Ғәрб дунясидики уйғурлар (8A)

Мухбиримиз қутлан
2016.09.13
nikah-suriti-b-305.png Норвегийәдә бир җүп уйғур яшниң никаһи җумһурийәт күнидә оқулди.
Photo: RFA

Биринчи қисим: муһаҗирәттики уйғурларда никаһ вә той

Муһаҗирәттә, җүмлидин ғәрб дунясида яшаватқан уйғурлар һаятида никаһ вә той адәтлири қандақ давам қиливатиду? түркийә билән явропа әллиридә олтурақлашқан уйғур җамаити өзлириниң иҗтимаий һаятидики бу чоң мәсилини қандақ бир тәрәп қилип кәлди?

Муһаҗирәттики уйғурлар һаятиға қизиқидиған кишиләр билән җәмийәтшунаслар бу мәсилидә әң алди вәтән сиртидики уйғурларниң никаһ вә той мунасивәтлиридики өзгиришләргә нәзәр ағдуриду.

Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин диний өлима абдулһәкимхан мәхсум истанбулдики уйғурларниң бүгүнки никаһ вә тойлишиш әһвали һәққидә тохтилип, мунуларни илгири сүриду:

“мениң көзитишимчә, истанбулда бурундин яшап келиватқан яки вәтәндин кейинчә келип истанбулға олтурақлашқан уйғурларниң 80 пирсәнттин көпрәки той мунасивәтлиридә өз миллитидин никаһлинишни давамлаштуруп кәлмәктә. Тәхминән 20 пирсәнт яки униңдин аз қисми бу йәрдики йәрлик түрк хәлқи вә башқа мусулманлар билән никаһланмақта. Омумән уйғурларниң өз ичидин никаһлиниши асаслиқ салмақни игиләйду. Бизму бу йәрдики уйғур җамаитигә изчил һалда өз миллитидин никаһлинишни тәшәббус қилип кәлдуқ.”

Абдулһәкимхан мәхсум йәнә өз баянлирида истанбулдики уйғур җамаитиниң никаһ оқутуш вә той мурасимини өткүзүш җәһәттә һәм уйғурларниң миллий әнәнисини һәм ислами қаидә-принсипларни давамлаштуруп кәлгәнликини тәкитләйду.

Голландийә - явропадики уйғур җамаити көпрәк олтурақлашқан дөләтләрниң бири. Бу әлдә муһаҗир болуп яшаш тарихи әмдила 20 йил болған уйғур җамаитиниң күндилик һаятидики никаһ вә тойлишиш мунасивәтлири бизгә йеңи соалларни ташлимақта.

Голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса савут қарим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң бир диний өлима болуш сүпити билән уйғурларниң никаһ мурасимиға һәм диний һәм миллий әнәнә асасида риясәтчилик қилип кәлгәнликини тәкитләйду.

Әйса савут қарим йәнә голландийәдики уйғурларниң никаһ вә аилә мәсилисидә йеқиндин буян аҗришиш һадисилириниң қисмән һалда көпийип барғанлиқини, һәтта бир қисим аилә паҗиәлириниңму йүз бәргәнликини тилға алди. У буниң иҗтимаий, иқтисадий вә қиммәт қараш җәһәттики җиддий өзгиришләр яки муһаҗирәт һаяти кәлтүрүп чиқарған роһий тәңпуңсизлиқ амиллири билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди.

Қәйсәридики уйғурлар әйни чағда түркийәгә йәрләшкән уйғурлар ичидә миллий вә диний өрп-адәтләрни әң узақ давамлаштуруп кәлгән уйғур җамаитиниң бири һесаблиниду.

Баш штаби қәйсәридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар бөлүминиң мудири рабийә илктүрк ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди:
“мениң есимдә қелишичә, қәйсәригә йәрләшкән биринчи әвлад уйғурлардин тартип таки йеқинқи мәзгилләрдә туғулған йеңи әвлад уйғурларға қәдәр биз наһайити қоюқ ислами вә миллий әнәнилиримизни давамлаштуруп кәлдуқ. Мисал үчүн йеңи туғулған балиға исим қоюшта биз вәтәндики әйни әнәнә бойичә мурасим өткүзүп исим қоюп кәлдуқ. Әслишимчә, дадам рәһмәтлик сиңлимниң қизи туғулғанда ‛қуран керәм‚ дин бир бәтни ечип, шу бәттә учриған исимни боваққа ат қилип қойған иди. Анам рәһмәтлик қиз бовақниң қолини ун вә тузға паттуруп, чоң болғанда аш-таамни бәрикәтлик вә тәмлик қилип етәләйдиған болушини тилигән иди. Һазир бу хил адәтлиримиз аста-аста өзгәрмәктә.”

Явропада әң балдур шәкилләнгән уйғур җамаити германийәниң мюнхен шәһирини мәркәз қилип тәдриҗий зорайған. Һалбуки, йерим әсирдин көпрәк тарихқа игә бу уйғур топлуқида никаһ вә той мунасивәтлири йәнила уйғур җамаитиниң өзини асас қилип давам қилмақтикән. Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавиддин бу һәқтә пикир баян қилип, мюнхенда интайин аз сандики уйғурлар түрк қериндашлар билән никаһланғандин сирт, мутләқ көп қисим уйғурларниң өз ичидин никаһлинип кәлгәнликини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.