Йәһя ақсой: ғази әмәтниң иҗадийити дуня сәнәт тарихидин орун алди
2017.11.30
Уйғур һазирқи заман рәсим сәнитиниң асасини салғучи, даңлиқ сәнәткар ғази әмәт 26-ноябир күни үрүмчидә аләмдин өтти. Униң вапати түркийәдики иҗтимаий таратқулар вә мәтбуатлардиму хәвәр қилинди, мәрһумниң иҗадийәт паалийәтлири тонуштурулди.
Рәссам ғази әмәтниң вапати уйғур хәлқи билән бирликтә түрк дунясидики, болупму түркийәдики миңлиған кишиләрни қайғуға чөмдүрди. Түркийәдики мәтбуатларда мәрһум ғази әмәтниң вапатиға беғишланған әслимиләр, у қалдурған бәзи мәй бояқ рәсимлиригә алаһидә орун берилди. Мәрһумниң әсәрлири һәққидики мулаһизиләр иҗтимаий таратқулар сәһипилиридин кәң орун алди.
Түркийәдики “сон сөз” (ахирқи сөз) гезитиниң 29-ноябир күнидики санида сабиқ мәдәнийәт министирлиқи рәһбәрлиридин йәһя ақсой әпәнди язған “мәшһур уйғур рәссам ғази әмәт” мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мәзкур мақалә мундақ башлиниду: “дуняға мәшһур уйғур рәссам, җан-җигәр достум ғази әмәт биздин айрилди. Үрүмчидин кәлгән бу хәвәр дуняниң һәрқайси җайлириға тарқалди. Аилә тавабиатлири, йеқинлири вә сәнәт дуняси матәмгә чөмди. Униң иҗадийити дуня сәнәт тарихидин орун алди.”
Йәһя ақсой әпәндимақалисида ғази әмәтниң түркийәдә рәсим көргәзмиси ечип түрк рәссамларниң вә рәсим һәвәскарлириниң юқири баһасиға еришкәнликини, о замандики түркийә мәдәнийәт министири әмрә коңгарниң ечилиш мурасимида нутуқ сөзләп, униң иҗадийитигә юқири баһа бәргәнликини баян қилди. У мақалисидә йәнә мунуларни язиду: “у, фирансийәниң пайтәхти париждин 1994-йили түркийәгә кәлди. Шу йили 6-айниң 15-күнидин 21-күнигичә әнқәрәдә түркийә мәдәнийәт министирлиқиниң саһибханилиқида көргәзмә ачти. Көргәзминиң ечилиш мурасимида у вақиттики муавин мәдәнийәт министири әмрә коңгәр әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. У рәсим көргәзмисини айлинип ғази әмәтниң иҗадийитигә юқири баһа бәрди. Уйғурларниң һаяти әкс әттүрүлгән рәсимлиридин бирқанчини министирлиқ музейиға сетивалди. Униң бир қанчә парчә рәсими һазир әнқәрәдики рәсим-һәйкәл музейида сақланмақта.”
1994-Йили 6-айниң 21-күни әнқәрәдики рәсим көргәзмиси ахирлашқандин кейин, ғази әмәт әпәнди истанбулдики мармара университетида көргәзмә ачиду. Доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мәзкур көргәзмә тоғрисида мәлумат бәрди.
Түркийә қәйсәридики әрҗийәс университети түркологийә кәспи просессори доктор мустафа аргуншаһ әпәнди мәрһум сәнәткар ғази әмәт һәққидә әслимә тәқдим қилип, униң түрк дуняси, болупму уйғур рәсим сәнити вә мәдәнийитигә қошқан төһпилиригә юқири баһа берип, мундақ деди: “ғази әмәт билән 2008-йили мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән бейҗиңда өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида тонуштум. У йиғинда бизгә өзи сизған рәсимләрни тарқатти. Сизгиму мәлум, у мәхмут кашиғәри билә йүсүп хас һаҗипниң портеритлириниму сизған иди. 2008-Йили түркийәдә чиққан бир калиндарға униң мәхмут қәшқири портерити қоюлған иди. Униң өз милитиниң өтмүши вә бүгүнки һаяти әкс әттүрүлгән рәсимлири бар. Болупму униң май бояқ рәсимлиридин ‛муқам‚ ни, ‛мәхмут қәшқири‚ вә ‛йүсүп хас һаҗип‚ қатарлиқ 11-әсирдә өткән бүйүк намайәндиләрниң портретлирини түркийәдә тонумайдиған түрколог болмиса керәк. Бу рәсимләр һәммимизниң ишханисида бар, түркологийә йиғинлирида есилмақта. Униң түрк дуняси рәсим сәнитигә қошқан төһписи зор.”
Ғази әмәтниң мәхмут қәшқири вә йүсүп хас һаҗиптин ибарәт икки бүйүк алимниң портеритини яратқан сүрити көплигән әлләрдә етирап қилинишқа еришкән. Униң “муқам” вә башқа уйғур миллий мәдәнийити вә турмуш өрп-адәтлирини әкс әттүридиған бир йүрүш рәсимлири хәлқарада мукапатларға еришкән. Истанбулдики пүтүн уйғур ашханиларда у сизған рәсимләр есилған.
Измирдики әгә университетиниң профессори, доктор алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилди. У мундақ деди: “әзәрбәйҗан, қазақистан вә қирғизистанда мәхмут қәшқири билән йүсүп хас һаҗипниң портерити сизилған болсиму, түркийәдә қобул қилинмиди. Ғази әмәт сизған портеритләрниң қобул қилинишидики сәвәб униң уйғурларниң 11-әсирдики иҗтимаий турмушини яхши тәтқиқ қилғанлиқи вә униң сәнәт талантиниң йүксәкликидин ибарәт дәп қараймән”.
Мәхмут қәшқириниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсирини рус вә әзәрбәйҗанчиға тәрҗимә қилған, йүсүп хас һаҗипниң “қутатқубилик” намлиқ әсири тоғрисида көп мақалиси елан қилинған әзәрбәйҗандики баку дөләт университети оқутқучиси профессор доктор рамиз аскәр әпәнди тонулған рәссам ғази әмәт сизған тарихи шәхсләр портеритилириниң әзәрбәйҗандиму қобул қилинғанлиқини, қирғизлар вә башқа түркий милләтләр сизған тархий портеритиләрниң көпрәк қизғизларға охшитип сизилған, тарихий чинлиқтин узақ болғачқа қобул қилинмиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “ғази әмәт тонулған рәссам иди, униң нурғун иҗадийити бар. Әмма униң мәхмут қәшқири билән йүсүп хас һаҗипниң портеритилири тоғрисида тохталмақчимән. Бу икки шәхсниң рәсимлирини бәк яхши сизған. Бу икки шәхс түрк дунясиниң бәк муһим шәхислири. Улар яшиған мәзгилдә рәсим йоқ. Бүгүнки күнгә кәлгәндә ғази әмәт буларниң рәсимини сизған. Қирғиз рәссамларму сизди. Ғази әмәт у заманниң тарихини яхши биләтти. Шуңа түркий милләтләрниң һәммисигә ортақ болған бир чирайда сизған. Қирғиз рәссам болса йүсүп хас һаҗипни қирғизларға охшитип сизған. Шуңа түркологлар ғази әмәт сизғанни қобул қилди.”
Истанбулдики уйғур зиялийси, доктор пәрһат қурбан тәңритағли ғази әмәт әпәнди сизған рәсимләрниң уйғур мәдәнийитини тонутушқа қошқан төһписиниң һәқиқәтәнму зор болғанлиқини баян қилди.
Ғази әмәт 1933-йили қәшқәрдә туғулған болуп, 1951-йили қәшқәр дарилмуәллимингә оқушқа киргән вә бу мәктәпни пүттүргәндин кейин, 1954-йилидин 1957-йилиғичә сабиқ шинҗаң институтиниң сәнәт факултетида оқуған. 1957-Йили оқуш оқуш пүттүргәндин кейин шу мәктәптә оқутқучи болуп хизмәт қилған. У өз кәспий иҗадийитидә мол һосул қазанған талантлиқ рәссам болуштин сирт, һазирқи заман уйғур рәссамлиқи вә гүзәл сәнәт маарипиниңму асас салғучилириниң бири һесаблиниду. Униң “үзүм пишти”, “аманнисахан”, “музика мәстанилири”, “оғлақ тартишиш”, “сәнәм”, “атуш уссули”, “долан руһи”, “күч синишиш”, “муқамчилар”ға охшаш көп санда әсәрлири арқа-арқидин мәйданға келип ғази әмәтни дуняға тонулған рәссамға айландурған икән.