Мюнхен сәһнисидә уйғурларниң сәнәт номурлири алқишқа еришти
2014.07.22

20-Июл күни германийәниң мюнхен шәһәр мәркизидә өткүзүлгән һәр милләт хәлқиниң сәнәт номурлирини көрәк қилиш паалийитидә уйғур һәвәскарлири орунлиған номурлар тамашибинларниң алқишиға еришти.
20-Июл күни германийәниң мюнхен шәһәр мәркизидә өткүзүлгән һәр милләт хәлқиниң сәнәт номурлирини көрәк қилиш паалийитини мюнхен шәһәрлик чәтәлликләр мәҗлиси орунлаштурған болуп, чәтәлликләр мәҗлиси қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи мунасивити билән уюштурулған бу паалийәттә уйғур һәвәскарлириму сәнәт номурлирини көрситип тамашибинларниң яхши баһасиға еришти.
Мюнхен шәһиридики иштин сиртқи уйғур сәнәт һәвәскарлири қатнашқан бу паалийәтни тәшкилләшни мюнхен шәһәрлик чәтәлликләр мәҗлисиниң қоллиши астида германийә уйғур аяллири комитети билән уйғур фоликлори тәтқиқатчиси нурниса ханим вә усул устази халисә ханимлар үстигә алған болуп, уларниң йетәкчиликидә орунланған уйғур усуллири, мәшрәп вә уйғур чөчәклирини асас қилған номурлар паалийәткә иштирак қилған һәр милләт кишилириниң зоқини кәлтүрди. Узун йиллардин буян германийәдә уйғур сәнити вә мәдәнийити бойичә тәтқиқат вә паалийәтләр билән шуғуллинип кәлгән нурниса ханим нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда, тамашибинларниң алқишидин көп мәмнун болғанлиқини билдүрди. У йәнә йил ахириғичә германийәниң һәр қайси җайлирида көплигән паалийәтләрни елип баридиғанлиқини, илгирики йилларға қариғанда паалийәтлириниң саниниң ешип бериватқанлиқини вә германийәдә техиму көп қоллашқа, қизиқишқа еришиватқанлиқини тилға алди.
Германийә уйғур аяллири комитетиниң мәсуллиридин раһилә ханимму зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи паалийәтниң тәсиридин, тамашибинларниң разимәнликидин пәхирләнгәнликини ипадилиди. У сөзидә йәнә, бундин 10-15 йиллар илгири башқа милләтләрниң мюнхен сәһнисидә өзлириниң миллий сәнәт вә мәдәнийәтлирини көрәк қиливатқанлиқини көргәндә, уйғурларниң бу сәһнидә йоқлуқидин көп биарам болғанлиқини, бүгүнгә кәлгәндә, бу хилдики паалийәтләрдә уйғурларниң сәһниниң бешидин орун елип вә башқа милләтләргә қариғанда бир һәссә артуқ вақитқа еришип оюн көрситидиған дәриҗигә йәткәнликини әскәртип иптихарлиниватқанлиқини баян қилди.
Паалийәт мюнхен шәһириниң мәркизидики тарихи қиммити билән мәшһур болған одионс мәйданида елип берилған болуп, тамашибинлар һәқиқәтәнму көп иди. Егиз сәһнә, очуқ мәйданда орунлиниватқан бу номурларни йирақ-йирақлардики кишиләрму көрәләйтти. Нахша садалири узақларға кетәтти. Сәбий уйғур өсмүрлириниң нәпис усуллириға қарап кишиләрниң еғзи ечилип қеливататти. Уйғурчә нахша музикиларға җөр болуп орунлирида толғиниватқан тамашибинлар һәр йәрдә көзгә челиқатти. Уйғур өсмүрлири бу паалийәттә арқа арқидин бәш номур орунлап, мәйданни ләрзигә кәлтүрди.