Балет уссулчилиқини рәт қилған уйғур қизи: тазилиқ ишчисимән, һаятимдин разимән
2016.10.24

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң уйғур районида йолға қоюватқан ассимилятсийә сиясити уйғур яшлирини кәсип вә иш таллаш җәһәттә қарар бериш қейин болған бир ача йол доқмушида тәмтирәтмәктә. Бу доқмушниң бир тәрипидә раһәт-парағәт көрүнүп турған, әмма, миллий вә диний кимликтин узақлишиш хәвпи болған дағдам бир йол, йәнә бир тәрәптә ақивитини тәхмин қилиш қейин, әмма миллий кимликкә хәвп-хәтири болмиған тар вә җапалиқ бир йол. Бүгүнки программимизда, әнә шу доқмушта дағдам йолдин ваз кәчкән бир қизниң қиссисини аңлайсиләр. Арзу нурмәмәт, 22 яш, у 12 яш вақтида бәш йиллиқ балет уссулчилиқи оқушиға, 14 яш вақтида ичкири толуқ оттура мәктипигә талланған. У аписиниң тәлими вә өзиниң халиши билән ақсу кучада өзигә қучақ ачқан бу һәр икки пурсәтни рәт қилған. Нөвәттә у истанбулда тазилиқ ишчиси; әмма арзуму, аписиму әйни чағдики қарариға пушайман әмәс.
Улар өзлириниң сәнәткә қарши әмәсликини, илим өгинишкә дуняниң нәридә болса рази икәнликини; әмма юқириқи икки пурсәт, уларниң миллий вә диний кимликини тәһдит дәп қараватқан бир һакимийәт тәрипидин сунулғанлиқи үчүнла, келәчикидин хатирҗәм болалмиғанлиқини вә мушу сәвәбтин рәт қилғанлиқини алаһидә тәкитлиди.