Хитайда чоң болған америкалиқ терисаниң уйғурлар һәққидики тәсиратлири (4)

Мухбиримиз меһрибан
2019.03.06
terisa-bukzaki-xen-shyu.jpg 30 Йиллиқ һаяти хитайда өткән америкилиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
RFA

Мән көргән уйғурлар вә улардики инсаний қәдир қиммәт қариши

Америкалиқ язғучи териса ханимниң билдүрүшичә, униң маралбешидики биңтуәнниң ишләпчиқириш полкида сүргүндә өткән 9 йиллиқ һаяти америкаға кәлгәндин кейин өз кәчмишлири һәққидә елан қилған китаблиридики әң тәсирлик һикайиләрниң материял мәнбәси болған икән.

Териса ханим 1970-йили маралбешида йәрлик уйғурлар билән йерим йил биллә яшиғанлиқини билдүрүп, бу җәрянда уйғурлардики диний етиқад вә инсанлиқ қәдри-қиммәт қаришиниң өзидә чоңқур тәсират қалдурғанлиқини баян қилди.

Териса ханимниң билдүрүшичә, 1970-йили биңтуән даирилири уни маралбешиниң молла йезисидики бирқанчә нәпәр уйғур билән бирликтә пакистан-хитай ташйоли қурулушида өлгән хитайларниң җәсәтләрни көмүш вәзиписигә әвәткән. Хитайлар “әрваһ җини чаплишиду” дәп қорқидиған вә қилишни әсла халимайдиған бу иш териса ханим билән йәрлик уйғурларниң бешиға артилиду.

Бу һәқтә әслимә қилған териса ханим мундақ деди: “маралбешидики биңтуәндә мән уйғурлар билән йерим йил биллә ишләш пурситигә ериштим. 1970-Йиллар болса керәк, мән биңтуәнниң орунлаштуруши билән молла йезисидики бирқанчә уйғур билән бирликтә тәклимакан қумлуқини пиядә кесип өтүп, хитай-пакистан ташйоли қурулушида өлүп кәткәнләрниң җәсәтлирини көмүшкә әвәтилдим. Биз кәтмән вә кепәнләрни елип төгә карвини болуп йолға чиқтуқ.”

Териса ханимниң билдүрүшичә, җәсәт көмүш биңтуәндики хитайларниң нәзиридә һечким қилишни халимайдиған әң төвән вә вәһимилик иш болсиму, әмма йәрлик уйғурлар бу ишни үнсиз һалда орундиған. Уйғурлар билән биллә болған бу йерим йиллиқ сәпәр һаяти биңтуәндә хитайлар тәрипидин үзлүксиз күрәш нишани болуп кәлгән 20 нәччә яшлиқ териса үчүн һаятни чүшиниш җәряни болған вә униң мискин көңлидә һәқиқий инсанлиқ қәдри-қиммәтни һес қилдурған. У әркин нәпәс алидиған, өз сәпәрдашлири болған уйғурлар тәрипидин қәдирлинидиған, һәқиқий меһир-муһәббәтниң немилики һес қилидиған болған. Терисаниң музлиған қәлбидә өзигә яхшилиқ қилған инсанларға нисбәтән миннәтдарлиқ туйғуси пәйда болған.

Териса бу һәқтә әслимә қилип, мундақ дәйду: “мән карвандики бирдин бир қиз бала болуп, қалған сәпәрдашлиримниң һәммиси уйғур яш әркәклири иди. Уларниң арисида яшанған бир мойсипитму бар иди. Улар билән бирликтә тәклимакан чөллүкидә пиядә сәпәргә чиқтуқ. Ашу җапалиқ сәпәр җәрянида мениң улардин һес қилғанлирим инсаний ғәмхорлуқ, иллиқ муамилә вә меһри-муһәббәт болди. Биз һәр күни чөллүктә узундин-узун маңаттуқ. Улар һәр күни мәккә тәрәпкә қарап бирқанчә қетим намаз оқуйтти, улар (таһарәт елип) йүз-қоллирини юғандин кейин йәргә җайнамаз селип намаз оқушқа башлайтти. Мән уларға қариғинимчә уларниң шу қәдәр етиқадлиқ вә шу қәдәр меһрибан кишиләр икәнликини һес қилаттим. Кейинчә мәнму улардәк ичимдә тиләкләр тиләп ибадәт қилишқа башлидим. Бу әһвални көргән уйғур мойсипит бовай күлүп туруп, ‛биз өзимизниң қурандики айәтләрни оқуймиз, сиз немиләрни оқуватисиз, ‚ дәп сориди.”

Әйни чағда бовайға немә дәп җаваб бәргәнликини баян қилған териса ханимниң авази боғулди. У өзиниң ибадәт қилиштики мәқситиниң әмәлийәттә уйғурларға болған миннәтдарлиқини ипадиләш икәнликини билдүргинидә уйғур бовайниң униңға дуа қилип, мундақ дегәнликини баян қилди: “мән бовайға ‛мән пүткүл аләмдики тәңриләрдин бу ақ көңүл уйғурларни өз панаһида сақлишини тилидим‚ дәп җаваб бәрдим. Җавабимни аңлап бовай күлүп кәтти вә маңа ‛аллаһ сизниму өз панаһида сақлиғай, сизгиму бәхт ата қилғай‚! деди. Бовай йәнә ‛сиз биз үчүн бәхт тиләпсиз, шуңа бизму сизгә бәхт тиләймиз, аллаһ сизниму мурат-мәқсәтлириңизгә йәткүзгәй, ‚ деди.”

Териса ханим 70-йилларда өзи турған маралбеши наһийәсидики молла йезисини һазир хәритидин тепиш мумкин әмәсликини, у җайларда әйни йиллирила “әмгәк билән өзгәртиш лагери” барлиқини билдүрди: “бизниң 48-полкниң 5-ротиси әтрапидики җайлар әмгәк билән өзгәртиш лагери иди. Қамалғанларниң һәммиси дегүдәк ичкири хитай өлкиләрдин елип келингән хитай зиялийлар вә алдинқи һөкүмәтниң (йәни гоминдаң армийәсиниң) юқири дәриҗилик һәрбий офитсерлири иди. Биз өстәң қазғанда яки дәрәх йилтизлирини қомурған чағларда уларниң қол-путлирида койза-кишән селинған һаләттә мәҗбурий әмгәккә елип чиқилғинини көрәттуқ. Әлвәттә, уларниң ашундақ начар шараитта түркүм-түркүмләп өлүп туридиғанлиқи вә өлүклириниң әмгәк билән өзгәртиш лагери тәрипидин тәклимакан қумлуқиға ташливетилидиғанлиқини көрәттуқ.”

Териса ханим 70-йилларда биңтуәндә турған мәзгилидә молла йезисидики уйғурларниң бир хитайниң җәситини көмгәнлик әһвалини әсләп хитайлар тәрипидин харланған бир җәсәтниң молла йезисидики уйғур деһқанлири тәрипидин инсаний нуқтидин қарап дәпнә қилинғанлиқини билдүрди:

“бирнәччә уйғур юртдаш ешәк һарвисини һәйдәп, әмгәк билән өзгәртиш мәйданиға йеқин җайдин өткинидә уларға әмгәк лагеридин қумлуққа ташливетилгән бир җәсәт учрапту. Қумлуқ арисидин көрүнүп қалған җәсәтни көргән уйғурлар өз йенида елип йүргән кәтмини арқилиқ узун часа шәкиллик гөрлүк колап, арисидики бир уйғур яш өзиниң ақ йәктикини селип, җәсәтни йөгәп гөрлүккә қоюпту. Униң достлири у йигиткә башқа кийимни йепинчақлитип қойған икән. Билишимчә, улар қәбрә бешида йәнә дуа қилип җәсәтни көмгән икән. Булар мән шу йәрдики чағда йүз бәргән иш. Бу вәқә биз пакистан ташйолидики йолидики җәсәтләрни көмүш үчүн атланған йерим йиллиқ сәпәр мәзгилидә, йәни 70-йили йүз бәргән иди. У җай биз турған йәргә йеқин җай болуп, ениққи өлүк әмгәк билән өзгәртиш лагеридин сиртқа ташливетилгән иди.”

Юқириқи аваз улинишидин мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.