Ғәрб дунясидики уйғурлар (6B)

Мухбиримиз қутлан
2016.06.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
hawaxan-raxman-1.jpg

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики каролиниска институти селиштурма доригәрлик бөлүминиң тәтқиқатчиси, доктор һавахан рахман, 2016-йил январ, сточкһолм. RFA/Qutlan

gollandiye-abdurehimjan-gheni-2.jpg

Голландийәниң утрехт шәһиридики соилкарәс (су вә тупрақ пәрвиши) тәҗрибиханисиниң тупрақ анализчиси абдуреһимҗан ғени. 2016-Йил феврал. RFA/Qutlan

Amangul-qasim-2.jpg

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики каролиниска институтиниң бөрәк кесәлликлири бөлүми дохтури амангүл қасим, 2016-йил январ, сточкһолм. RFA/Qutlan

yawropa-igilik-tiklesh-Gulnar-xanim-2.jpg

Мюнхендики “тәңритағ” уйғур рестораниниң хоҗайини гүлнар ханим. RFA/Qutlan

Иккинчи қисим: мувәппәқийәт үчүн төлигән бәдәлләр

Явропадики уйғур муһаҗир топлуқлири ичидин йетишип чиққан бир қисим билим адәмлири өзлириниң кәспий саһәдики аҗайип тиришчанлиқи вә қайтмас ирадиси билән муһаҗирәттики уйғурлар һаятиниң әң гүзәл сәһипилирини яратти.

Шиветсийә пайтәхти ситокһолмдики каролиниска институтиниң селиштурма доригәрлик бөлүмидә медитсина тәтқиқати билән шуғуллиниватқан доктор һавахан рахман өзиниң узун мәзгиллик кәспий издиниш һаятини әслигинидә чоңқур иптихарлиқ һес қилиду.

У 1979-йили шинҗаң теббий институтиға оқушқа киргәндин буян һазирғичә теббий саһәдә 37 йиллиқ оқуш вә издиниш җәрянини бешидин өткүзиду. 35 яшқа киргәндә теббий пәнләр бойичә мастерлиқ оқушини тамамлап, давамлиқ илгириләйду. У 40 яшқа йеқинлашқанда данийәниң архус университетида докторлуқ оқушини башлайду. 2001-Йилидин етибарән таки бүгүнки күнгә қәдәр шималий явропадики данийә, шиветсийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләрниң медитсина саһәсидики әң даңлиқ университетлирида тәтқиқатини давамлаштуриду. У кәспий саһәдики һәрқандақ бир инсанда әгәр өз кәспигә болған оттәк муһәббәт билән тинимсиз тиришчанлиқ болғинида йәткили болмайдиған нишанниң болмайдиғанлиқиға қаттиқ ишиниду.

Өзи яхши көргән кәспи үчүн бәдәл төләш, өз кәспи саһәсидә тинимсиз издиниш, йерим йолда һәргизму ваз кәчмәслик абдурәһимҗан ғениниң мувәппәқийәткә еришишидики өзигә хас принсипидур.

Нөвәттә голландийәдики бир хәлқаралиқ чоң ширкәттә тупрақ анализчиси болуп ишләватқан абдуреһимҗан өз кәспий саһәсидә оқуш вә хизмәт тепиш җәрянида муһаҗирәттики нурғун кишиләргә охшашла үмидсизләнгән, гаңгириған чағлириниң болғанлиқини, әмма һәргизму үмидсизлик ичигә ғәрқ болуп кәтмигәнликини, бәлки техиму зор чидам билән алдиға қарап маңғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Ғәйрәт вә чидам шундақла өз таллишиға ишиниш ахирқи һесабта абдурәһимҗанниң келәчәккә болған үмид шамини парлитиду. Нурғун қетимлиқ мәғлубийәттин йиқилип қопқан, өз нишанидин әсла ваз кәчмигән абдуреһимҗан алдинқи йили голландийәдики бир чоң ширкәттин йүзтуранә көрүшүшкә чақиритилиду.

Дегәндәк, узун йиллиқ җапалиқ издинишниң нәтиҗиси көрүлиду. Муһаҗирәт һаятида дуч келидиған барлиқ иссиқ-соғуқларниң һәммисини тетип көргән, әмма әң қийин пәйтләрдиму өз нишанидин ваз кәчмигән абдурәһимҗан 2015-йилиниң декабир ейида голландийәдики мәзкур хәлқаралиқ ширкәттә тупрақ анализчиси сүпитидә иш башлайду.

Шинҗаң теббий университетни пүттүрүп қарамайдики бир дохтурханида бөрәк кесәлликлири дохтури болуп ишлигән амангүл қасим муһаҗирәттики риқабәткә толған һаятта өз кәспини давамлаштуруштин ибарәт бу чүштин һәргизму ваз кәчмәйду.

У бу йолда йилларчә тиришчанлиқ көрситип, медитсина кәспигә әң қаттиқ тәләп қоюлидиған шиветсийәдә ахири бу дөләттики әң алий медитсина орни болған каролиниска институтиға хизмәткә кирип, бөрәк кесәлликлири дохтури болиду.

Германийәниң мюнхен шәһиридики “тәңритағ” уйғур рестораниниң аял хоҗайини гүлнар ханим германийәдики уйғур җамаитиниң ишлирида әң актип рол ойнаватқан аяллириниң бири.

У өзиниң германийәдики һаят мусаписини әслигинидә һәр хил қазанларда қайнап, мусапирәттики көплигән кишиләргә охшашла интайин мол һаят тәҗрибисигә еришкәнликини илгири сүриду.

Гүлнар ханим өзиниң германийәгә дәсләп кәлгән йиллирида өз кәспи болған боғалтирлиқ саһәсидә оқуғанлиқини, оқуш пүттүргәндин кейин хизмәт издәп йүзләрчә урунған илтимас язғанлиқини, әң ахирида бир фермида маашсиз практика қилиш усули арқилиқ шу ширкәттин иш тапқанлиқидәк тәҗрибисини аңлармәнләр диққитигә сунди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.