Ғәрб дунясидики уйғурлар (10B)

Мухбиримиз қутлан
2016.11.15
memetjan-tursun-2008-xitay-olimpik.jpg Мәмәтҗан турсунниң 2008-йили хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпик тәнһәрикәт йиғиниң мәшилини истанбулдики галата көврүкидә тартивелишқа урунған көрүнүши.
Photo: RFA

Иккинчи қисим: муһаҗирәттики уйғурлар һаятиниң йәнә бир йүзи

2008-Йили хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпик тәнһәрикәт йиғининиң истанбулдики галата көрүкидин өтидиған мәшилини тартивелишқа урунуш вәқәси мәмәтҗан турсунни бирдинла түркийә таратқулиридики даңдар шәхскә айландуриду.

Өзи вә аилисигә “уйғур” дегән фамилә қолланған мәмәтҗан турсун шу қетимлиқ вәқәдин кейин, гезит-журналларда улап хәвәр қилинип, уйғур мәсилисиниң йәнә бир қетим түркийә таратқулирида қизиқ нуқта болушиға пилта болиду.

Аридин 8 йил вақит өткән бүгүнки күндә мәмәтҗан уйғур бу һәқтә әслимә тәқдим қилип, өзиниң шу күнидики кәчүрмишлирини аңлиғучилар диққитигә сунди.

У шу күнидики вәқә сәвәблик өзиниң сақчиға елип берилғанлиқидин һәргизму өкүнүш һес қилмиғанлиқини, әмма хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпик тәнһәрикәт йиғини мәшилиниң истанбулдәк бир хәлқаралиқ шәһәрдин тосалғусиз өтүп кәткәнидин қаттиқ өкүнгәнликини тилға алди.

Ғәрб әллиридә яшаватқан уйғур муһаҗирлириниң көп қисми түрлүк сәвәбләр билән вәтинини тәрк әткән болуп, хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сиясити уларниң демократик әлләрдә сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ туруп қелишиға земин һазирлиған.

Һалбуки, уйғур җамаити ичидә интайин аз сандики бир қисим ирадисиз инсанларниң сиясий илтиҗа қилип җаваб күтүватқан яки мәңгүлүк олтурумға еришкән бир пәйттә хитайға қайтип кетиши муһаҗирәттики уйғур җамаити билән уйғур тәшкилатлирини әпсусландурмақтикән.

Бу һәқтә пикир баян қилған норвегийә уйғур комитетиниң рәиси турсун ниғмәт әпәнди норвегийәдә өзи билидиған бу хилдики вәқәләрниң җамаәт арисида күчлүк ғулғула болғанлиқини баян қилди.

Голландийәдики уйғур җамаити өзлириниң бу әлдики муһаҗирлиқ һаяти давамида әркин вә демократик системиниң әвзәлликлиридин бәһримән болуш билән бир вақитта йәнә, мусапирлиқ вә вәтәнсизлик кәлтүрүп чиқарған роһий тәңпуңсизлиқниң зәрбисигә учриғанлиқиниму тилға алиду.

Әйса савут қарим голландийәдики уйғурлар арисида алдинқи йили йүз бәргән бир аилә паҗиәсиниң һәммәйләнни қаттиқ ойландурғанлиқини, уйғур җамаитиниң бу иштин қаттиқ әпсуслуқ һес қилғанлиқини, шундақ болсиму аялиға пичақ селип түрмигә қамалған мәһбусни җамаәтниң шу пети ташлап қоймиғанлиқини тәкитләйду.

Истанбул - муһаҗирәттики уйғурларниң иҗтимаий вә сиясий паалийәт мәркизи. Бу шәһәр пүтүн дунядики вәтәнсизлик қисмитигә дучар болған түрк қан типидики муһаҗирларни өзигә қандақ җәлп қилса, уйғур муһаҗирлириғиму өз қойнини шунчилик ачқан.

Һалбуки, йеқинқи бирқанчә йиллардин буян истанбулда күнсери зорийиватқан уйғур җамаити арисида хитай тәһдитидин пәйда болған вәһимә һәссиләп күчәймәктикән. Бу һәқтә пикир баян қилған истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин, диний өлима абдулһекимхан мәхсум өзи һес қилған бәзи әһваллардин мәлумат бәрди.

Шәрқий җәнуби асия әллиридики бирқанчә йиллиқ қачқунлуқ вә тутқунлуқ һаятидин кейин түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләштүрүлгән уйғур мусапирлири бу йәрдә йерим әсирдин буян яшап келиватқан әслидики уйғур җамаитигә соал ташлайду:

Уйғур мусапирлар кризисниң арқисида зади қандақ бир йошурун қол һәрикәт қиливатиду? улар немә үчүн мусапирлиқ һаятини таллиған? улар ахирқи һесабта түркийәгә йәрләшкән болсиму, лекин йәнә немишқа бу әлдә көңли тинчимайду?

Қәйсәридин радийомиз зияритини қобул қилған иккинчи әвлад уйғурлардин рабийә илктүрк ханим бу соалларниң өзини вә бу йәрдики уйғур җамаитини қаттиқ ойландурғанлиқини илгири сүрди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.