Алмутада “бир қәшқәрлиқ мойсипитниң һекайилири” намлиқ китаб тонуштурулди
2018.04.27

24-Апрелда алмутадики миллий кутубханида тонулған язғучи исмайилҗан иминофниң “бир қәшқәрлиқ мосипиниң һекайилири” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти. “мир” нәшрият өйи тәрипидин рус тилида нәшир қилинған мәзкур китабқа язғучиниң әйни вақитларда җумһурийәтниң һәр хил нәширлиридә йоруқ көргән очериклири, һекайилири вә йеңи әсәрлири киргүзүлгән.
Мурасимда сөзгә чиққан русийәниң алмутадики консули ирина переверзева язғучи иҗадийити билән русийәлик китабханларниңму яхши тонуш икәнликини, болупму униң “әзизанә қәшқәр”, “балилиқ дәвримниң булақлири”, “улуқ чоқанниң йипәк йоли билән” намлиқ китаблирини тонуштуруш мурасимлириниң русийәниң алмутадики консулханисида юқири дәриҗидә өткәнликини баян қилди. язғучиниң юрти қарғали йезисиниң һакими доспол ақилбек оғли исмайилҗан иминофни барлиқ юртдашлири намидин тәбрикләп, униңға қазақларниң миллий кийимини кийдүрди. Мурасимда йәнә аблайхан намидики қазақ хәлқара мунасивәтләр вә дуня тиллири университетиниң профессори валерий мәхпироф, арал көлини қутқузуш хәлқара фондиниң мудири бекнияз болат, “йипәк йоли” ширкитиниң мудири ваққас мамединоф вә башқилар язғучи әсәрлириниң бәдий қиммити, алаһидиликлири, әвлатларни тәрбийиләштики роли һәққидә өз қарашлири билән ортақлашти.
Радийомиз зияритини қобул қилған тарихчи алимә клара һафизованиң ейтишичә, бу китаб “бовайниң йүрики” дегән һекайә билән башлинидикән. Униңда язғучи дадисиниң бешидин өткән сәргүзәштилирини баян қилиду. Клара һафизова болупму 1918-йили йәттисуда йүз бәргән “ату” паҗиәси, йәни уйғурларниң қизил әскәрләр тәрипидин қирғин қилинишиға беғишланған “һалакәтлик хаталиқ” намлиқ һекайидин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүди. У бу йили мәзкур қанлиқ вәқәниң 100 йиллиқини атап өтүшкә чоң тәйярлиқларниң кетип барғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “әпсуски, бу вақит ичидә бу һәқтә ениқ һөҗҗәтләрни һеч ким тапалмиди. Көпчилики бизгә мәлум болған вәқәләр һәққидә мәлуматларни бериватиду. Мән ойлаймәнки, бу вәқә һәққидә алимлар махмут абдурахманоф вә хәмит һәмрайеф көп язди. Мениң оюмчә, пәрғанә уйғурлириниңму һаяти тоғрилиқ мәлуматлар көпчиликни қизиқтуриду. Парғанә вадиси беваситә қәшқәрийә билән зич бағлинишлиқ. Шәрқий түркистанда бир нәччә чоң вадилар болуп, һәр қайсиниң өз алаһидилики вә мәдәнийити бар. Әлвәттә, қәшқәр уйғур мәдәнийитиниң мәркизи һесаблиниду. Буниңдин ташқири хотән, кучар, турпан, ғулҗа вә башқиму вилайәтләр мәдәнийити өз алаһидиликлири билән пәрқлиниду. Буниң барлиқи бай, мәзмунлуқ, көп хиллиқ уйғур мәдәнийитиниң ярқин көрүнүшидур”.
Язғучи исмайилҗан иминоф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу китаб асасән дадамниң тәқдиригә, хәлқимизниң тәғдиригә беғишланған. Дадам ахирқи вақитларғичә туғулған юртини сеғинип өткән. Бу мәндиму бар. Мәнму қәшқәрни сеғинимән. Көрсәм дәп арман қилимән. 2014-Йили бир гуруппа қазақ алимлири билән қәшқәр, үрүмчи, қарашәр, корла, ақсу, атуш, кучарларни көрдүм. Немишқа "қери қәшқәрлиқниң һекайилири" дәп мавзу қойдум? сәвәби бу дадамниң ейтип бәргән һекайилири. Пәрғанә вадисиға барғандиму дадам яшиған шәһәр, йезиларни көрдүм, туғқанларни көрдүм. Өз вақтида пәрғанә вадисида уйғур мәктәплири болған. Һазир улар йоқ. Мән қазақистан һөкүмитигә, дөләт президенти нурсултан назарбайефқа рәһмитимни ейтимән. Қазақстанда уйғур мәктәплири бар”.
Исмайилҗан иминоф уйғур мәктәплири болса милләтниң келәчикиниңму болидиғандиқини алаһидә тәкитлиди. У йәнә китабни рус тилида язғанлиқини, чүнки рус тили арқилиқ башқиму милләтләрниң уйғурлар билән йеқиндин тонушуш мумкинчиликигә игә болидиғанлиқини тәкитлиди.
Игилишимизчә, исмайилҗан иминоф 1959-йили алмута вилайитиниң җамбул наһийәсигә қарашлиқ қарғали йезисида дуняға кәлгән. У қазақ дөләт университетиниң филологийә факултетини тамамлап, узун йиллар маарип саһәсидә ишлигән. 2009-Йилдин буян әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинип кәлмәктә. Исмайилҗан иминоф “әзизанә қәшқәр”, “балилиқ дәвримниң булақлири”, “улуқ чоқанниң йипәк йоли билән”, “алтәшһәргә саяһәт” намлиқ бир нәччә китабларниң аптори. У 2014-йили қазақистан миллий җуғрапийә җәмийити тәрипидин уюштуруған “чоқан вәлиханофниң йипәк йоли билән” намлиқ илмий екиспедитсийәниң рәһбири сүпитидә уйғур елиниң җәнубида зиярәттә болуп қайтқан.