Хитайниң чағанлиқ сәнәт программисидики уйғурларға даир тәшвиқатлар инкас қозғиди
2018.02.15
Уйғур аптоном районлуқ телевизийә истансиси 14-феврал күни 2018-йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликини көрсәткән. Униңда алди билән хитай рәиси ши җинпиңға мәдһийә оқулған андин уйғур дияриниң һәрқайси наһийәлиридики уйғурларниң “бәхт туйғуси” ға чөмүлүп яшаватқанлиқи тәшвиқ қилинған.
Бу һәқтә пикир баян қилған муһаҗирәттики анализчилар, нөвәттә хитайниң чекидин ашқан сиясий бесимлири ичидә яшаватқан уйғурларниң хитай тәшвиқатлирида дейилгинидәк “бәхт туйғуси” да әмәс, бәлки азаб-оқубәттә яшаватқанлиқини, хитайниң бу хил сахта тәшвиқатиниң тибәттиму охшашла базарға селинғанлиқини баян қилди.
Хитай мәркизи телевизийә истансиси вә уйғур аптоном районлуқ телевизийә истансисиниң 2018-йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликидә йәнила хитай компартийәсиниң йиллар бойи давамлишиватқан тәшвиқати асасий салмақни игилигән.
Уйғур аптоном районлуқ телевизийә истансисиниң 14- февралдики “баһарға атлиниш, чағанни көңүллүк өткүзүш вә чаған шадлиқи” намидики сәнәт кечиликидә, хотән, ақсу, қәшқәр, қумул, или, санҗи вә үрүмчидин ибарәт йәттә җайда 7 тармақ сәһнә һазирланған болуп, һәр бир җайниң сәнәт кечиликидә охшаш бир муқам, йәни хитай рәиси ши җинпиңға мәдһийә оқуш, һәр милләт хәлқиниң “бәхт туйғуси” ға чөмүлүп яшаватқанлиқи тәшвиқ қилинған.
Америкидики сиясий паалийәтчиләрдин “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәндиниң қаришичә, хитайниң бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики алдинқи йилардикигә охшашла хитай компартийәсиниң сиясий тәшвиқат канийи вә алдамчилиқ васитисигә айланған. Әмма бу хил сиясий тәшвиқатлар хитай һөкүмитиниң уйғур диярдики бастуруш сияситини йошуруп қалалмайдикән.
Яң җйәнли мундақ деди: “мән бу йиллиқ чағанлиқ кечиликниң пәқәт бир қисминила көрдүм, чүнки аллиқачан хитай компартийәсиниң сиясий тәшвиқатиға айлинип болған бу хил сәнәт кечиликлири пүтүнләй ялғанчилиқ билән толған. Болупму аталмиш аз санлиқ милләтләрниң шадлиқи ипадиләнгән бирнәччә сәнәт номурлирида миллий кийимлирини кийишип сәһнигә чиққан уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрдин болған артислар пәқәтла шәклий миллийчә мәзмуни сиясийлиққа толған тәшвиқат номурлирини орунлайду. Әмәлийәттә улар қипқизил ялғанчилиқ қиливатиду. Чүнки биз хитайдики һәқиқий әһвални һәммимиз билимиз, һазир хитай һөкүмитиниң бастуруш сиясити сәвәблик хитайда милләтләр арисидики зиддийәт барғанчә өткүрлишип, миллий өчмәнлик һәммила җайни қаплиған вәзийәт аллиқачан шәкиллинип болди.”
Яң җйәнли әпәнди йәнә мундақ деди: “аталмиш аз санлиқ милләт районлирида йәни, уйғур вә тибәтләр районлирида хитай компартийәси миллий бастуруш сияситини йүргүзүватиду. Хитай һөкүмитиниң сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт җәһәттин бу районларда йүргүзгән бастуруш сиясити уйғур, тибәт вә моңғул хәлқлириниң күчлүк наразилиқини күчәйтти. Бу районла һазир хәлқара таратқуларда тәрипләнгәндәк йерим һәрбий һаләттики земин яки сақчи дөлитигә айлинип болди. Бундақ әһвалда қандақму хитай тәшвиқатидикидәк инақ милләтләр мунасивити болсун? уйғурларда қандақму ашу хил бәхт туйғуси болсун? шуңа мән буларниң һәммиси сахтикарлиқ, чағанлиқ сәнәт кечилики хитай компартийәсиниң мустәбит һөкүмранлиқини пәрдазлайдиған бир тәшвиқат васитисигә айлинип болди, дәп қараймән.”
Уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммәдиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң чағанниң алди-кәйнидә елип бериватқан һәр хил тәшвиқатлири интайин рәзил васитиләрни қоллинип, уйғурларға хитай мәдәнийәт әнәнилирини мәҗбурий теңиш арқилиқ уйғур мәдәнийитини ассимилятсийә қилип йоқитишни мәқсәт қилған икән.