Д у қ қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.26
DUQ-merkezdiki-xadimliri.jpg Д у қ қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийитидә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди вә башқа хадимлири. 2019-Йили феврал, германийә.
RFA/Ekrem

Д у қ қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийитидә миллий дәваниң тәрәққият тарихи вә җаза лагерлири мәсилиси аңлитилди.

Д у қ қурулғанлиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән қурултай рәиси долқун әйса әпәнди 24-феврал күни мюнхенда германийәдики уйғур җамаитини чай сөһбитигә тәклип қилди. Паалийәткә д у қ ниң мәркәздики рәһбәрлири, қурултайниң қурғучилири болуп100 дин артуқ киши қатнашти.

Бу паалийәт шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланди. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди паалийәткә риясәтчилик қилди. У сөзидә, д у қ ниң қурулуши үчүн һәссиләр қатқан мюнхендики уйғур җамаитигә қурултай намидин рәһмәтлирини билдүрди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ечилиш нутқини сөзлиди. Долқун әйса әпәндидин кейин сөзгә тәклип қилинған д у қ ниң сабиқ рәиси вә қурғучилиридин бири болған әркин алиптекин әпәнди сәһнигә чиқип, д у қ ниң қурулуш тарихи һәққидә қисқичә мәлуматлар берип өтти. Әркин алиптекин әпәндидин кейин “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәнди қурултайға тәклиплирини сунди.

Паалийәт җәрянида д у қ ниң мәркәздә хизмәт қилидиған маашлиқ вә тәшкилатқа халис ярдәмдә болуп келиватқан һәрсаһә хадимлири сәһнигә тәклип қилинип уйғур җамаитигә тонуштурулди.

Қурултайниң программа йетәкчиси питир ирвин әпәнди сөзгә чиққанда, д у қ ниң 2017-йилидин буян б д т да елип барған паалийәтлиридин мәлуматлар бәрди. Униң арқидин сөзгә тәклип қилинған қурултайниң явропа парламентидики хизмәтчиси райин әпәнди сөз елип, д у қ ниң явропа иттипақидики паалийәтлирини тонуштуруп өтти.

Д у қ қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийитиниң саһибханилиқини германийәниң мюнхен шәһиридики “тәклимакан уйғур ресторани”, “қәшқәр уйғур ресторани”, “тәңритағ уйғур ресторани”, “үмид сода сарийи” қатарлиқ тиҗарәт орунлири үстигә алған болуп, улар меһманлар шәрипигә таамлар тәқдим қилди.

Паалийәт хатимисидә қурултай рәиси долқун әйса әпәнди йепилиш нутқи сөзләп, уйғур җамаитини миллий дәвани, д у қ ни маддий вә мәниви тәрәпләрдин қоллашқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.