Ғәрб дунясидики уйғурлар (12A)

Мухбиримиз қутлан
2017.01.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
merhum-abdulhekimxan-mexsum.jpg Атақлиқ диний өлима вә җамаәт әрбаби мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим истанбул зәйтинбурнудики өйидә радийомиз зияритини қобул қилмақта. 2016-Йил феврал, истанбул.
RFA/Qutlan

Биринчи қисим: муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң келәчики

Бир хәлқниң миллий мәвҗутлуқи үчүн өтмүш вә бүгүндә төләнгән бәдәлләр һаман уларниң келәчикигә селинған мустәһкәм ул болуп қалиду. Дәрвәқә, ғәрб әллиригә қумдәк чечилип кәткән уйғур муһаҗир топлуқлири өзлириниң мәвҗут болуп туруши вә җамаәт болуп уюшуши үчүн аз болмиған бәдәлләрни төлиди.

Голландийәдә паалийәт елип бериватқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин әйса савут қарим бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип мундақ деди: “мән бир шәрт билән муһаҗирәттә күнсайин зорийиватқан уйғур җамаитиниң келәчики парлақ болиду, дәп қараймән. Йәни ‛қуран кәрәм‚ дә һәрқандақ бир милләт яки бир қовм өзини өзи өзгәртмигүчә, алла уларни өзгәртмәйду, дейилгән. Шуңа ғәрб әллиридә тарқақ яшаватқан уйғур җамаити өзигә өзи игә чиқиши, өз мәсилилирини өзлири һәл қилалиши вә өзлири яшаватқан әлләрниң системисиға йетишип меңиши лазим. Әгәрдә өз келәчикимизни ‛ғәрб һәл қилип бериду‚ яки ‛шәрқ һәл қилип бериду‚, дәп башқиларға иқтида қилип яшайдиған болсақ, бундақ пассип топлуқта һечқандақ үмидниң учқуни қалмайду. Чүнки келәчикимизниң биринчи саһиби шундақла мәсулийәтниң биринчи игиси башқилар әмәс, бәлки дәл өзимиз, әлвәттә.”

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин бири, атақлиқ диний өлима вә җамаәт әрбаби, мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим буниңдин бир йил муқәддәм зәйтинбурнудики өйидә радийомиз зияритини қобул қилип бу һәқтә мунуларни тәкитлигән иди: “бу җәһәттә муһаҗирәттики уйғур җамаитигә икки түрлүк хизмәтни чиң тутуп ишләшни тәвсийә қилимән. Бири уларда тоғра вә мустәһкәм болған ислами етиқадни турғузуш лазим. Йәнә бири, парлақ тарихқа игә бир милләтниң әвлади болуш сүпитимиз билән уларда күчлүк миллий роһни турғузуш лазим. Мушу икки қалқан болғандила, муһаҗирәттики уйғур җамаити, мәйли қайси әлдә яшимисун яки қандақ мәдәнийәтләр билән учрашмисун, өз кимлики вә келәчәктики мәвҗутлуқини капаләткә игә қилалайду, дәп ойлаймән.”

Германийәдә өз күчигә тайинип игилик тикләватқан уйғур аяллиридин гүлнар ханим бу һәқтә пикир баян қилип мундақ дәйду: “бу мәсилидә немә дәймиз? растни десәм бизниң қилишқа тегишлик ишлиримиз бәк көп. Муһаҗирәттә яшаватқан биз биринчи әвлад уйғурларни турмуш, йәни тирикчилик алдиға селивалди. Биз тирикчилик ғеми билән болуп кетип, балилиримиз, яшлиримизға көп вақит аҗриталмидуқ. Уларға өз мәдәнийитимиз, миллий әнәнимиз вә удум-адәтлиримиз һәққидә толуқ тәрбийә берәлмидуқ. Мана әмди бу җәһәттә кәткүзүп қойған тәрәплиримизниң бошлуқи көрүлүватиду. Һазирму кечикмәймиз. Әгәрдә муһаҗирәттики җамаитимизниң зәнҗирини кәлгүси әвладлиримизға сақ-саламәт өткүзүп беримиз, йәни келәчикимизни капаләткә игә қилимиз дәйдикәнмиз, яшлиримизға болған миллий вә диний тәлим-тәрбийәни һечвақит унтуп қалмаслиқимиз лазим, дәп ойлаймән.”

Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи, истанбул университети тил, тарих вә әдәбият факултетиниң дотсенти өмәр қул әпәнди муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң кәлгүси үчүн уйғур тәшкилатлири арисидики бирликниң һәммидин муһимлиқини тәкитләйду. У бу җәһәттә уйғур тәшкилатлириниң уйғур мәсилисидә бәзи маһийәтлик сан-сипир вә естетикилиқ мәлуматларда бирдәкликни сақлиялмиғанлиқи, илмий һәм пакитлиқ асасларни системилиқ қоллиналмиғанлиқи, һәр хил сорунларда һәр хил баянатлар оттуриға чиқип, уйғур дәваси бойичә хәлқараға аңлитилидиған ортақ авазниң болмиғанлиқини тәнқидий йосунда оттуриға ташлайду.

Германийәдики иккинчи әвлад уйғурлардин мюнхен техник университетиниң аспирант оқуғучиси иптихар иляр бу һәқтә мунуларни илгири сүриду: “бу мән үчүн җаваб бериш тәс болған бир соал. Бәлким бу мәсилидә саһибхан дөләтләр билән диаспорадики уйғур толуқлириниң миллий вә мәдәнийәт җәһәттики пәрқлириниң йирақ йеқинлиқ амиллири һалқилиқ рол ойниши мумкин. Мәсилән, мениң һес қилишимчә, түркийәдики уйғур җамаитидә түрклишиш һадисиси наһайити еғир. Чүнки түркләр билән уйғурлар арисида тил, қан-қериндашлиқ вә мәдәнийәт җәһәттә чоң пәрқ мәвҗут әмәс. Бу һал уларниң өз-ара юғурулуп кетишини тезләткән. Әмма германийәдә германлар билән бизниң мәдәнийәт пәрқимиз бәкму чоң. Шуңлашқа германийәдики уйғурларни пат йеқинда пүтүнләй германлишип кетиду, дәп қаримаймән. Чүнки германийәдики уйғурларниң германларға қариғанда бу йәрдики көчмән түркләр яки башқа мусулман хәлқләр билән болған алақиси зичрақ, дәп ойлаймән.”

Голландийәдики “түрк өйи” тәшкилатиниң рәиси, җәмийәтшунас вәйис гүнгүр әпәндиниң қаришичә, явропадики уйғур җамаитиниң өзлири яшаватқан әлләрниң системисиға киришиши вә униң бир қисмиға айлиниши үчүн узун вақит кетидикән. Чүнки улар билән явропа мәдәнийити оттурисидики иҗтимаий, әхлақий вә психологийилик пәрқләр хели зор болуп, бу җәһәттә явропадики түрк топлуқлириниң йерим әсирлик муһаҗирәт тәҗрибилири уйғурлар үчүн әң пайдилиқ өрнәк болалайдикән.

Қәмәридин қайнам - голландийәдә яшаватқан уйғурлар арисида өз пәрзәнтлириниң келәчики үчүн әң азаблиқ издәнгән уйғур сәрхиллириниң бири. У явропаға дәсләп кәлгән йиллирида икки мәдәнийәтниң арилиқида қийин таллашқа қалған пәрзәнтлириниң азабини чоңқур һес қилиду. Һәтта түркийәгә көчүп кетишниму ойлайду. Әмма күнсайин уюшушқа қарап маңған уйғур җамаити билән қериндаш түрк топлуқлириниң бу җәһәттики тәҗрибә-савақлири униңға күч бериду. У пәрзәнт тәрбийәсигә қанчилик көп вақит бәргәнсери, өзидә кәлгүсигә болған ишәнчниң шунчилик зорийип маңғанлиқини һес қилиду.

Қәдирлик радио аңлиғучилар,

Юқирида “ғәрб дунясидики уйғурлар” намлиқ көп қисимлиқ һөҗҗәтлик радио программисиниң “муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң келәчики” намлиқ әң ахирқи қисминиң алдинқи бөликини аңлидиңлар. Бу һәқтики аңлитишимизниң кейинки қисми давамлиқ диққитиңларда болиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.