Фирансийәдики уйғурлар қурбан һейт мунасивити билән учрашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.09.29
firansiye-uyghur-qurban-heyt-1.jpg Фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән фирансийәдики уйғурлар қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән. 2015-Йили 27-сентәбир, париж.
RFA/Qutluq

27-Сентәбир фирансийәдики уйғурлар парижға йиғилип қурбан һейт мунасивити билән учришиш паалийити елип барди.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән фирансийәдики уйғурлар қурбан һейт мунасивити билән париж 93-районидики түрк өлкә очақлири тәшкилатиниң мәрикә залида қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән.

Тәбрикләш паалийитигә фирансийәниң һәр қайси йәрлиридә яшаватқан уйғур ели вә оттура асиядин кәлгән уйғурлар қатнашқан болуп, улар бирликтә қурбан һейтни қутлуқлаш паалийити елип барған.

Уйғурларниң бу паалийитигә йәнә парижда паалийәт елип бериватқан түрк аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири вә шундақла бир қисим түрк өлималар қатнашқан вә сөз қилған.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит вә қазақистандин фирансийәгә келип олтурақлашқан уйғур қизи маһирә билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.