири, америка қошма штатлириниң шу вақиттики президенти франклин розевелтниң орунбасари һенри валлесниң 1944 - йилниң алтинчи вә сәккизинчи айлирида совет иттипақи һәм хитайға қилған сәпиридур.

Мәзкур сәпәр һәққидә дәсләпки мәлуматлар қазақистанниң миллий пәнләр академийисиниң “хәвәрләр” намлиқ журналниң өткән йилқи биринчи санида, йәни тонулған тарихчи, доктор абләһәт камалофниң “совет асиясиға қилинған тапшуруқ: а қ ш президентиниң орунбасари һенри валлес сибирийәдә, өзбекистанда вә қазақистанда (1944 - йил)” намлиқ мақалисидә елан қилинди.

А. Камалоф көплигән архип вә мәтбуат материяллириға асасланған һалда, бу сәпәрниң мәқсити, вәкилләр тәркиби, уларниң маңған йоли, бәзи нәтиҗилири һәққидә мәлуматларни оттуриға қойиду вә тәтқиқатчи һ. Валлес рәһбәрликидики вәкилләрниң русийәниң сибир районида, өзбекистан вә қазақистан, моңғул хәлқ җумһурийити, уйғур елидә һәм хитайниң шу вақиттики пайтәхти чуңчиңда болғанлиқини тәкитләйду.

Радиомиз зияритини қобул қилған шәрқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори абләһәт камалоф һ. Валлес башчилиқидики америкилиқ вәкилләрниң мәзкур сәпири һәққидә тохталди.

У мундақ деди: “һәқиқәтәнму, һенри валлесниң 1944 - йили а қ ш ниң иккинчи дуня урушидики асасий иттипақдашлири, йәни явропа фронтидики совет иттипақиға вә асия урушидики хитайға қилған сәпири уруш йиллиридики дипломатийәлик мунасивәтләрдә адәттики һадисә болған. Амма бир қизиқ йери, америкилиқ президент орунбасариниң совет иттипақиға қилған бу сәпири я сталин билән, я ташқи ишлар министири билән учришишни көздә тутмиған. Һәтта бу сәпәр давамида москваға чүшүшму пиланланмиған иди. Америкилиқ вәкилләр пәқәт сибирдики бир қатар чоң шәһәрләрдә вә икки совет җумһурийәтлириниң шәһәрлиридә болуп қайтти. Бу йәрдә пәқәт хитайға қилинған сәпәр рәсмий болуп, валлес чуңчиң шәһиридә президент җаң кәйши билән көрүшкән. Бу сәпәрниң йәнә бир алаһидилики шуки, валлес хитайдин қайтар йолида я хитай, я америка, я башқа ғәрб дөләтлири тәрипидин етирап қилинмиған моңғул хәлқ җумһурийитиниң пайтәхтидә тохтиған.

Уланбаторда у, моңғул президенти маршал чойбалсан билән учрашти. Шуниң билән биллә америкилиқ вәкилниң 1944 - йилқи ташқи сәпири ‛мәркизий асия программиси‚ ниму өз ичигә алған болуп, у қазақистан вә өзбекистан совет җумһурийәтлирини зиярәт қилиштин ибарәт болди. У алмута шәһиридә қисқа вақит болуп, андин чуңчиңға йол тутти. Бу йол арилиқида уйғур елиниң мәмурий мәркизи үрүмчидә болди. юқирида тәкитләнгән бу сәпәр өз алаһидиликлири җәһәттин иккинчи дуня уруши дәвриниң хәлқара мунасивәтләр тарихида наһайити қизиқарлиқ вә муһим вәқә болуп һесаблиниду.”

А. Камалофниң ейтишичә, америкилиқ вәкилләр тәркибидә һ. Валлестин ташқири дөләт башқармисиниң вәкили, йирақ шәрқ ишлири бойичә бөлүм вәкили винсента картер, совет иттипақи бойичә мутәхәссис, а қ ш мәмурийитиниң чәтәл иқтисади бойичә хадими җон назард, мәшһур алим, хитай вә моңғулийә бойичә мутәхәссис, уруш һәққидә ахбарат ишханисиниң хадими, хитай президенти җаң кәйшиниң сабиқ америкилиқ мәслиһәтчиси оуен леттимор болди.

Униң ейтишичә йәнә, вәкилләр 1944 - йили 20 - майда вашингтондин чиқип, шу йили июл ейида қайтип кәлгән. Улар айропиланда аляскидин учуп, сибиргә кәлгән. У йәрдин улар өзбекистан вә қазақистанға, у йәрдин уйғур ели арқилиқ чуңчиңға, қайтарида хитайдин моңғул хәлқ җумһурийитигә һәм сибир арқилиқ аляскиға қайтқан. Йол бойида улар магадан, якутск, комсомолск, улан - уде, красноярск, абакан, новосибирск, чита, сеймчан, минусинск вә башқиму шәһәр һәм йезиларға, қазақистанниң семипалатинск, қариғинида вә алмута шәһәрлиригә, өзбекистанниң пәқәт ташкәнт шәһиригә чүшкән.

А. Камалоф бу сәпәрниң мәқсити һәм бәзи алаһидиликлири һәққидә мундақ деди: “а қ ш президентиниң орунбасари һенри валлес пәқәт хитай президенти җаң кәйши билән учришишни пиланлиған иди. Әмди совет иттипақиға болған сәпири җәрянида мәмликәт рәһбәрлири билән көрүшүшни нийәт қилмиған. Валлес японийәгә қарши урушта гоминдаң һәм коммунистларниң бир пүтүн фронтини қуруш һәққидики мәсилидин башқа һечқандақ бир һөҗҗәтләргә қол қоймиди, һәтта җиддий мәсилиләрниму муһакимә қилмиди. Мәшһур америкилиқ моңғулшунас алим о. Леттимор өз әслимилиридә бу сәпәрниң немә үчүн уюштурулғанлиқиниң икки сәвәбини чүшәндүриду. Биринчидин, президент франклин розевелт бу сәпәр җәрянида техи хәлқаралиқ тәҗрибиси йоқ валлесниң шу тәҗрибини игилишини халиди һәм өзиниң нөвәттики президентлиқ сайламда һаҗәт болидиған абруйини күчәйтти. Иккинчидин, розевелт, әксичә, һ. Валлесниң сиясәтчи сүпитидики аҗизлиқини, униңда хәлқара паалийәт тәҗрибисиниң йоқлуқини, хәлқара мунасивәтләрдики билимсизликини көрситишни нийәт қилип, шу арқилиқ сайлам вақтида уни башқа кишигә алмаштурушни көзлиди. Президент рузвелтниң бу сәпәрни уюштуруштики һәқиқий баһанилиридин қәтийнәзәр, һәм совет иттипақиниң, һәм хитайниң қарши алған шәхслири президент орунбасариниң кәспий алаһидиликлирини, йәни униң йеза игилики саһәсиниң агроном мутәхәссисликини һесабқа алған һалда, уни йеза игилики вә чарвичилиқ обйектлирини зиярәт қилиш билән вақтини өткүзүшкә тиришти. Өз нөвитидә валлесму буниңға хушал болди. О. Леттиморниң әслишичә, хитайда һәтта униң һөкүмәт халимайдиған әрбаблар билән көрүшүшигә йол қоймаслиқ үчүн әтәй әнә шундақ ишлар билән бәнд қилдурған.

У, валлес президент тәрипидин тапшурулған бу сәпәрниң мәқситини мундақ дәп чүшәндүриду: “1944 - йили баһар пәслиниң ахирида у хитайлар арисида парчилинишниң йүз бәргәнликини вә японларниң һәрбий үстүнлүккә йетиш үчүн вәзийәттин пайдилиниш мумкинликини сәзгән иди.”

Һ. Валлес өз әслимилиридә зиярәт қилған шәһәр вә йезиларниң һаяти, хәлқиниң тирикчилики, тәбиәт мәнзирилири, рәһбәрләр һәм уларниң әтрапидикиләр һәққидә мәлуматларниму бериду.

Өткән әсирниң 40 - йиллири хәлқара вәзийәт хели мурәккәпләшкән болуп, америка қошма штатлири униңда муһим рол ойниди.

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди бу дәврдә америка вә хитай, америка вә совет иттипақи, совет иттипақи һәм хитай арисидики мунасивәтләрниң зич, қариму - қарши болғанлиқини оттуриға қойди.

У мундақ деди: “бу мунасивәт 1943 - йили 12 - айда теһранда болған сталин, розевелт вә черчилниң сөһбәт йиғини һәм шуниң хитабнамиси асасида башланди һәм фашизмға қарши иттипақ қурулди. Хитайму у вақитта иккигә бөлүнгән иди. 1945 - Йили февралда ялтада өткән учришишта совет иттипақи уларни японға қарши урушқа чақириду. Бу җәрянда сталин бир түркүм шәртләрни қойиду. Америка һәм әнглийә буниңға келишиду. Бу вақитта уйғуристанда ғулҗини мәркәз қилған шәрқий түркистан җумһурийити бар иди.”

Қ. Ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, улуғ дөләтләр сталинниң манҗурийәдики мәнпәитигә мақул кәлгән, хитайдин моңғул хәлқ җумһурийитиниң мустәқиллиқини етирап қилиш тәләп қилинған, буниңға җаң кәйши нарази болған һәмдә у совет иттипақиниң шәрқий түркистан җумһурийитини қоллишини рәт қилған иди. Мушу җәһәттә мәзкур дөләтләр ара дипломатийәлик мунасивәтләр хели қоюқлишишқа башлиған. Ақивәттә “сталин шәрқий түркистан җумһурийитини қурбан қилип, башқа мәсилиләрдин өзигә пайда көргән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.