Америкидики уйғур җамаәтчилики вашингтонда җәм болуп 2015-йилни күтүвалди

Мухбиримиз қутлан
2015.01.01
yengi-yil-2015-amerika.jpg 2015-Йилини күтүвелиш паалийитидә д у қ рәиси рабийә қадир ханим тәбрик сөзи қилмақта. 2014-Йили 31-декабир, америка.
RFA

31-Декабир күни кәчқурун америкидики уйғур җамаәтчилики пайтәхт вашингтон әтрапидики файрфакс районида җәм болуп 2015-йилини дағдуғилиқ күтүвалди.

Йеңи йилни күтүвелиш паалийитигә вашингтон әтрапида олтурақлашқан уйғур җамаәтчилики вә америкиниң башқа штатлиридин кәлгән уйғурлар қатнашти.

Мәзкур паалийәткә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф риясәтчилик қилди. У йеңи йилни күтүвелиш паалийити һәққидә тохтилип, һәр йили өткүзүлидиған тәбрикләш паалийитиниң муһаҗирәттики яш-өсмүрләргә уйғур мәдәнийити вә сәнити бойичә тәрбийә елип бериштә муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Йеңи йилни күтүвелиш паалийити башлиниши билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тәбрик сөзи сөзлиди. У сөзидә америкидики вә уйғурлар вәтинини өз ичигә алған пүтүн дунядики уйғурларниң йеңи йилини тәбриклиди.

Рабийә ханим бу йиллиқ йеңи йил паалийитиниң өзиниң 2005-йили хитай түрмисидин чиқип америкиға кәлгәндин буянқи 10-қетимлиқ йеңи йил паалийити икәнликини вә өткән 10 йил ичидики өзгиришләрни әсләп өтти.

Йеңи йилни күтүвелиш паалийитиниң сәнәт номурлири алди билән әнглийәдин алаһидә тәклип қилинған “лондон уйғур ансамбили” ниң нахшичиси вә муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиси рәһимә мәхмут ханимниң яңрақ нахшилири билән башланди.

Паалийәт давамида әр-аялларниң коллектип иҗрасидики омумихор - “бизниң нахшимиз” миллий чалғуларниң тәңкәш қилиниши билән орунланди.

Яш гитар маһирлириниң орунлишидики лирик нахша-музикиларму паалийәткә қәдәм тәшрип қилған җамаәтчиликкә гүзәл кәйпият беғишлиди.

Паалийәт давамида йәнә кичик әзимәт пианино билән “әлисгә тәқдим” намлиқ мәшһур музикини орундиди.

Ахирида алим сейитоф америкида яшиғучи уйғур җамаитиниң бу йиллиқ йеңи йилни күтүвелиш паалийитиниң мувәппәқийәтлик вә тәсирлик болғанлиқи һәққидә хуласә сөзи қилди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.