Дуня уйғур аяллар бирлики иккинчи нөвәтлик қурултийи ноябирда түркийәдә ечилмақчи
2016.07.18

Фирансийә пайтәхти парижда чақирилған дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң 13-июлдики йепилиш мурасимидин кейинла, һәр қайси дөләтләрдин кәлгән 20 дин артуқ уйғур аяллири кишилик һоқуқ актиплири “дуня уйғур аяллар бирликиниң кеңәйтилгән йиғини” ни өткүзди. Дуня уйғур аяллар бирлики 2013-йили 23-апрел күни фирансийә пайтәхти парижда дуня уйғур аяллар бирликиниң қурулғанлиқи елан қилинған иди. Мәркизи белгийәдики мәзкур тәшкилатниң рәисликигә рисаләт арипова ханим сайланған. Йиғинға йетәкчилик қилған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим йиғинда, дуня уйғур аяллар бирликидин ибарәт уйғур анилириниң, ханим-қизлириниң миллий давадики һәрикитини бирләштүрүш һәм йәниму җанландурушни мәқсәт қилған бу тәшкилатниң иккинчи нөвәтлик қурултийиниң бу йил ноябирда түркийәдә өткүзидиғанлиқини җакарлиди.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң чақириқи билән “дуня уйғур аяллар бирликиниң кеңәйтилгән йиғини” 13-июл париждики новател меһманханисиниң йиғин залида чақирилди. Йиғин рабийә қадир ханимниң тәбрик сөзи билән башланди. Рабийә қадир ханим “дуня миқясида уйғур ханим -қизлириға вәкиллик қилидиған бир тәшкилатниң болушиниң тәхирсиз вақти йетип кәлгәнлики” сәвәблик қурулған бу тәшкилатниң дуняниң һәр қайси җайлиридики паалийәтчилириниң 3 йилдин артуқ җәрянда елип барған хизмәтлири вә тиришчанлиқи нәтиҗисидә уйғур дәвасини хәлқаралаштуруш хизмитидә бәлгилик рол ойнаватқанлиқини муәййәнләштүрди вә мәзкур тәшкилатниң йеқинда йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин рәсмий әнгә елинғанлиқини тәбриклиди.
Америка, канада, белгийә, германийә, түркийә, әнглийә, австралийә һәмдә қазақистан, қирғизистан қатарлиқ 10 дин артуқ дөләттин париж шәһиригә җәм болған бу әтләс көйнәклик, башлириға чирайлиқ доппилирини кийип гүзәл қияпәт, көтүрәңгү роһ билән йиғинға қатнишиватқан уйғур аяллириға дуня уйғур аяллар бирликниң рәиси, белгийәдики паалийәтчи рисаләт арипова ханим тәшкилатниң 3 йиллиқ хизмәтлири тоғрисида тәпсилий мәлуматлар бәрди.
Бу тәшкилат уйғур анилириниң, ханим-қизлириниң миллий дәвадики һәрикитини бирләштүрүш һәм йәниму җанландурушни асасий вәзипилириниң бири қилип бәлгилигән болуп, йиғиға мәзкур тәшкилатниң әзалири вә башқа аял вәкилләр болуп 20 дин артуқ актип паалийәтчи ханим-қизлар иштирак қилди. Тәшкилатниң муавин рәислири, һәрқайси дөләтләрдики вәкилләр арқа-арқидин сөзгә чиқип, хизмәт доклати бәрди һәмдә җай-җайларда уйғур ханим-қизлири арисида тәшвиқ ишлирини йәниму күчәйтип тәшкилатни йәниму күчәйтиш вә җанландуруш тәшәббусини оттуриға қойди. Иштиракчилар тушму-туштин қиммәтлик тәклип пикирлирини баян қилди әркин муназириләшти.
Һәр қайси дөләтләрдә һәр қайси саһәләрдә көзгә көрүнгән уйғур аял зиялийларму бу тәшкилатқа аваз қетиватқан болуп, әнглийәдә гәрчә ялғуз болсиму өз күчиниң йетишичә мәдәнийәт, тәшвиқат паалийәтлири арқилиқ уйғурларни вә уйғурларниң вәзийитини тонуштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан раһилә мәхмут ханим һәр қайси әлләрдә һәр саһәдә хизмәт қиливатқан юқири мәлуматлиқ уйғур аял зиялийларниму бу сәпкә қошулушқа сәпәрвәр қилиш йоллири һәққидә һәмдә тәшкилатниң хизмәт паалийәт мәзмунлирини йәниму кеңәйтиш тоғрисида пикир бәрди.
Австралийидин тәшкилатниң муавин рәиси гүлмирә зунун ханим, өз тәвәликидә паалийәтләрни қандақ усулларда җанландуруватқанлиқи һәққидә тәҗрибилирини ортақлашти.
Қазақистандин келип дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға қатнишиватқан вәкилләрниң көп қисми дуня уйғур аяллар бирликиниңму әзалири болуп, дуня уйғур аяллири бирликиниң оттура асиядики муавин рәиси асийәм турдийева башламчилиқидики бир қатар актиплар асасән йеши 50 тин ашқан аяллар болушиға қаримай тәшкилатниң һәр қандақ вәзиписини актиплиқ билән беҗиришкә тәйярлиқини ипадиләп вәкилләрдә чоңқур тәсир пәйда қилди.
Шәһәрбанум сәйдуллайева ханим тәшкилатқа әза ханимларниң қазақистан вә қирғизистанни мәркәз қилип уйғурларниң түрлүк аммиви паалийәт сорунлиридинму үнүмлүк пайдилинип, уйғур миллий дәвасини аңлитиш, миллий кимликни сақлаш, яшларни миллий роһта тәрбийиләшкә охшаш саһәләрдә үзүлмәй тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини баян қилди.
Бир саәт давамлашқан йиғинниң ахирида, рабийә қадир ханим хуласиләп дуня уйғур аяллар бирлики сепидә хизмәт қилған аял актипларниң аз болуши вә иқтисадий имканлиримизниң интайин чәклик болушидәк қейин шараитқа қаримай зор пидакарлиқлар билән иш елип бериватқанлиқиға юқири баһа бәрди вә уйғур хәлқи намидин, барлиқ уйғур актиплар намидин уларға миннәтдарлиқ билдүрүп өз йенидин мәзкур тәшкилатқа 500 доллар ианә қилди вә йиғинға қатнашқан аялларға дуня уйғур аяллар бирликиниң иккинчи нөвәтлик қурултай йиғининиң бу йил ноябирда түркийәдә өткүзүлидиғанлиқини җакарлиди вә шундақла уйғур аяллар бирлики қурултийиниң күнтәртипилири, тәйярлиқ хизмәтлириниң бүгүндин башланғанлиқини елан қилди.
Йиғин ахирлашқанда уйғур аял актиплар йәнә өз-ара алақилишиш учурлирини алмаштуруп, аялларниң демократийә вә кишилик һоқуқ саһәсидики хизмәт усуллири, тәҗрибилири шуниңдәк учур топлаш қатарлиқ мәсилиләрдә өз-ара йәнә узаққичә сөһбәтләшти.