Рәссам ода: шеирда тәсвирләнгән һөр дуняниң уйғурларға несип болушини үмид қилимән

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.05.28
exmetjan-osman-sheir.jpg Уйғур шаири әхмәтҗан османниң уйғурчә вә япончә шеирлар топлиминиң муқависи.
RFA/Qutluq

Йеқинда японийәдә нәшр қилинған уйғур шаири әхмәтҗан османниң япончә “аһ, уйғур туприқи” намлиқ шеирлар топлими билән түркийәдә нәшр қилинған уйғур тилидики “әхмәтҗан осман талланма шеирлири” намлиқ китабларниң муқависини лайиһәлигән вә рәсимлирини сизған японийәлик даңлиқ муқава лайиһилигүчи ямашита билән атақлиқ рәссам ода өзлириниң мәзкур шеирлар топлиминиң муқависини лайиһиләш вә рәсимлирини сизиш җәрянидики тәсирати вә уйғурлар һәққидә тохталған.

Канадада һиҗрәттә яшаватқан атақлиқ уйғур шаири әхмәтҗан османниң уйғурчә вә япончә шеирлар топлиминиң муқависини лайиһәлигән атақлиқ муқава лайиһәлигүчи ямашита зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

-Мениң исмим ямашита. Бу йил 65 яшқа кирдим. Рәссамлиққа болған қизиқишим толуқсиз оттура мәктәптин башланған болуп, 30 яштин һалқиғичә рәссамлиқ билән шуғуллнип, кейин муқава лайиһәлигүчи болдум. Асасий җәһәттин китаб, журнал, көпрәк балилар китаблирини лайиһәләймән. Муқава лайиһәләп келиватқинимға 20 йилдин ашти. Бу қетим достум ода мени, уйғурчә шеирлар топлиминиң муқависини бирликтә лайиһәләшкә тәклип қилди. Мән дәсләптә шаир әхмәтҗан османниң япончә шеирлар топлиминиң муқависини лайиһәләйдиған охшаймиз дәп хата ойлап қаптимән. Әсли билсәм, уйғурчә шеирлар топлиминиң муқависини лайиһәләйдиған гәп икән. Лайиһәлигәндиму япон мәдәнийити гәвдиләнгән һалда лайиһилиниши керәккән. Бу китаб муқависини лайиһиләш тәклипиниң толиму қизиқарлиқ вә әһмийәтлик икәнликини һес қилдим. Шуниң билән буни лайиһәләшкә кириштим. Муқавидики чоң юмилақ шәкил болса японлар нәзиридики чайханидин асманға қариғанда көрүнидиған толунай болуп, муқава реңигә японлар яхши көридиған қәдимки сус вә нәпис рәңләрни қолландим. япон мәдәнийитини китаб муқависида толуқ әкс әттүрүшкә тириштим шундақла әхмәтҗан османниң шеирлиридики ай тәсвирини китаб муқависида әкс әттүрдум.

Уйғурчә “әхмәтҗан осман талланма шеирлири” билән япон тилидики “аһ, уйғур туприқи” намлиқ шеирлар топлимидики рәсимләрни сизған атақлиқ рәссам ода уйғурлар һәққидики тәсиратини баян қилип мундақ деди:

-Мән рәссам ода болимән. Мениң рәссам болғинимға 40 йил болди. Асаслиқи төт көрүнүшлүк маңаларни сизимән. Һазирғичә журнал, гезит,китабларда өзүм сизған әсәрләрни елан қилип кәлдим. Уйғурларға болған қизиқишим болса өткән йили хосо университетиға кирип муқәддәс муәллимдин уйғур тилини өгинишкә башлиғандин кейин болди. Мән илгири уйғур тили вә уйғурлар тоғрилиқ һечнемә билмәйттим. Мениң уйғур тилини өгинишимгә вә уйғурлар һәққидә әтраплиқ мәлуматқа игә болушумда уйғур тили оқутқучим муқәддәс муәллимниң роли чоң болди. Мән университетта уйғур тили өгиниш җәрянида әхмәтҗан османниң шеирлири билән тонуштум вә униң уйғурчә шеирлар топлиминиң муқависидики рәсимләрни сиздим. Өзүмниң 30 нәччә йиллиқ қәдинас достум ямашитаға муқависини лайиһәләттим. Муқәддәс муәллим биздин, тунҗи қетим бир уйғур шаириниң шеирлар топлимиға японийәлик рәссамларниң муқавә лайиһәләп, рәсим сизип беришини вә муқавида япон мәдәнийитиниң толуқ әкс әттүрүлүши керәкликини тәләп қилди. Шуңа мән шеирларниң мәзмуниға мас келидиған ай, юлтуз вә булутларни асас қилған һалда, муқавидики рәсимләрни сиздим. Һазирчә японийә мәдәнийитини билмигән вә яки бу мәдәнийәткә қизиқиватқан достлар көрсә хушал болсун дегән үмидтимән. Бу китабтики шеирда ейтилғандәк, әркин тәсәввур, әркин ой-пикирни ипадиләп, әркин яшиялайдиған һөр бир дуняниң уйғурларға несип болушини үмид қилимән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.