Тарихчи давут исийеф қазақистандики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң қурғучилириниң бири
2016.07.23
Бу йили оттура асия уйғурлиридин йетишип чиққан атақлиқ тарихчи давут исийеф һаят болған болса, өзиниң 80 - баһарини қарши алған болатти. Д. Исийеф өткән әсирниң болупму 60 - йиллириниң башлиридин тартип қазақистанда кәң даиридә раваҗлинишқа башлиған уйғуршунаслиқ пениниң илғар вәкиллиридин биридур. 1949 - Йилдин паалийәт елип барған қазақистан пәнләр академийисидики уйғуршунаслиқ бөлүми, андин 1986 - йили униң асасида қурулған уйғуршунаслиқ институти көплигән тарихчиларни топлап, уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә чоң тәтқиқат ишлирини елип барған иди. Бу дәврдә улар сепидә әршидин һидайәтоф, малик кәбироф, гегил исқақоф, давут исийеф, руқийәм хоҗайева қатарлиқ тәҗрибилик мутәхәссисләр йетилип чиқип, улар көплигән яш кадирларни тәйярлиди.
Радиомиз зияритини қобул қилған кан инженери, профессор абдуллам самсақоф д. Исийефниң уйғурлар тарихини өгиништики төһписини мундақ дәп баһалиди: “давут ака йәттишәр дөлити тоғрилиқ монографийисини йезип чиқти. Д. Исийеф бу әмгәкни пакитларға асаслинип язған. Мундақ әмгәк бүгүнкичә һеч йәрдә йоқ десәм хаталашмаймән. У китаб көп йәрләрдә қалмиди. Әгәр мумкин болса, сәксән йиллиқ тәвәллутиға шуни чиқирип, әлгә тарқилишини халиған болаттим.”
Игилишимизчә, д. Исийеф илмий тәтқиқаттин ташқири, әдәбий иҗадийәт биләнмму шуғуллинип, уйғур вә рус тиллирида бир қатар һекайиләрни йоруққа чиқарған. У шундақла уйғур мәдәнийәт мәркәзлири қурулған дәсләпки йилларда алаһидә көзгә чүшүп, көплигән җәмийәт ишлириниң бешида турған.
Зияритимизни қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қазақистан мустәқиллиқ алған дәсләпки йиллардила д. Исийефниң уйғурларниң өз тарихини тикләш, миллий мәдәнийитини раваҗландуруш, маарипини гүлләндүрүш вә башқиму ишларға қизғин киришкәнликини, униң билән әскәрдә хизмәт қиливатқан пәйттә тонушқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “давут ака алдин көрүш қабилийитигә егә академик ғоҗәхмәт сәдвақасофниң рәһбәрликидә 1991 - йили 25 - өктәбирдә қазақистан, қирғизистан, өзбекистан җумһурийәтлиридики уйғур мәдәнийәт мәркәзлири вәкиллириниң алматада өткүзүлгән пәвқуладдә әнҗумәнидә ‛җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркәзлириниң ортақ тәшкилати‚ ни қуруш бойичә тәйярлиқ комитетиниң әзаси сүпитидә һөҗҗәтләрниң лайиһилирини түзүштә ярдәмләшти вә мәслиһәтләрни бәрди. У 1992 - йили январда бәш мустәқил җумһурийәтләр вәкиллириниң иштракида өткүзүлгән қурултайда қурулған уйғурларниң җумһурийәтләр ара иттипақиниң рәһбири органиниң әзаси болуп сайланди. Бу органниң тәшкилий йиғинида у бир еғиздин мәдәнийәт вә маарип кеңишиниң рәиси болуп тәстиқләнди. Давут ака 1992 - йили ноябирдә тәшкилатимизниң шәрқий түркистан комитетиниң мудири, истедатлиқ шаир долқун ясин билән бирликтә алматада, андин уйғур наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, маһир тәшкилатчи шамахун нурумофниң саһибханилиқида чоң ақсуда ялқунлуқ шаир, миллий азадлиқ күрәшчиси лутпулла мутәллипни хатириләш кечилирини дағдуғилиқ өткүзгән иди.”
Давут исийеф 1936 - йили панфилоф наһийисиниң қаш йезисида дуняға кәлгән. У кәчлик мәктәпни, андин 1965 - йили ташкәнттики оттура асия университетиниң тарих факултетини тамамлайду, алматадики һазирқи “уйғур авази” гезити редаксийисидә, 1968 - йилдин башлап қошумчә йәнә өзбекистан радиоси вә телевизийиси уйғур бөлүминиң қазақистандики мухбири болуп ишлиди. Д. Исийефниң илмий паалийити 1969 - йили уйғуршунаслиқ бөлүмидә башланди.
Қ. Ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, иттипақниң нөвәттики йиғинида д. Исийефниң тәклипи билән уйғурлар иттипақи президиуми униңға уйғур мәктәплири үчүн уйғур тарихиниң дәрсликини йезишни тапшурған иди. Алим китабни тез йезип чиқип, униң барлиқ рәсмийәтлирини өзи бир тәрәп қилған һәмдә уйғур мәктәплиридә бу тарихни оқутушни йолға қоюшқа һаятиниң ахириғичә тиришқан.
Қ. Ғоҗамбәрди 1994 - йили д. Исийефниң риясәтчиликидә алматада оттура асиядики уйғур вәкиллириниң иштракида “мустәқил дөләтләр һәмдостлуқидики уйғурларниң иҗтимаий - иқтисадий мәсилилири” мавзусида хәлқара илмий маһкимә йиғини өткүзүлгәнликини, бир топ маарип җанкөйәрлири билән бирликтә иттипақ намидин қазақистан һөкүмитигә, алмата вә алмата вилайити, җамбул, чимкәнт вилайәтлик һакимларға уйғурларниң мәдәнийитигә вә маарипиға аит мәхсус мураҗиәтләр тапшуруп бу йөнилиштә бир қатар нәтиҗиләргә еришкәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “у, муһим илмий вә җәмийәтлик ишлириниң мурәккәп вә көплүкигә қаримай, даимий уйғуристан (шәрқий түркистан) мәсилиси, шу җүмлидин 1992 - йили декабирда истанбулда қурулған шәрқий түркистан миллий қурултийи паалийәтлири үстидә мәнпиәтдар қизиқатти, уни қәтий қоллашни тәклип қилатти вә изчил шу мәвқәдә турди. Омумән, давут әпәнди наһайити милләтпәрвәр инсан иди. У имкан болсила, мениң билән учришип, мәзкур мавзуда сөһбәтлишәтти вә өзиниң кәскин көз қарашлири билән ортақлишатти. Омумән, шу дәврдики зиялийларниң зор көпчилики уйғуристан мәсилисигә қизиқатти вә мәвҗут мәвқәлирини ениқ, бәзидә кәскин изһар қилатти. Шуңа тәшкилатимизниң тәшәббуси вә тәшкилий уюштуруши, уйғуршунаслиқ институтиниң саһибханилиқи вә көплигән алимларниң һәм вәтән давасини илгири сүрүватқан тәшкилатлар рәһбәрлириниң иштракида 1994 - йили 11 - ноябирдә алматада тунҗи қетим ‛шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи‚ намлиқ хәлқара илмий, әмәлий әнҗумән давут исийефниң риясәтчиликидә өткүзүлгән иди. Әнҗумәнниң материяллирини йәнә давут әпәнди бир түркүм яш алимлар билән топлап, рәтләп нәшр қилди вә тарқатти.”
Қ. Ғоҗамбәрди шундақла 1995 - йили алматада қурулған қазақистан хәлқлири ассамблейиси тәрипидин тәшкилләнгән “асасий қанун вә милләтләр ара мунасивәт” мавзуси бойичә өткүзүлгән юмилақ үстәлдә д. Исийефниң уйғурлар иттипақи намидин доклат қилғанлиқини, уйғур мәдәнийәт тәшкилатлириниң илмий вә системилиқ һалда паалийәт елип беришида муһим рол ойниғанлиқини илгири сүрди.
Давут исийеф 1972 - йили у “уйғурларниң миллий азадлиқ һәрикити (1864 - вә 1878 - йиллар), “йәттишәһәр дөлити вә униң ташқи сиясити” мавзусида намзатлиқ илмий мақалисини утуқлуқ йезип чиқти. 1980 - Йилдин башлап д. Исийеф абай намидики қазақ педагогика институтида оқутқучилиқ қилип, 1988 - йили уйғуршунаслиқ институтиниң мәнбәшунаслиқ бөлүмигә ишқа орунлашти һәм 1992 - йилдин тартип тарих бөлүмини башқурди. Д. Исийеф 1996 - йили 60 яшқа кириш алдида аләмдин өтти.