Ғәрб дунясидики уйғурлар (7B)

Мухбиримиз қутлан
2016.07.28
Feruq-Qehriman-turkiye.jpg Түркийә әрҗийәс университетиниң оқуғучиси фәруқ қәһриман. 2016-Йили феврал, түркийә қәйсәри.
RFA/Qutlan

Иккинчи қисим: явропадики яш бир әвлад уйғурлар

Биринчи әвлад уйғур муһаҗирлар арисидики көплигән ата-анилар өз пәрзәнтлири дуч кәлгән һәр қетимлиқ муһим таллашларда һаман уларниң ирадиси вә қизиқишиға һөрмәт қилғанлиқини тәкитләйду.

Голландийәниң роттердам шәһиридә уйғур йемәк-ичмәк тиҗарити билән шоғуллиниватқан зәйнидин турсун әпәнди әнә шу хил қараштики ата-аниларниң бири. У узун йиллиқ һиҗрандин кейин җәм болған оғлиниң голландийәдики оқуш вә кәспий таллишиға һөрмәт қилғанлиқини һәмдә пүтүн имканийити билән қоллиғанлиқини тилға алиду.

Дәрвәқә, арзу бәдәлсиз ишқа ашмайду, әмма тинимсиз тиришчанлиқ билән алға қарап меңиш роһи һәрқандақ чүшниң реаллишишини тезлитиду. Бу мәнтиқини чоңқур чүшәнгән зәйнидин әпәнди оғлиниң өз таллиши бойичә сақчи формисини кийип голландийәдики шифол хәлқара айродромида практикант сақчи болуп ишлигинини көргинидә чоңқур һаяҗанға чөмгәнликини әсләйду.

6 Йешида ата-анисиға әгишип германийәгә кәлгән иптихар иляр һәм германийидики көп хил мәдәнийәт муһитидин һәм аилисидики уйғур мәдәнийәт әнәнисидин мәнивий озуқ елип чоң болған иккинчи әвлад уйғур яшлириниң бири. У өзиниң алий мәктәптики кәсп таллишида шәхсән өзи қарар бәргәндин сирт йәнә ата-аниси биләнму тәпсилий мәслиһәтләшкәнликини тилға алиду.

Түркийәниң әрҗийәс университетида айропилан техник инженерлиқи бойичә оқуватқан фәруқ қәһриман кәлгүсигә нисбәтән зор ишәнчкә игә уйғур студентлириниң бири. У қәйсәридә радийомиз зияритини қобул қилғинида өзиниң һаман бир күни ата-бовилири яшиған йирақтики вәтинигә қайтип өз хәлқи үчүн хизмәт қилиш арзусиниң барлиқини тәкитләйду.

У бүгүнки түркийәдә уйғур мәсилисиниң кәң көләмдә тонулғанлиқини вә түрк хәлқиниң чоңқур һессидашлиқиға еришкәнликини, бу реаллиқниң өзигә охшаш йеңи әвлад уйғур яшлириға зор ишәнч вә үмид бәргәнликини тилға алиду.

Иптихар иляр зияритимиз җәрянида америкидики көчмәнләр билән германийәдики көчмәнләрниң кимлик туйғусидики бир қисим пәрқләрни селиштуруп мундақ дәйду: “мән америкиға барғинимда америкидики көчмәнләрниң ‛мән америкилиқ‚ дегән вақиттики кимлик туйғуси билән германийәдики көчмәнләрниң ‛мән германийәлик‚ дегән вақиттики кимлик туйғуси оттурисида чоңқур пәрқ барлиқини һес қилдим. Германийә герман миллитини асас қилған көп милләтлик вә көп хил мәдәнийәтлик бир дөләт. Шуңа бу йәрдики көчмәнләр өзлирини ‛герман‚ дейиштин көрә, германийә җәмийитиниң бир парчиси дәп қарайду. Һалбуки, америкида кәскин һалдики етник чегра йоқалған болуп, америка вәтәндишиға айланған кишиләрниң һәммиси өзлирини ‛америкилиқ‚ дәп һесаблайду.”

14 яшлиқ рәйһангүл диний етиқади вә миллий кимликини сақлаш үчүн пүтүн аилиси бойичә еғир бәдәл төлигән бир уйғур аилисиниң пәрзәнти. Әзизанә қәшқәрдин таки әркин явропағичә созулған узақ йол вә шәрқий җәнуби асия әллиридики вәһимигә толған қачқунлуқ һаяти униң балилиқ қәлбигә чоңқур изларни қалдурған. У бүгүн голландийәдә қорқунчтин халий һалда оқуватқан болсиму, әмма өз хияллириниң һаман йирақта қалған вәтини үстидә әгип йүргәнликини тилға алиду.

Германийәгә 6 йешида кәгән иптихар иляр өзи билән германийәдә туғулуп өскән укиси оттурисидиму пикир вә қиммәт қараш җәһәттин мәлум пәрқләрниң мәвҗутлуқини, туғулған тупрақниң һәр бир инсанниң йошурун еңиға қалдуридиған тәсириниң мәңгүлүк болидиғанлиқини илгири сүриду.

Явропаниң паравози һесабланған германийәдә көчмән гуруппилар вә уларниң кейинки әвладлириниң кимлик чүшәнчиси җәмийәтшунасларниң әң диққитини чәккән темиларниң бири.

Дәрвәқә, германийәдики икки хил мәдәнийәт яки көп хил мәдәнийәтләр муһитида өсүп йетилгән, көчмән арқа көрүнүшигә игә йеңи әвлад яшлар өз кимлики һәққидә немиләрни ойлайду?

Бу соалға җаваб бәргән иптихар иляр мундақ дәйду: “мән өзүмни герман әмәс, бәлки германийәлик, йәни көп милләт вә көп хил мәдәнийәттин тәшкил тапқан германийә җәмийитиниң бир парчиси дәп қараймән. Әмма өзүмни қан вә миллий түркүм җәһәттин мәңгү бир уйғур дәп билимән!”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.