Қәләмдарлиқтин әләмдарлиққичә - әхмәтҗан османниң сәргүзәштлири 1 -
2016.06.17
Өзгичә услуб вә пикирлири билән уйғур йеқинқи заман шеирийитидә етирапқа еришкән шаир әхмәтҗан османни көплигән уйғурлар тонуйду. Болупму униң қәләмдә әкс әттүргән әркинлик исяни, хәлқарадики шаирларниң һаяҗинида садалиниватқанлиқи, вәтәнпәрвәрлик вә милләт сөйәрлик билән юғурулған вуҗудиниң сиясий дәва сәплиридә орун алғанлиқи мәлум.
Униң зулумға қарши җәң елан қиливатқан бу хил сеймаси уйғурлар арисида өзгичә бир тәсвиргә айландики, униң шаирлиқ һаятидики кәчмишлири билән сиясәт йолидики кәскин бурулушиниң бир қатар сәвәблири тоғрилиқ шеир билән етиқад, шаирлиқ билән сиясәт вә кишилик һаят билән ғайә арисидики мунасивәтни қандақ һәл қилғанлиқини, вәтән - миллитиниң истиқбалиға мунасивәтлик қандақ пикир - қарашлириниң барлиқини билип беқишни халайдиғанлар хили көп.
Әгәр сизму бу мәзмунларға қизиқсиңиз, диққитиңиз голландийәдики ихтиярий мухбиримиз пидаийниң әхмәтҗан осман билән өткүзгән сөһбитидә болсун.