Хитай консулханисиниң чағанлиқ паалийитигә мәлум сандики уйғурниң қатнашқанлиқи инкас қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.02.08
nigare-quddus-enqere-xitay-konsul.jpg Әнқәрәдики хитай әлчиханисида өткүзүлгән чағанлиқ паалийәткә актип қатнашқан нигарә қуддус(оңда). 2018-Йили 1-феврал, түркийә.
Social media

Һәр йили хитайниң чаған һарписи мәзгили чәтәлләрдики хитай әлчиханилири вә консулханилири бирләшмә зияпәтләрни өткүзиду. Бир айдин буян чәтәлләрдики хитай әлчиханилириниң бир қисим уйғур оқуғучиларғиму тәклипнамә әвәтип, уларни бу йиллиқ чағанлиқ зияпәтлиригә чақирғанлиқи инкас қилинған иди. Бир қанчә дөләтләрдики хитай әлчиханилири уюштурған бу йиллиқ чағанлиқ паалийәтләргә аз сандики бир қисим уйғурларниң қатнашқанлиқи һәққидики учурлар мәлум болмақта.

Игилишимизчә, хитайниң ню-йорктики консулханиси америкиниң пенсилванийә вә ню-йорк штатлиридики хитай муһаҗирлар вә оқуғучиларға чағанлиқ көңүл ечиш паалийити уюштурған. Бу паалийәткә 90 йиллардин кейин туғулған төт-бәш нәпәр уйғур оқуғучиниң қатнашқанлиқи вә паалийәттә уйғурчә уссул көрсәткәнлики мәлум.

Сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридики хитай консулханисида 8-феврал күни өткүзүлгән чағанлиқ зияпәткә бир қисим уйғурларниңму қатнашқанлиқи мәлум, әмма уларниң сани ениқ әмәс.

Хитайниң токйодики әлчиханиси чағанлиқ көңүл ечиш паалийитигә японийәдә хитай паспорти билән оқуватқан барлиқ уйғур оқуғучиларға 1-айниң бешидила тәклип әвәткән болсиму, әмма бу паалийәткә қатнашқан уйғурларниң йиллардикигә қариғанда зор дәриҗидә азайғанлиқи мәлум. Бәзиләр кишиләр бу паалийәткә 10 ға йәтмигән уйғурниң қатнашқанлиқини илгири сүрди.

Әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң бу йиллиқ чағанлиқ көңүл ечиш паалийити, 1-феврал күни уюштурулған болуп, бу нөвәтлики илгирики йилларниңкидинму зор көләмдә өткүзүлгән. Һәр қайси дөләтләрниң түркийәдики әлчилири, түркийәниң хитайдики дипломатийә әмәлдарлири вә көп сандики хитай муһаҗирлири қатнашқан. Зияпәткә йәнә бәш-алтә әтрапида уйғур яш қизларниң қатнишип, уйғурчә вә хитайчә сәнәт номурлирини көрсәткәнлики мәлум.

Австралийәниң сидней шәһиридики хитай әлчиханисиниң хитай муһаҗирлириға орунлаштурған чағанлиқ паалийитигиму мәлум санда уйғурлар қатнашқанлиқи билинмәктә.

Хитай әлчиханилири чаған паалийитигә охшаш һәр хил йиғилишларни уюштуруш арқилиқ чәтәлләрдә туруватқан уйғурларни өзигә йеқин тутушқа, уларни контрол қилишқа һәрикәт қилип келиватқанлиқи сир әмәс. Шундақла бир қисим уйғурларниң һәр түрлүк бесимлар сәвәбидин чәтәлләрдиму охшашла хитай әлчиханисиға итаәт қилип келиватқанлиқиму мәвҗут бир мәсилә.

Түркийәдиму бу хил чағанлиқ зияпәтләргә қатнашқан уйғурларниң һелиһәм барлиқини аңлиған түркийәдики бир уйғур оқуғучи, нөвәттә уйғур елида хитайниң зулуми чекигә йәткән, чәтәлләрдә уйғур муһаҗирларниң хитайға болған наразилиқи күчәйгән бир мәзгилдә йәнә бир қисим уйғурларниң хитайниң чағанлиқ паалийәтлиригә қатнишиватқанлиқидин һәйран икәнликини билдүрди. У, “улар мәйли қандақла сәвәб билән хитай консулханилириниң чағанлиқ паалийитигә қатнашмисун, буни тоғра чүшәнгили болидиған иш әмәс,” деди

Мәккидики әхмәтҗан һаҗим, -8феврал җиддә шәһиридә өткүзүлгән хитайниң бу йиллиқ чағанлиқ паалийитигә йиллардикидин аз санда уйғур қатнашқанлиқидин хәвири барлиқини вә уларниң иҗтимаий таратқуларда әрәбистан вә башқа җайлардики уйғурлар тәрипидин күчлүк тәнқидләргә учраватқанлиқини баян қилди.

Йеқинқи күнләрдә, хитай консулханилириниң чағанлиқ паалийитигә қатнишиватқан уйғурлар һәққидә иҗтимаий таратқулардиму ғулғула болмақта. Голландийәдики актип паалийәтчиләрдин алдулғени әпәнди бу һәқтә инкас қайтурди. У мундақ деди: “хитай даирилириниң уйғур ели миқясида 'қошмақ туғқанчилиқ' сиясәтлирини омумлаштурған, уйғурларниң мәдәнийити вә өрп-адәтлиригә, кимликигә, ғуруриға таҗавуз қиливатқан бу мәзгилдә уйғур диярида уйғурларниң хитай билән чаған өткүзүшкә мәҗбурлиниватқанлиқи ениқ. Әмма чәтәлләрдә бундақ бир мәҗбурлаш йоқ һалдиму өзлүкидин яки аилисидикиләр бесимға учрап қаламдикин дегәндәк әндишиләр билән хитайниң чағинини биллә өткүзүш, хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қоллиғанлиқ, зулумға чавак чалғанлиқ болиду.”

Хитай әлчиханилири тарқатқан учурлардин мәлум болушичә, даириләрниң бу қетим чаған мунасивити билән һәр қайси дөләтләрдә уюштурған паалийәтлири ноқул һалдики көңүл ечишни асас қилған болмастин, хитайниң бирликини қоғдашни, 19-қурултай роһини вә “бир бәлвағ, бир йол” сияситини тәшвиқ қилиштәк сиясий мәзмунларни асас қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.