Ғәрб дунясидики уйғурлар (2A)

Мухбиримиз қутлан
2016.02.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Afghanistandin-Qeyseri-shehirige-kochurulgen-Uyghurlar.jpg 1965-Йили афғанистандин түркийәниң қәйсәри шәһиригә көчүрүлгән уйғурлар. 1965-Йил, түркийә қәйсәри.
RFA/Qutlan

Биринчи қисим: афғанистанға сәпәр (а)

1949-Йилиниң ахиридин 1950-йилиниң башлириғичә һиндистанниң кәшмир райониға һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған нәччә миңлиған уйғур, қазақ мусапирлар мәсилиси әйни чағдики дуня җамаитиниң күчлүк диққитини қозғиған иди.

Уларниң көп қисми 1952-йилидин 1954-йилиғичә илгири-кейин болуп түркийәгә көчүп берип йәрлишиду. Қәп қалған қисми пакистан, сәуди әрәбистан вә башқа әрәб әллиригә кетиду.

Һалбуки, хитай коммунист һакимийитиниң кейинки йилларда уйғурлар вәтинидә йүргүзгән бир қатар юқири бесимлиқ ассимилятсийә сиясити бир түркүм уйғурларни йәнә чәтәлләргә һиҗрәт қилишқа мәҗбур қилиду.

1950-Йилларниң ахирлириға кәлгәндә хитай һөкүмитиниң тибәт вә уйғур елиға қаратқан юқири бесимлиқ миллий сиясити мәзкур районларда җиддийчилик пәйда қилиду. 1960-Йилларниң башлирида хитайда мисли көрүлмигән ачарчилиқ йүз бериду. Шу йилларда йәнә хитай билән сабиқ советлар иттипақиниң мунасивити бузулиду. Еғир дипломатик кризисқа патқан хитай һөкүмити әйни чағда асия, африқидики 3-дуня әллиридин өзигә иттипақчи издәшкә мәҗбур болиду. Дәл мушу мәзгилдә хитай һөкүмити афғанистан билән болған дипломатик еһтияҗни көздә тутуп бирқанчә йүз уйғурниң афғанистанға көчүп кетиш илтимасини тәстиқлайду.

Сейит ризван түмтүрк қәйсәридики “түркистанлиқлар мәһәллиси” (бүгүнки “әһмәт йәсәвий мәһәллиси”) дә яшаватқан биринчи әвлад көчмән уйғурлардин һесаблиниду. Бу пешқәдәм уйғур бовай буниңдин 55 йил бурунқи афғанистанға көчүш тарихи һәққидики әслимисидә мундақ дәйду: “хитай коммунист һөкүмити юртимизни идарә қилған күндин етибарән биздә хатирҗәмлик болмиди. 1950-Йилларниң ахирлириға кәлгәндә өз юртимизда хатирҗәм яшайдиған һеч бир имканийәт болмиди. 1958-1959-Йиллири хитай баш министири җу енләй африқа зияритидин кейин афғанистанни зиярәт қилиду. Кейинки йили афғанистан вәкиллири бейҗиңға бариду. Әнә ашу учришишлар давамида хитай һөкүмити афғанистанда уруқ-туғқанлири болған уйғурларниң көчүп кәтсә болидиғанлиқини гезиттә елан қилиду. Шу мәзгилләрдә афғанистанға көчүп кетишни илтимас қилған нәччә йүзлигән аилиләрниң илтимаси туюқсизла тәстиқлинип уқтуруш қилинди. Әслидә “ қушму учуп чиқип кетәлмәйдиған” хитай чеграси бирдинла бизгә ечип берилди. Ачарчилиқ замани болғачқа һәр бир аилигә бирдин ешәк, һәр нопусқа 50 данә гирдә нан сетип берилди. Шундақ қилип нәччә йүзлигән мусапирлар бирқанчә гуруппиға бөлүнүп афғанистанға сәпәр қилдуқ.”

Түркийәниң қәйсәри шәһиридә олтурушлуқ әмрулла әфәндигил әпәндиму әслимә тәқдим қилип, әйни чағдики қийин шараитта уйғур көчмәнләр үчүн афғанистан йолиниң қандақ ечилғанлиқи һәққидә мундақ дәйду: “чоңлардин аңлишимчә, шу йилларда афғанистанниң ташқи ишлар вәзири муһәммәт давутхан хитайға қилған сәпиридә қәшқәргә кәлгән икән. Шуниңдин кейин бизниң афғанистанға көчүп кетиш илтимасимиз бирдинла тәстиқлинипту. Мән шу чағда аран 8 яшта идим. Мениң иним хәйрулла билән сиңлим бәк кичик болғачқа, уларни севәткә селип ат, ешәккә артип маңғанлиқи есимдә. Бир күни памир теғида гиләм, йотқанларға пүркүнүп ухлиған идуқ, әтиси ойғансақ, үстимизни қелин қар басқанлиқини һазирму әсләймән...”

Бүгүн чач, сақаллири ақарған муһәммәтхан әргинәқун әпәнди қәйсәридики өйидә зияритимизни қобул қилди. У зияритимиз җәрянида 1961-йилидики афғанистанға қилған һиҗрәт мәзгилидә өзиниң 18 яшлиқ бир йигит икәнликини, тәқдирниң қисмити билән вәтәнни тәрк әткән бу сәпәрдә 83 күнлүк йол азаби тартип кабулға йетип барғанлиқини әсләп өтти.

Қәйсәридики “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” дә баш катиплиқ вәзиписини өтәватқан абдулһәмид сәлчуқ әпәнди 1961-йили ата,аниси билән биллә, туғулған юрти йәкән дияридин айрилип афғанистанға һиҗрәт қилғанда өзиниң 6 яшлиқ бала икәнликини тилға алди: “мениң исмим абдулһеким, фамиләм сәлчуқ. Мән юрттин айрилип афғанистанға һиҗрәт қилған йилларда 6 яшта икәнмән. Шуңа һиҗрәтниң мушәққәтлик җәрянлирини толуқ әслийәлмәймән. Һазир 60 яшқа кирдим. Бизниң афғанистанға һиҗрәт қилғинимизға бу йил 55 йил, түркийәгә кәлгинимизгә топ-тоғра 50 йил болди.”

Қәйсәридики иккинчи әвлад уйғурлардин һазир “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” дә аяллар бөлүминиң мудири болуп ишләватқан рабийә илктүрк ханим зияритимизни қобул қилип, мунуларни билдүрди: “мениң ата, анам 1961-йили вәтәндин айрилип афғанистанға һиҗрәт қилған икән. У йәрдин 1965-йили түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип йәрлишипту. Мән қәйсәридә туғулған, 2-әвлад уйғурлардин болимән. Кичикимдин тартип ата,анамниң еғизидин афғанистан вә түркийәгә қилинған һиҗрәт һәққидики һекайиләрни аңлап чоң болдум.”

Ахирида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди қәйсәридики ишханисида зияритимизни қобул қилип, өз ата, бовилириниң 1961-йилидики афғанистан һиҗрити һәққидә тохтилип өтти. У ашу қетимлиқ афғанистан һиҗритини хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.