Әхмәтҗан османниң инглизчә шеирлар топлими - “әй ана вәтән! йирақ сүргүнгаһ” нәшр қилинди
2014.07.17
Уйғур һазирқи заман гуңга шеирийитиниң асасчиси, атақлиқ шаир әхмәтҗан османниң “әй ана вәтән! йирақ сүргүнгаһ” намлиқ инглизчә шеир топлими йеқинда нәшр қилинип, торда тарқитилишқа башлиди. Америкидики фонем медиа, намлиқ нәшрият оргини тәрипидин нәшр қилинған мәзкур шеирлар топлимиға апторниң йеқинқи 20 йиллиқ иҗадийитидики шеирлардин талланмилар киргүзүлгән.
Апторниң иҗадийитидики үзгүчилик шуки, у уйғур қәдимий әҗдади билән, 19 - әсирдики франсуз шаири вә тәнқидчи стефан малларме, артор римбауд қатарлиқ шәхсләр оттурисидики қаналдур. Әхмәтҗан осман вә америкилиқ шаир җефрий яң бирлишип тәрҗимә қилған мәзкур шеирлар топлими, ғәрб дунясида нәшр қилинған бир уйғур шаирниң тунҗи шеирлар топлими болуп қалди. Топламға апторниң уйғур вә әрәб тиллирида язған аз дегәндә 60 парчә шеири киргүзүлгән.
Нөвәттә, канадада олтурушлуқ шаир әхмәтҗан османниң 1982 - йили сүрийәгә оқушқа чиқиши униң модернизм әдәбияти билән тонушуп, гуңга шеирийитини уйғурларға елип киришиниң йолини ачқан. Биз униң “әй ана вәтән! йирақ сүргүнгаһ” намлиқ шеирлар топлиминиң нәшр қилиниш мунасивити билән сөһбәт елип бардуқ.
Әхмәтҗан осман: әрәбчә 6 парчә китабим чиққан мениң һазирчә, уйғурчә икки, ишқилип шулардин таллап киргүзгән топламға. Лекин уйғурчиси бир аз азрақ, көпинчиси мушу әрәбчидин тәрҗимә қилинған. Лекин йәнила бәзидә мән әрәбчә йезип уйғурчиға тәрҗимә қилип қоюп өзүм яки уйғурчә йезип әрәбчигә тәрҗимә қилип қойған мундақ айривалғили болмайдиған шеирларму бар.
Мухбир: бир тилниң әң сүзүк, әң назук тәпәккур шәкли. Униңда чоңқур һессият болиду, ритим, аһаңдарлиқ болиду. Шуңа, шеирни башқа тилға тәрҗимә қилиш мүшкүл. Силәр бу шеирлар топлимини америкилиқ шаир җефрей яң билән биргә тәрҗимә қилдиңлар. Шеирниң инглизчә тәрҗимиси билән униң әслидики оригинали оттурисида ипадиләш җәһәттә қандақ мәсилиләр бар? қандақ тәрҗимә қилиниду бу?
Әхмәтҗан: уйғур тили билән инглиз тилиниң бәзи пәрқлири бар. Мәсилән, уйғур тилидики бәзи қурулмилар, ипадиләш усуллири инглизчида йоқ яки охшимайду, пәрқлиқ. Мушу пәрқләргә кәлгәндә бәзи шеир вә җүмлиләрниң, бәзи ибариләрниң тәрҗимиси әсли уйғурчә нусхисидин пәрқлиқ чиқиду. Бу йәнә икки тилниң тәпәккур усули биләнму мунасивәтлик. Мениң тәрҗимә җәрянида һес қилишимчә, инглизчә әқлийлиғи бир аз күчлүк тил икән. Уйғурчә һессийлиғи күчлүк тил. Буму йәнә биримизниң тәпәккуримизгә бағлиқ икән. Мәсилән, “хаин тағлар” дегән мениң бир шеирниң мавзуси. Уни “хаин тағлар” дәп тәрҗимә қилмиди, җефрий яң. “хаин тағлар” дәп әйнән тәрҗимә қилинса, бу инглизчида наһайити күчлүк ибарә болуп қалидикән. Уйғурчидики “хаин тағлар” бир хил символлуқ сөз. Лекин бу инглизчиға бундақ елинмайду. Чүнки, инглизчида тағ йәнила өзиниң әсли луғәт мәнисини сақлап қалидикән. Лекин бизниң асас қилған шәрт әслидики уқумларни сақлап қелиш. Лекин буниңға әмәл қилмақ тәскән.
Мухбир: өз вақтида гуңга шеирийити оттуриға чиққанда нурғун қаршилиқи қилғанлар чиққан. У чағда немә үчүн буниңға гуңга, дәп исим қоюлуп қалди?
Әхмәтҗан осман: гуңга, дегән сөзниң қоюлуп қелиши, әмди буни җефрий яңму мәндин сориған, силәр башлиған бу еқим немә үчүн гуңга, дәп аталған, дәп. Буниң хитай шеирийитидики гуңга билән қандақ мунасивити бар яки силәр хитай гуңга шеирийитиниң тәсиригә учриғанму, дегәндәк соалларни сориған. Мән сизгә буниң немә үчүн гуңга, дәп атилип қалғанлиқиниң тарихий, дәп берәй. Мән 1986- йили сүрийәдин үрүмчигә тәтил қилип келип, һазирғичә елан қилмиған бир түркүм шеирлиримни көтүрүп келимән. Бу шеирларни мәнму у йәр, бу йәргә әвәтип баққан, лекин бесилмиған. “тарим” журнили, дегәндәк журналларға әвәткән. Һәтта мениң ядимда бар, рәһмәтлик османҗан савутқа мән “ садир йетим қалған 5 балисини издәп” дегән шеиримни әвәткән вақтимда, османҗан савут у шеиримни маңа дегинидә, тартмамниң әң төвән тиқивәткән, әнсирәп. Мушундақ шеирни қандақ әвәтисиз қорқмай, биз қандақ басимиз “тарим” журнилиға дегән. Мушу мәзгилдә мән бир йүрүш шеирлиримни “тәңри тағ” журнилиға бәрдим. Бу шеирлар “тәңри тағ” журнилиниң синақ саниға бесилғандин кейин, мениң ядимда бар абдукерим ғоҗаюп чақиртиптикән өйигә берип параңлаштим бу шеирлар вә у - бу мәсилиләр һәққидә. Абдукерим ғоҗаюп маңа, бу шеирларни гуңга десәк болиду, дәп шундақ дегән. Бу мениң гуңга, дегән атақни тунҗи аңлишим.
Мухбир: бәзи баһалиғучи вә әдәбий тәнқидчиләрниң гепи бойичә ейтқанда әхмәтҗан осман шеирлирида қәдимийлик билән һазирқи заман оттурисида бир қанал ечишқа тиришқан, дәйду. Мәсилән, у роналд бартест, маларме, римбауд қатарлиқ шәхсләр билән, әнәниви уйғур чүшәнчиси оттурисида қанал қурмақчи болған. Бу пикирләр сениң шеирийәткә сиңдүрмәкчи болған идийә, пикирләр билән мас келәмду?
Әхмәтҗан: мас келиду, әлвәттә. Уларниңки шаманлиқ, исламийәт вә һазирқи заман тәпәккуриғичә, дегән баһалиридиму мениңчә уйғур мәдәнийитигә бир пүтүнлүктә қараш вә бир пүтүн уйғур мәдәнийитини дуня мәдәнийитигә қоюп қараштин ибарәт мушундақ бир хил уйғур тәпәккуриниң тарихини көзитиш арқилиқ вә һазир билән болған мунасивитини байқаш арқилиқ дуня тәпәккури билән болған йеқинчилиқи яки йирақчилиқини кәшип қилиштәк мушундақ издинишләр болушиму мумкин.
Әң аддий тил билән, әң аддий өрнәк билән алғанда әнәниви шеирийәт билән уйғур һазирқи гуңга шеирийитиниң негизлик пәрқи униң ипадиләш усулида. Әнәниви шеирлар китабханлардин шаирниң тилидин бир нәрсини қобул қилишни тәләп қилиду. Йеңичә шеирлар китабханға ойлашни ойлинишни вә өзи оқуватқан шеирни қайтидин йезип чиқишни, әсәргә йеңи упуқларни ата қилишни тәләп қилиду.
Мухбир: әсәрлириңни оқуғанда киши әхмәтҗан осман шеирлирида ипадилигән пикир уйғурлардики қәдимки шаман роһий, исламий кимлик, бу кимлик билән һазирқи заман мәдәнийитигә кириш басқучидики бир хәлқниң әндишилирини, изтираплирини, издиниш, үмид вә үмидсизликлири пәйда қилған роһий һаләтни әкс әттүрүватиду, дегән туйғуға келиду.
Әхмәтҗан осман: наһайити яхши ипадилидиң. Бу әхмәтҗан осман шеирлирини башқа бир хил яхши ипадиләш тәбири болди, сизниң бу сөзлириңиз. Бу маңа йәнә бир нәрсини әслитип қойди. Корийәдики бир университетта дәрс қилип өтүлидикән. Шу университетниң профессориниң язған бир мақалиси бар икән. Шуниңда қойған пикридә “өзигә тикилип қараш” дегән тәбирни ишлитиптикән. Демәк, әхмәтҗан османниң шеирлири өзигә тикилип қараш, өзини көзитиштин ибарәт, дегән.
Мухбир: көп рәһмәт сизгә әхмәтҗан әпәнди, наһайити көп вақтиңизни алдуқ, саламәт болуң, хәйр-хош!