Шаир әхмәтҗан осман: уйғур гуңга шеирлириға “гуңга” дәп ат қоюш бир хаталиқ

Мухбиримиз әркин
2015.03.02
exmetjan-osman.jpg Шаир әхмәтҗан осман.
Social Media

Атақлиқ шаир, 1980‏-йиллардики уйғур шеирийитидә барлиққа кәлгән шеирий тәпәккурдики йеңилиқ һәрикитиниң йетәкчиси әхмәтҗан османниң шеирлар топлими чәтәл тиллириға тәрҗимә қилинишқа башлиди. Әң аввал америкидики бир әдәбият җәмийити униң шеирлирини инглизчиға тәрҗимә қилған иди. Нөвәттә, униң шеирлириниң япончә нәшри чиқиш алдида туриду. Буниңдин сирт, бу йил униң шеирлар топлими хитайчиға тәрҗимә қилинип тәйвәндә нәшр қилиниш шундақла йәнә испанчиға тәрҗимә қилиш күнтәртипкә қоюлған. Әгәр униң шеирлар топлими испанчиға тәрҗимә қилинса, бу латин тилида нәшр қилинған тунҗи уйғур әдәбий әсири болиду.

Әхмәтҗан османниң көрситишичә, униң шеирлириниң башқа тилларға тәрҗимә қилиниши, дуняниң уйғурларни һәр тәрәплимилик чүшинишкә тиришиватқанлиқиниң бешарити. Бу мунасивәт билән биз, шаир әхмәтҗан осман билән сөһбәт елип бардуқ.

Әхмәтҗан осман, уйғур гуңга шеирийити өз алдиға мустәқил бир шеирий шәкил икәнликини тәкитләп, өз вақтида униңға “гуңга” дәп ат қоюлуши бир “хаталиқ” дәп көрсәтти.

Әхмәтҗан осман: уйғур гуңга шеирийитини хитай гуңга шеирийитиниң парчиси, дәп қарайдикәнтуқ бурун хитайшунаслар.

Мухбир : лекин, уйғур гуңга шеирийити билән хитай гуңга шеирийити иккиси айрим-айрим икки дуняғу?

Әхмәтҗан осман: әлвәттә, һазир ундақ әмәс, пүтүнләй яхши тәсири болдиғу, бу шеирлар топлими тәрҗимә қилинғандин кейин. Һәмдә бу китаб чиқса техиму яхши болиду. “тәрҗиман” җефрей яңму җиқ сорап кәткән буни. Мәндин сориди, андин кейин мән бу һәқтики ишәнчлик бир адәмдин сорисам, дәп “тәңритағ” журнилида ишлигән абликим бақи, шу чағда гуаңга шеирийитини елан қилған журналларда баш муһәррир болуп. Шуниң билән сөзләшсәм, дәп телефон номурини елип, абликим бақи биләнму сөзләшти у. Униң асаслиқ мәқсити бу уйғур гуңга шеирийити билән хитай гуңга шеирийитиниң зади қандақ мунасивити бар, буни билсәм дәп. Өзүң билисән, бу наһайити назук мәсилә болғандин кейин униң билгүси кәлди.

Шуниң билән җефрей яңму шуни язди. Уйғур гуңга шеиридики пәқәтлам гуңга дегән сөз хитайдики меңлуңниң тәрҗимиси, лекин у өзи айрим бир (мустәқил) еқим, дәп. Мән билән, абликим бақи билән сөзлишип. Әмди японийәдикиләр униңға охшимайдикән. Лекин улар бу қетим өзгәртмәкчи өзлириниң қаришини.

Мухбир: бу яхши болупту, лекин өз вақтида буни гуңга, дәп қоллинишниң өзи чатақ болғантиғу, дәймән?

Әхмәтҗан осман: чатақ йери шу. Бу қандақ болди десәң, мениң шеирлирим “тәңритағ”ниң синақ нусхисида елан қилинип 1986‏-йили һелиһәм есимдә бар. Мени ким чақирди, йәни абдушүкүр мәмтимин әмәс, тейипҗан елиюп әмәс, һелиқи “һәйкәл” дегән шеирни язған абдукерим хоҗайоп. Абдукерим хоҗайоп чақирип, бу бизниң хитайлардиму бар, биз бу шеирни гуңга дәймиз, деди. Шуниң билән шундақ атилип қалди. Бу гуңга дәп атилиш абдукерим хоҗайоптин башланди. Бу әсли бир хаталиқ, диққәтсизлик. Бу хитайниң “меңлуң” ини тәрҗимә қилип қойди, дегәнлик.

Мухбир: бу хитайниң гуңгисидин пәрқлиқ бир шәкил болғандин кейин, униңға уйғурниң өзиниң исмини қоюш керәк-дә әсли?

Әхмәтҗан осман: әлвәттә, лекин чатақ йери һазирға қәдәр мана 30 йил болуп қалди униңға, мушу 30 йилда бу шәкил муәййәнләшмиди, дегән гәп бизгә. Бәзи милләтләрниңки 20-30 йилда муәййәнлишип, оқутуш китаблириға кириду. Лекин биздә ундақ болмиди. Бирақ бу болиду бир күни. Бу ноқул шаирларниң арисида қобул қилинип болди. Нөвәттә, һәр қандақ шаир шеир язғанда гуңга тәпәккур шәкли арқилиқ башлайду шеир йезишни. Бу шаирларға өзлишип болди. Лекин рәсмий әдәбият тәнқидчилики, әдәбият тарихи вә маарипимизда һазирға қәдәр рәсмийләшмиди.

Мухбир: бирақ, бу гуңга шеирлириниң шеирий тәпәккури бир аз абстракитчу, абстракт болғачқа буниңға бизгә охшаш җәмийәтләрдә әдәбий сәвийә егиз-пәс яки җәмийәтниң әдәбий тәпәккур қилиш иқтидари анчә бәк йитилмигән җәмийәтләрдә бундақ абстракт әдәбий тәпәккурләрни қобул қилишқа бир аз вақит кетәмду-қандақ?

Әхмәтҗан осман: тоғра, шундақ. Униң үстигә биз мустәқил дөләт болуп өз маарипимиз болса, бәлким башқа дөләтләр, башқа милләтләргә охшаш өзлишип кетәр болғийтти.

Мухбир: шундақ, әмди маву тәрҗимисидики пикирләр яхши болупту-дә, һазир әмди инглизчиси чиқти, япончиси чиқса, хитайчиға тәрҗимә қилинип нәшр қилиндиму сениң әсәрлириң?

Әхмәтҗан осман: әмди башлиниватиду, һазир тәйвәндә нәшр қилинмақчи. Мушу йилниң ахирилириға пиланлаватиду. Аниңдин кейин шеирлирим славян йезиқида ташкәнттә чиқмақчи. Униңдин кейин һазир испанчисини башлиди, испанчиға.

Мухбир: испанчә болғанда қайси испанчиға латин америкидиму, испанийәдиму яки америкидиму?

Әхмәтҗан осман: латин америкисидики испанчиға. Маву мениң китабимни (инглизчә) нәшр қилған нәшриятниң башлиқи дәйвид шок, дәйдиған бири бар. У өзи америкилиқ, лекин теги-тәкти мексикилиқ. У һәм испанчидин тәрҗимә қилиду инглизчиға һәм енглизчидин испанчиға тәрҗимә қилидиған тәрҗиман. У өзи һәм шаир. У кубаға бериптикән, куба язғучилар җәмийитидә 3-4 даңлиқ шаир бар. Хәлқарада даңқи бар шаирлар. Улар мениң шеирлиримниң гепини қилип параңлишиптикән. Параңлишип бир испанчиға тәрҗимә қилсақ болуптикән бу шаирниң шеирлирини, дәпту.

Шуниң билән дәйвид шок қопуп, болиду, ундақ болса мән апторни тонуймән, алақилишип сорайли, әгәр болса башлайли, дәпту. Шуниң билән келип маңа хәт йезиптикән. Шуниң билән мән, наһайити яхши болупту десәм, ундақ болса сениң инглизчә шеирлириңға асасән енглизчидин тәрҗимә қилайли, әмисә испанчиға деди. Болиду дедим.

Мухбир: гүзәл, буму наһайити яхши иш болупту. Испан тили дунясиму наһайити чоң дунячу, латин дуняси. Буларниң әдәбиятиму хели күчлүкқу, буларниң нобел мукапатиға еришкән нәччә шаир, әдиблири барғу. Мәсилән, һелиқи гарсия маркус, октавио паз дегәнләр?

Әхмәтҗан осман: октавио паз дегән дуняда устаз характерлик шаир. Мексикилиқ шаир у.

Мухбир: дуняда испан тилида сөзлишидиған 40-50 дөләт бар. (Әгәр шеирлириңиз испан тилиға тәрҗимә қилинса) уйғур әдәбияти, шеирийитини тонуштурушта чоң иш болиду. Уйғур шеирийитиниң бундақ диққәт қозғишид ақандақ амил сәвәб болуватиду, дәп қарайсиз?

Әхмәтҗан осман: иш қилип бир сәвәбләр бар. Әлвәттә, бу уйғурниң һазирқи вәзийитиниң тәсириму болуши мумкин. Униң үстигә хитайниң һазир чоң бир күч болуп чиқиши дуняға. Мушундақ амиллар сәл диққәт қозғиған охшайду. Буларниң ‏(уйғурниң) шеир, әдәбиятида кимләр бар. Ким тирнаққа тохтиғудәк у-бу дегәндәк издинишләр болған болушиму мумкин. Һазирчә прозилирида ундақ сәвийә болмисиму, шеирийитидә мушундақ сәвийә барму-немә дегән гәпләр билән, ундақ болса шеирийитидә ким бар дәп, шу маңа йетип кәлгән болуши мумкин дәп ойлаймән.

Мухбир: йәнә бир гәп, мушу йеқинниңяқи язған шеирлириң барму әхмәтҗан? болса, 2-3 кублит оқуп берәмсән? өзүң әң яхши көридиған шеерлардин бирни?

Әхмәтҗан осман: раст гәпни қилсам, һелиқи яхши көридиған шеирлирим ядимда йоқ. Лекин у-бу йәрдә оқуп бәргән шеирлардин ядимда бар. Оқуп бәр десәң, шуларни оқуп беримән шу. Мәсилән, “өмүрлүк кечә” дегән.

Кечә икән туғулғанда мән,
Таш нахшиси ейтаркән анам.
Упуқларға бақсам һәр қетим,
Таң атиду, дәйдиған дадам.

Қараңғулуқ изнасимикин,
Чечим қара, көзлирим қара.
Вуҗудумға ғува нур чачар,
Қәлбимдики сақаймас яра.

Яшаптимән 42 йил,
Түгүмиди бу узун кечә.
Қанчилиған юлтузлар ақар,
Аһ! илаһим, шу таң атқучә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.