Ғәрб дунясидики уйғурлар (12B)

Мухбиримиз қутлан
2017.01.10
iptixar-ilyar-asprant.jpg Германийә мюнхен техник университетиниң аспирант оқуғучиси иптихар иляр әпәнди.
Photo: RFA

Иккинчи қисим: муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң келәчики

Иккинчи вә үчинчи әвлад уйғурларниң өсүп чоң болуши вә уларниң уйғурларниң җамаәтлик ишлирида асасий еқимға айлиниши муһаҗирәттики уйғурларға “чәтәлләрдики уйғурларниң келәчики зади қандақ болиду?” дегән соални ташлимақта.

Бу соалға шималий явропа әллиридин түркийәгичә, түрлүк кәсип вә түрлүк яштики уйғур сәрхиллиридин охшимиған дөләтләрдики мутәхәссисләргичә болған һәр саһәдики кишиләрниң инкаслири елинди.

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин бири, атақлиқ диний өлима вә җамаәт әрбаби мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим буниңдин бир йил муқәддәм зәйтинбурнудики өйидә радийомиз зияритини қобул қилғанда бу һәқтә мунуларни тәкитләп өткән иди:

“мән муһаҗирәттики уйғур җамаитигә тоғра болған диний етиқад тәрбийәси елип бериш билән бир вақитта йәнә, миллий роһ тәрбийәси елип бериш толиму зөрүр, дәп қараймән. Бизниң хәлқимиз түрлүк сәвәбләр түпәйлидин йеқинқи йүз вә йүз әллик йилдин буян миллий роһ тәрбийәсидин мәһрум қалғанлиқи мәлум. Кейинки дәврләргә кәлгәндә биздә өз хәлқиниң тәқдиригә қайғуруш, өз дүшминини тонуш вә униңға тақабил туруш роһи толиму суслап кәткән. Буниң үчүн яш әвладларға өз әҗдадлириниң тарихий кәчүрмишлири, қолға кәлтүргән утуқлири вә кәмчиликлири шуниңдәк бир қисим мәшһур шәхсләрниң һаятини тонуштуруш толиму муһимкән. Шуңлашқа биз вәтән сиртидики уйғур җамаитидә һәм тоғра болған диний етиқад турғузуш, һәм күчлүк миллий роһ бәрпа қилиш үчүн тиришишимиз лазим. яш әвладларға бу икки җәһәттики тәрбийәни елип баралисақ, уларниң өзини тонушини, кимликини сақлишини илгири сүргили һәмдә өзлири яшаватқан әлләрдики асасий мәдәнийәт еқимиға ерип сиңип кетишиниң алдини алғили болиду, дәп ойлаймән.”

Германийәдики иккинчи әвлад уйғурлардин мюнхен техник университетиниң аспирант оқуғучиси иптихар илярму чәтәлләрдә чоң болған яш бир әвлад уйғурларға вакалитән кәлгүси һәққидики бу соалимизға мундақ җаваб бәрди: “бу һәқиқәтәнму җаваб бериш тәс соал икән. Мән үчүн кәлгүси толиму йирақ вә ғува туюлиду. Бу һәқтә җаваб тепиш үчүн чәтәлләрдә көчмән болуп яшаватқан бизгә охшаш башқа хәлқләрниң тәҗрибилиригә, яшаш усуллириға қараш керәк, дәп ойлаймән. Мәсилән, улар биздин бурун явропада көчмән болуп яшиған. Улар қандақ қилип өз җамаитини сақлап қалалиди? бу җәрянда улар немиләрни йоқитип, немиләргә еришти? уларниң өзлирини сақлап һазирғичә бир етник вә мәдәнийәт топлуқи болуп давамлишип келәлишидики сир зади немә? бу соалларни өгәнсәк, бәлким бизниң келәчикимизниң қандақ болушини мәлум дәриҗидә қияс қилғили болса керәк. Әмма, растни десәм, бу мән үчүн қийин соал. Кәлгүсимиз һәққидә һазирниң өзидә кәскин бир җавабни берәлмәймән…”

Голландийәдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин қәмәридин қайнам өзиниң муһаҗирәттики һаяти давамида пәрзәнтлириниң ана тил тәрбийәси үчүн әң көп баш қатурғанлиқини, чүнки ана тилдин ибарәт бу әңгүштәрниң кейинки әвладларға уйғурлуқ миллий кимликини һес қилдуруштики әң муһим амил икәнликини тәкитләйду: “ана тил инсанниң бир парчиси. Инсан үчүн ана тилдин мәһрум болуш униң әң муһим бир қисминиң йоқалғанлиқидин дерәк бериду. Шуңа мән пәрзәнтлиримни өз кимлики билән уйғур җамаитиниң кәлгүсидики бир парчисиға айландуруш үчүн уларға болған ана тил тәрбийәсини әң муһим нуқтиға қойдум.”

Голландийәдики “түрк өйи” тәшкилатиниң рәиси, җәмийәтшунас вәйис гүнгүр әпәнди явропадики түрк җамаитиниң йерим әсирлик муһаҗирәт һаяти вә бу җәряндики тәҗрибилиридин уйғурлар мәсилисигә нәзәр ташлайду. Униң қаришичә, явропадики уйғур җамаити өзлириниң келәчәктики миллий мәвҗутлуқини сақлиши үчүн һазирдин башлап яш әвладлириға болған миллий вә диний әнәнә тәрбийәсини күчәйтиши шуниң билән бир вақитта йәнә, башқа қериндаш топлуқларға өз кимликини тонуштурушқа маһир болуши зөрүр икән.

Голландийәниң роттердам шәһиридә “үрүмчи уйғур ресторани” ечип, йемәк-ичмәк тиҗарити билән шуғуллиниватқан зәйнидин турсун әпәнди явропадики уйғур җамаитиниң келәчикигә үмид вә ишәнч билән қарайдиған уйғурлардин бири. У, йеқинқи оннәччә йилдин буян явропадики уйғур җамаитиниң тезликтә зорайди. Болупму иккинчи вә үчинчи әвладлар арисида ғәрб системисиға киргән, игилик тикләш роһи күчлүк шундақла миллий бурч туйғуси алаһидә юқири бир қисим яшларниң йетишип чиқиши келәчәккә нисбәтән ярқин бир упуқ нурини пәйда қилмақта, дәйду.

Шиветсийәдики гөтеборг университетиниң хитайшунаслиқ профессори шундақла уйғурлар һәққидә мәлум чүшәнчигә игә доктор фредрик фолман бу соалимизға мундақ җаваб бериду: “бу бир қийин соал. Мәйли уйғурлар болсун яки башқа көчмән гуруппилар болсун, уларниң шиветсийәдә яшиши вә өз мәдәнийитини давамлаштуруши үчүн мәлум бошлуқ мәвҗут, дәп қараймән. Әмма мениңчә, көчмән хәлқләрниң шиветсийәдә шиветсийәлик болуп яшиши үчүн уларниң мәлум дәриҗидә шиветлишишиға тоғра келиду. Чүнки бу йәрдики мәвҗут система шуни тәләп қилиду. Уйғурлар илгири өз вәтинидә башқа милләтләр билән арилишип яшиғанлиқи, асаслиқ милләт билән аз санлиқ милләтләрниң арилишип яшаштики тәҗрибилирини бешидин өткүзгәнлики үчүн, мәйли шиветсийәдә болсун яки явропадики башқа әлләрдә болсун, бундақ көп қатламлиқ мәдәнийәт муһитиға асан маслишип кетәләйду, дәп ойлаймән. Униң үстигә, тарихта уйғурлар билән шиветсийә оттурисида мәлум тарихий мунасивәтләрму мәвҗут. Бу нуқта уйғурларниң шиветсийәдики һаяти вә келәчики үчүн актип амил сүпитидә тәсир көрситиду, дәп ойлаймән.”

Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи, истанбул университети тил, тарих вә әдәбият факултетиниң дотсенти өмәр қул әпәнди муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң кәлгүси үчүн алди билән миллий бирликниң болуши һәммидин муһим, дәп көрситиду. У уйғурлар вәтинидә яки чәтәлләрдики уйғурлар һаятида йүз бәргән һәрқандақ мәсилигә нисбәтән уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаитидә бирликкә кәлгән аваз болмиса, ташқи дуняниң ишәнчини қолға кәлтүргили болмайду. Һәтта муһаҗирәттики уйғурларниң келәчики үчүн бүгүнки асасниму тиклигили болмайду, дегәнләрни илгири сүриду.

Юқирида “ғәрб дунясидики уйғурлар” намлиқ көп қисимлиқ һөҗҗәтлик радийо программисиниң “муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң келәчики” намлиқ әң ахирқи қисминиң иккинчи бөликини аңлидиңлар. Шуниң билән мәзкур программимиз һәққидики аңлитишимиз ахирлашти. Көңүл қоюп аңлиғиниңларға рәһмәт!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.