Уйғур районида мусулманларниң чаған байрими өткүзүши мәҗбурийәткә айланди
2019.02.04

Хитай һөкүмити уйғур районида мусулманларни бу йиллиқ чаған байримини техиму кәң көләмлик вә техиму дағдуғилиқ өткүзүшкә тәшкилләп, уйғурлар көп санлиқтики шәһәр, област, вилайәтләрниң иҗтимаий район вә йеза-кәнтләрдә һәр хил аммиви паалийәтләрни өткүзгән. Даириләр мусулманларни коллектип паалийәтләргә уюштуруш билән тәң, аилиләрдә чаған өткүзүшини тәләп қилған.
Даириләр аммиви паалийәтләрдә уйғурларға хитайниң әнәниви байрам кийимлирини кийип, уларни коллектип қизил нахша ейтишқа, шир оюни, думбақ усули, яңгер усул, дегәндәк әнәниви хитай усуллирини ойнашқа тәшкиллигән. Аилиләрдә мусулманларниң чаған кечиси түгүрүк (җувава) түгүп йейиши, дәрваза, ишик-деризилириға мәснәвий чаплиши, панус есиши тәләп қилинип, бу, шу аилиниң “қалақ өрп-адәтләрни ташлап”, “заманиви мәдәнийәт” ни қобул қилиш, хитай дөлитигә болған “сиясий садақити” ни ипадиләшниң өлчимигә айланған. 4-Феврал күни уйғур елиниң мәлум йезисидики бир хизмәтчи хадим, чаған өткүзүшниң бир мәҗбурийәткә айланғанлиқини билдүрди.
Униң илгири сүрүшичә, һазир у турушлуқ наһийәдә уйғурларниң доппа, әтләс көңләк қатарлиқ миллий кийим-кечәклирини кийип паалийәт қилишиға болмайдикән.
Уйғур хизмәтчи: “баһар байримида кәнтләрдә бүгүн мәдәнийәт паалийити елип берилди. Пүтүн аилиләр мәснәви вә панусларни есип шундақ қиливатиду. Кийим-кечәкләрдә, бир хил кийим-кечәк кийисиләр, дәп әрләр бир хил, аяллар бир хил кийим кийди. Мәнму кийдим. Җувава түгүп йедуқ. Аял җувавиға тәйярлиқ қилдим, дәп шундақ дегән, һазир өйдә җувава түгүватиду. Бир һәптидәк болди, һәр қайси әтрәтләрниң чағанлиққа тәйярлиқ қиливатқиниға. Бүгүн кәнтимиздә дәл шу паалийәтни өткүзди. Кәч болғанда һелиқи нахшиларни ейтип қоюп бәрди. Һелиқи бизниң қизил нахшилар барғу, ‛компартийә болмиса йеңи җуңго болмайду‚ дегән, пүтүн аилә бойичә ашу нахшиларни өгинип болған. Шу нахшиларни ейтти”.
Мухбир: чағанлиқта әтә немә паалийитиңлар бар йезаңларда?
Хизмәтчи хадим: “әтә пүтүн кәнтимиз бойичә байрақ чиқиридиған паалийитимиз бар. Шуниңға қатнишиветип, андин аилә бойичә тәйярлиқ қилған уссул-нахшилар бар, әтә бир күн шу йәрдә паалийәт қилмақчи. Аяллар мәхсус қизил көңләк кийиглик, әрләр бир хил кийим кийип кәнттә паалийәткә қатнишиду. Бурунқи доппа, әтләс көңләк дегәнләр нәрсиләрни киймәйду һазир. Пүтүн қери-яш һәммиси пүтүнләй хәнзу миллитиниң әнәниви кийимлирини кийиду. Чағанлиқ паалийәткә тәйярлиқ қиливатқинимизға 10-15 күндин ешип кәтти. Йилда бурун панус, мәснәвиләрни анчә асмайтти. Пәқәт идарә-җәмийәтләрниң алдиға унчә-мунчә асатти. Һазир пүтүн кәнт, мәһәллиләргә, һәр 50 метир арилиққа панус есиветиглик”.
Мухбир: пүтүн аилиләргиму есилдима?
Хизмәтчи хадим: “пүтүн аилиләр ишикниң бешиға 2 дин панус, мәснәвини дәрвазиниң киришигә, икки тамға, ‛бәхт‚дегән сөзни дәрвазиниң оттуриға ашундақ чаплиди. ‛пүтүн аилиләр панус асисиләр‚ дәп тәшвиқ қилған. Лекин, панус алалмиғудәк намратлар бар бизниң кәнтимиздә. Панус елишқа қурби йәтмигәнләргә пули барлар ярдәм қилди. Мән панусниң данисини 18 сомдин елип 2070 койлуқ панус елип дадүйгә ‛маву мениң ярдимим болуп қалсун, намрат аилиләргә тарқитип бериңлар‚ дәп 50 җүп панусни өз қолум билән тапшуруп бәрдим. Бизниң бу йәр бәк намрат, аҗиз-уруқлар көп. Шуңа, наһийәгә кирип 50 җүп панус алғач чиқтим. Өзүм иккини тақидим. Адимизгә тоғра кәлмәйду, дәп тақимиғанлар йоқ”.
Чәтәлдики бәзи хитай өктичи зиялийлириниң илгири сүрүшичә, хитай даирилириниң уйғурларни чаған өткүзүшкә мәҗбурлаштәк бу хил қилмиши “ноқул диний зиянкәшликла әмәс, бәлки мәдәнийәт тазилиши” икән. Америка ню-йорк университетиниң зиярәтчи тәтқиқатчиси тең бяв мундақ дәйду: “бу ноқул диний җәһәттики бузғунчилиқ болупла қалмай, бу йәнә бир хил мәдәнийәт тазилишидур. У бу хил мәҗбурий ассимилятсийә усули арқилиқ аталмиш бөлгүнчилик идийәлирини түп йилтизидин йоқитишни мәқсәт қилмақта. Җуңго компартийәси мәйли шинҗаң, мәйли тибәтни болсун җуңгониң бир қисми, дәп тарихни бурмилап кәлди. Униң миллий территорийәлик аптономийә дегиниму пүтүнләй бир шәкилвазлиқтур”.
Тең биявниң қаришичә, әгәр хәлқара җәмийәт җиддий тәдбир алмиса, хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан пиланини мәлум дәриҗидә әмәлгә ашуруш еһтималлиқи бар икән. Тең бияв мундақ дәйду: “мәйли шинҗаң мәйли шизаң болсун уларниң бу хил түзүмни вә хитай бирликини қобул қилиши мумкин әмәс, бу уларниң наразилиқини қозғиши тәбиий әһвал. Лекин компартийә бу наразилиқни бастурушта икки хил вастиға тайинип кәлди. Бири, зораванлиқ, йәнә бири меңә ююштур. Әгәр хәлқара җәмийәт буниңға үнүмлүк бесим ишләтмисә, бу әһвал узун давамлишип кәтсә, униң ассимилятсийә вә меңә ююш сиясити мәлум үнүмгә еришип қелиши мумкин. Шуңа хәлқара җәмийәт бу ишниң еғирлиқини тонуп йетиши керәк”.