Әркин алиптекин: шәрқий түркистан давасини әбәдийләштүрүшкә һазир болуш керәк

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.07.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
duq-qurultay-birlik-ittipaqliq-xatire.jpg Д у қ сабиқ рәиси әркин алиптикин вә д у қ рәиси рабийә қадир ханим д у қ 5-қетимлиқ вәкилләр қурултийиниң бир қисим йиғин әһли билән хатирә сүрәттә. 2016-Йили 13-июл, париж.
RFA/Ekrem

5-Нөвәтлик д у қ йиғинидин кейин өз қарашлирини уйғур җамаити вә қурултай хадимлири билән ортақлишишни халиған уйғур сиясий әрбаблиридин 80 яшқа киргән әркин алиптекин әпәнди бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, бәзи тәвсийә һәм тәшәббуслирини оттуриға қойди.

Әркин алиптекин әпәнди тәвсийәлирини баян қилиштин илгири, өзиниң 11, 13-июл күнлири д у қ ниң парижда чақирилған 5-нөвәтлик қурултийиға қатнишиштики мәқсити тоғрисида қисқичә изаһат берип өтти.

У мундақ деди: “билгиниңиздәк, буниңдин бурун уюштурулған йиғинлар америка вә японийәдә өткүзүлди. 2004-Йили елип берилған йүрәк оператсийәсидин кейин, дохтурлар маңа узун саяһәтләрни чәклигән иди. Буниң үчүн мән, бу йиғинларға қатнашмиған идим. Аңлиған гәп вә йезилған нәрсиләрдин қариғанда, бу қетим парижда чақирилидиған йиғинниң җиддий бир муһит ичидә өткүзүлүш хәвпи бар иди. Буниң үчүн, йиғинниң мәдәний бир муһит ичидә өтүшигә өзүмниң бир кишилик һәссисини қошуш мәқситидә парижға бардим.”

Әркин алиптекин әпәнди сөзидә йәнә, йиғинниң нәтиҗилик аяғлашқанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрүп шуларни тилға алди: “бәзибир кәмчиликлиримизгә қаримай, йиғин чирайлиқ өтти. юртдашлар арисидики бәзибир килишимсизликләр һазирчә биртәрәп қилинған болди. Һәрким өзиниң мәқситигә еришти. Рәсмий санни билмәймән, әмма йиғинға қатнашқан 140 вәкилниң әң аз 40 нәпири д у қ дики түрлүк орунларға сайланди. Әң муһими, йиғин җәрянида дүшмәнләрниң нениға яғ сүртүп беридиған ишлар болмиди. Мени хош қилған тәрипи бу.”

Уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди 1980-йиллиридин башлапла явропада сиясий дәва йолиға қәдәм қойған даңлиқ дәва адәмлиридин бири. У уйғур бүгүнки заман тарихидики мәшһур затлардин әйса йүсүф алиптекинниң оғли болуш сүпити билән, 40 йиллиқ һаятини уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлири йолида күрәш қилиш билән өткүзгән. Һаятида д у қ вә у н п о ға охшаш 10 дин артуқ сиясий тәшкилатниң қурғучиси вә рәиси болған.

Әркин алип текин әпәнди өз тәвсийәсини тилға елиштин илгири йәнә, алди билән 5-қурултайда вәзипигә тәйинләнгән д у қ хадимлирини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрүп, төвәндикиләрни баян қилди: “мушу пурсәттин пайдилинип, д у қ идарә һәйитигә сайланған пүтүн хадимлиримизни чин йүрәктин тәбрикләймән, уларға чоң утуқлар тиләймән вә шәрқи түркистан давасини техиму юқири пәллиләргә көтүрүш, хәлқимиз арисидики бирлик, баравәрлик вә һәмкарлиқни техиму күчәйтиш үчүн һәр түрлүк пидакарлиқларға көкрәк керидиғанлиқиға йүздә- йүз ишинимән. 80 яшқа киргән бир пешқәдәм болушум, истисәмму, истимисәмму бир сиясий аилә ичидә чоң болушум вә кейики 40 йилимни ‛шәрқи түркистан хәлқигә болған өзүмниң бир кишилик виҗдани қәрзимни ада қилимән‚ дәп йолға чиққан бир юртдишиңлар болушумдин пайдилинип, д у қ идарә һәйитигә сайланған хадимлиримизға аҗизанә тәвсийәләрдә болушни истәймән.”

Әркин алиптекин әпәнди өз тәвсийәсини мундақ башлиди: “түркийәдә ‛султан сулайманға қалмиған бу дуня, һеч биримизгә қалмайду‚ дәйдиған бир мақал бар. Аллаһ таала һәммимизгә саламәтлик, узун өмүр вә бәхт-саадәт несип қилсун. Әмма, бу дуня һеч биримизгә қалмайду. Мәнсәп, шан-шөһрәт вә байлиқ һәммиси мушу дуняда қалиду. Бақий қалидиғини пәқәт даима миннәт билән әслинидиған өлүмсиз бир нам, из вә әсәрдур. Рәһмәтлик дадам бизгә: ‛оғлум, бир иттәк өлүп, көмүлүп, унтулуп кетиш орниға, арқаңларда яхши бир нам қалдуруп кетишкә теришиңлар‚ дәйтти. Әмма биз у вәя бу сәвәбтин дадамниң бу арзусини орундиялмидуқ. Буниң үчүн мән, д у қ идарә һәйитигә йеңи сайланған вә буниңдин кейин сайлинидиған пүтүн хадимлардин өтүнүп сорайдиғиним: ‛немә қилсаңлар қилиңлар, бирақ арқаңларда даима миннәт билән әслинип туридиған өлүмсиз бир нам, яш нәсилләргә үлгә болидиған бир из вә өчмәс бир әсәр қалдуруп кетишкә ғәйрәт қилиңлар‚ шәрқий түркистан давасини әбәдийләштүрүшниң йоллириниму һазирдин ойлап тепиңлар дәймән.”

Әркин алиптекин әпәнди өз тәвсийәсидә, д у қ ни мукәммәл бир тәшкилат һалиға кәлтүрүшниң зөрүрийитини алаһидә тилға алди.

У: “д у қ ни хитайға қарши илмий йоллар билән тақабил туралайдиған, яшлиримизни тәрбийиләйдиған, уларни милләткә пайдилиқ болидиған заманиви пикирләр билән җабдуйдиған, уларни дәваға сәпәрвәр қилалайдиған вә келәчәктә шәрқий түркистанда һакиммутләқ коммунист түзүмдин, көп партийәлик демократик түзүмгә өтүш җәрянида бир сиясий партийә болуп паалийәт елип баралайдиған мукәммәл бир тәшкилат һалиға кәлтүрүшкә теришишиңлар лазим. Әкси тәқдирдә, кейинки 25 йил җәрянида мустәқиллиқини қолға кәлтүргән бәзи бир дөләтләрдә болғинидәк, хәлқимиз бир диктаторилиқ түзүмдин қутулуп, йеңи бир диктаторилиқ түзүм астида қалиду. Чәтәлләрдә сиясий паалийәт йүргүзүватқан тәшкилатлиримизниң хитайға қарши пәқәт пикри җәһәттинла тақабил туралайдиғанлиқини әсла унтумаңлар. Чүнки, улуғ дәваларни пәқәт илғар пикирләр биләнла әмәлгә ашурғили болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.