Шаир әхмәтҗан осман йеқинда инглизчә нәшр қилинидиған шеирлар топлими һәққидә тохталди
2013.12.30
Канадада олтурушлуқ шаир әхмәтҗан османниң инглизчә талланған шеирлар топлими йеқинда нәшр қилиниду. Шеирлар топлимини америкилиқ шаир вә тәһрир җефрий яң нәшргә тәйярлиған.
Бу, җефрий яң уйғур шеирлирини нәшргә тәйярлиған 2-топлам, лекин җефрий яң бу қетим нәшргә тәйярлиған “әхмәтҗан османниң талланған шеирлар топлими” инглиз тилида нәшр қилинған тунҗи уйғур модернизм шеирлар топлими болуп қалиду.
Униң шеирлар топлими нәшргә тәйярлиниватқанда йәнә, нонино хәлқара мукапати вә флейно хәлқара шеирийәт мукапатиниң саһиби, шветсарийә “явропа университети”ниң профессори хитай шаири яң лйән, инглиз, франсуз, герман вә портигал тиллирида нәшр қилинидиған “явропа” мәҗмуәсиниң 2013-йиллиқ санида мақалә елан қилип, әхмәтҗан османни тонуштурған. яң лйән, “шеирийәттики сиясәт” намлиқ мақалисидә, әхмәтҗан османниң “шәһризатниң ағзидин үзлүксиз өткән кечиләр” намлиқ шеириниң өзидә күчлүк тәсир қалдурғанлиқини билдүрүп, шеирниң бәдиийлики вә униңдики пикиргә баһа бәргән.
У мундақ язиду: әхмәтҗан осман бир мусулман шаир, бирақ униң бу шеири барлиқ ташқи теологийәлик нәзәрийиләрни һалқип, инсанлиқ ишәнчини толуқлиған һәм ада қилған. Бу шеирниң күчи биз алдин қияс қилғандин һалқиған. Уйғур мустәқиллиқ һәрикити хитай һөкүмитиниң рәһимсиз бастурушиға учрап кәлгәчкә, биз милләтчилик тема қилинған, ислам тәрғиб қилинған яки зулум тәнқид қилинған шеирларни күттуқ. Бирақ, бу шеир юқириқи ипадиләш шәкиллириниң һечқайсиға мәнсуп әмәс.
Биз бу мунасивәт билән, шаир әхмәтҗан османни зиярәт қилдуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.