Ғәрб дунясидики уйғурлар (4A)

Мухбиримиз қутлан
2016.04.30
eysa-yusup-alptekin-istanbul-azatliq-radiosi-namayish.jpg Әйса йүсүп алптекин (оттуридики бадам доппа вә тон кийгән киши) уюштурған шәрқий түркистанлиқларниң коммунизмға қарши намайиши. 1966-Йили, истанбул.
RFA/Qutlan


Биринчи қисим: явропадики тунҗи уйғур җамаити

Өткән әсирниң оттурилириға қәдәр явропа әллиригә берип олтурақлашқан уйғур муһаҗирлар йоқ дейәрлик иди. 20-Әсирниң алдинқи йеримида интайин аз сандики уйғурлар сода-тиҗарәт яки оқуш мунасивити билән явропа әллиригә аяқ басқан болсиму, лекин муһаҗир сүпитидә олтурақлашқанлар асасән йоқ иди.

Иккинчи дуня уруши ахирлишип узун өтмәйла явропада “соғуқ уруш” ниң пәрдиси ечилиду. Америка башчилиқидики иттипақдаш дөләтләр явропани коммунизм тәһликисидин қутулдуруш үчүн ғәрбий германийәни иқтисадий җәһәттин йөләш вә қайта қуруп чиқиш истратегийәсини йолға қойиду.

Уруш харабилири ичидин қәд көтүрүшкә башлиған ғәрбий германийәниң 1950-йиллардин башлап зор миқдарда чәтәллик әмгәк күчи көчмәнлиригә еһтияҗи туғулиду.

Дәл ашу йилларда, йәни 1954-йилиниң яз айлирида қәлбигә улуғвар арзу-арманларни пүккән бир уйғур яш истанбулдин айрилип германийәгә келиду.

Иккинчи дуня урушиниң еғир зәрбисидә харабигә айланған, әмма уруштин кейинки бирқанчә йил ичидила орнидин дәс турған германийә әмдила 20 яштин һалқиған бу уйғур йигиткә қучақ ачиду. Бу яш йигит 1949-йилидики чоң һиҗрәттә қәшқәрдин һиндистанға, у йәрдин түркийәгә сәпәр қилған ғуламидин пахта иди.

Йәккә-йеганә һалда ғәрбий германийәгә аяқ басқан яш ғуламидин пахта узун өтмәйла мюнхен шәһиридин түркий тиллирида аңлитиш бериватқан “азадлиқ” радийосини издәп тапиду. Бу мәзгилләрдә явропадики йеңи бир дәврниң сиясий мәркизигә айланған мюнхен шәһири совет иттипақи башчилиқидики коммунизм лагериға қарши тәшвиқат урушиниң алдинқи сепи болуп қалған иди.

Аридин 60 йилдин артуқ вақит өткән бүгүнки күндә чач-сақаллири ақарған ғуламидин пахта өз кәчмишлириниң уйғурларниң ғәрб дунясидики муһаҗирәт тарихиниң әң җанлиқ бир көрүнүши болуп қалғанлиқини чоңқур һес қилиду.

Бу йил һаят мусаписиниң 86-йилини өткүзүватқан бу пешқәдәм бовай ню-йорктики өйидә туруп әйни чағдики кәчмишлирини мундақ әслимә қилиду: “мән 1954-йили мюнхенға кәлдим. Ашу йилларда мәндә герман тили өгәнсәм дәйдиған бир арзу бар иди. Мюнхенға кәлгәндин кейин, бу йәрдә бир қисим түрк, татар вә әзәри қериндашлар билән тонуштум. Улар арқилиқ ‛азадлиқ‚ радийосини издәп таптим. ‛азадлиқ‚ радиоси шу мәзгилләрдә америкиниң иқтисадий ярдими билән коммунизмға қарши тәшвиқат елип бериватқан радийо истансиси болуп, асаслиқи советлар иттипақи территорийәсидики түркий тиллиқ хәлқләр тиллирида аңлитиш беридикән. Мени мәзкур радиониң өзбек бөлүмидин вәли қәйюмхан дегән киши күтүвалди.”

Ғуламидин пахта йәнә өз баянлирида “азадлиқ” радиосида қандақ иш башлиғанлиқини, ғәрб дунясидин түркий тиллиқ хәлқләр тупрақлириға аңлитиш бериватқан бу радийо долқунида тунҗи уйғур авазини қандақ аңлатқанлиқини һаяҗан иликидә әсләп өтти.

Шуниңдин кейин мюнхенда бирләп-иккиләп уйғур муһаҗирлар пәйда болушқа башлайду. Әркин алиптекинниң илгири сүрүшичә, германийәниң мюнхен шәһиригә келип йәрләшкән әң дәсләпки бирқанчә аилә уйғур муһаҗирлар 1950-йилларниң ахири вә 1960-йилларниң башлиридики “әмгәк күчи көчмәнлири” долқунида түркийәдин кәлгәнләр икән.

1960-Йилларниң оттурилирида “азадлиқ” радиосиниң уйғурчә аңлитиши үчүн “түрк һава йоллири” дики хизмитидин ваз кечип, германийәгә кәлгән әркин алиптекин мунуларни әслимә қилиду: “мән германийәгә кәлгән йилларда пүтүн явропадики уйғур муһаҗирлар бармақ билән саниғудәк 5-10 аилә киши иди. Уларниң бир қисми ‛әмгәк күчи көчмәнлири‚ долқунида түркийәдин кәлгәнләр болса, йәнә бир қисми "азадлиқ" радиосида уйғурчә аңлитиш ечилғандин кейин бу орунда ишләш үчүн түркийәдин кәлгән уйғур зиялийлар иди.”

1975-Йилиға кәлгәндә мюнхендики уйғур җамаитигә йеңи әзалар қошулиду. Афғанистандин түркийәгә келип йәрләшкән уйғурлар арисидин оқуп йетишкән әнвәрҗан дәл шу йили мюнхенға келип “азадлиқ” радиосиниң уйғурчә аңлитишиға күч қошиду. У өз әслимисидә 1950-йилларниң ахири ғуламидин пахтаниң авази билән яңриған “азадлиқ” радийосиниң тунҗи уйғур авазиниң 1970-йилларға кәлгәндә бирқанчә кишилик мәхсус хадимлардин тәшкилләнгән аңлитишқа тәрәққий қилғанлиқини тәкитләйду.

Германийәдә көчмәнләр мәсилисини тәтқиқ қилидиған мутәхәссисләр болсун яки баварийә парламентидики уйғур муһаҗирларни яхши чүшинидиған парламент әзалири болсун, уйғурларниң германийәдики сани әң аз топлуқларниң бири болушиға қаримай, уларниң германийәгә қошқан төһписиниң зор икәнликини тәкитләйду.

Германийәдики баварийә парламентиниң йешиллар партийәсидин болған әзаси маргаретта бавсе ханим мюнхендики уйғур җамаитиниң шәкиллиниш вә герман җәмийитигә маслишиш җәряни һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “германийәдики түрлүк мәмликәтләрдин кәлгән көчмән топлуқлар арисида уйғурлар сан җәһәттин аз һесаблансиму, лекин уларниң германийәдики системиға вә бу йәрдики асасий мәдәнийәт еқимиға маслишиш иқтидари нисбәтән күчлүк дәп ойлаймән. Мюнхендики уйғурлар мениң көзитишимчә, герман тили өгиниш, германийәниң системисиға маслишиш, ишқа орунлишиш вә баҗ төләш һәмдә пәрзәнтлирини оқутуш қатарлиқ җәһәтләрдә башқа көчмән гуруппиларға қариғанда хели алдинқи орунда туриду.”

1978-Йили алий мәктәптә оқуш үчүн германийәгә кәлгән әсқәрҗанму мюнхендики уйғур җамаитиниң йоқлуқтин барлиққа келип тәдриҗий зорайғанлиқини, бүгүнки күндә уйғур җамаитиниң германийәгә хели тонушлуқ бир иҗтимаий топлуқ болуп қалғанлиқини илгири сүриду.

Ахирида долқун әйса германийәдики уйғур җамаитиниң шәкиллиниш вә тәрәққий қилиш тарихи һәққидә тохтилип, мунуларни тәкитлиди: “шуни тәкитләш зөрүрки, мюнхен - германийәдила әмәс, бәлки пүтүн явропадики уйғур җамаитиниң әң дәсләпки қараргаһи вә топлашқан нуқтиси һесаблиниду. Униң шәкиллиниш тарихини 1950-вә 1960-йиллардин башлап сөзләшкә тоғра келиду.”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.