Уйғур өсмүр сәнәткарлири “бир дуня өйи” сәһнисидә
2016.07.18

16-Июл күни “бир дуня өйи” дә мюнхен шәһиридики уйғур өсмүрлири сәнәт номурлири көрситип алқишқа еришти.
Мюнхен шәһәрлик чәтәлликләр мәҗлиси, мәдәнийәт идариси қатарлиқ органлар йиллардин буян уйғурларниң мәдәний, иҗтимаий паалийәтлирини түрлүк шәкилләрдә қоллап кәлмәктә. Улар бу қетимму мәхсус уйғурлар үчүн “бир дуня өйи” дә бир сәһнә һазирлап бәргән.
Һәр милләт хәлқлири тәшкилатлириниң паалийәт мәркизи болған мюнхендики “бир дуня өйи” дә 16-июл күни кәч саәт 7 билән башланған бу паалийәтниң муқәддимисидә, алди билән уйғурларниң кимлики, тарихи, мәдәнийити һәмдә бүгүни һәққидә ишләнгән син филими тамашибинларниң нәзиригә сунулди.
Мюнхен шәһиридики иштин сиртқи уйғур сәнәт һәвәскарлири қатнашқан бу паалийәткә уйғур фоликлори тәтқиқатчиси нурниса ханим вә усул устази халисә ханимлар йетәкчилик қилған болуп, уларниң йетәкчиликидә орунланған уйғур усуллири вә уйғур чөчәклирини асас қилған номурлар кишиләрниң зоқини кәлтүрди.
Узун йиллардин буян германийәдә уйғур сәнити, мәдәнийити бойичә тәтқиқат вә иҗадийәт паалийәтлири билән шуғуллинип кәлгән нурниса ханим нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда, алди билән өткән бир йил ичидә елип барған паалийәтлиридин қисқичә мәлумат берип өтти. У сөзидә, бу йилниң ахириғичә германийәниң һәр қайси җайлирида көплигән паалийәтләрни елип баридиғанлиқини, илгирики йилларға қариғанда паалийәтлириниң саниниң йилдин -йилға ешип бериватқанлиқини вә германийәдә техиму көп қоллашқа, қизиқишқа еришиватқанлиқини тилға алди.
Бу қетимқи сәнәт паалийитиму германийәдә һәр милләт хәлқиниң уйғурларға болған қизиқиши йәниму күчәйгән бир чағда өткүзүлди. Бу паалийәттә, уйғур өсмүрлириниң көрсәткән түрлүк номурлири тамашибинларни йәнә бир қетим җәлп қилди. Уйғурларниң мәйли қияпәт, мәйли мәдәнийәт, мәйли тил вә тарих җәһәттин хитай билән қилчә ортақлиқи болмиған бир милләт икәнликини намаян қилишни, уйғур мәдәнийитини дуняға тонутушни асасий мәқсәт қиливатқанлиқини әскәрткән усул йетәкчиси халисә ханим зияритимизни қобул қилғанда, сәнәт арқилиқ уйғурни тонутушниң истиқбалидин зор үмидвар икәнликини баян қилди.
Германийәдики уйғур зиялийлиридин илчин әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда болса, өзиниң бу паалийәттин көп мәмнун болғанлиқини тилға елиш билән биргә, техиму көп уйғур җамаитиниң бу паалийәтләрни қизғин қоллиши керәкликини тәкитлиди.
Паалийәткә қатнашқан уйғур өсмүрлири қоюқ миллийчә сәнәт кийимлирини кейишкән болуп, улар орунлиған нәпис усуллар муһаҗирәттики уйғурларға һәқиқәтәнму уйғур тупрақлиридики сәнәт сәһнилирини әслитәтти. Паалийәт хатимисидә, уйғурлар ихтиярий усулға чүшүп, сәһнидә җанлиқ бир байрам кәйпияти яратти.