Қирғизистандики уйғурлар: 5-феврал шеһитлири мәңгү унтулмайду
2015.02.05
Бүгүн 5-феврал күни, қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң уюштуруши билән бишкәк шәһири вә униң әтрапидики район, мәһәллиләрдин кәлгән уйғур җамаити 1997-йили 5-февралда уйғур илиниң ғулҗа шәһиридә тинчлиқ намайишиға чиқип, хитай һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулған уйғур яшлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш мәқситидә “аламидин” паалийәт соруниға җәм болуп, 18 йил бурун йүз бәргән бу қанлиқ қирғинчилиқниң уйғурлар тарихидики бир паҗиәлик сәһипә болуп қалғанлиқини, әйни чағда өзлириниң қануни һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип намайишқа чиққан һәмдә хитайниң бастурушлирида қурбан болған вә түрмиләргә ташланған яшларни унтуп қелишқа болмайдиғанлиқини билдүрүшти.
Дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкили рузимуһәммәт һаҗим риясәтчилик қилған бу йиғилишта алди билән 5-февралда қаза болған уйғур яшлириға атап қуран тилавәт қилинди.
Йиғилишта сөзгә чиққанлар, гәрчә аридин 18 йил өткән һәмдә бу арида көплигән вәқәләр йүз бәргән болсиму, 5-феврал қәһриманлириниң уйғур хәлқи тәрипидин һәр хил шәкилләр арқилиқ хатирилиниватқанлиқини әсләп өтүшти.
Йиғин арилиқида зияритимизни қобул қилған пешқәдәм зиялий назим қәмбири мунуларни билдүрди: “бүгүн биз хатириләватқан 1997-йили 5-февралда йүз бәргән ғулҗа қанлиқ қирғинчилиқи, хитай һөкүмранлириниң уйғур мәдәнийитини йоқ қилишиға, уйғурларға қаритилған ирқи кәмситишкә қарши или яшлириниң илип барған бир қетимлиқ тинчлиқ намайишини хитай һакимийитиниң бастуруши сәвәбидин келип чиққан. Гәрчә или яшлириниң бу намайиши қанлиқ бастурулған болсиму, уйғур хәлқиниң хитай мустәмликичилиригә қарши көрүши һечқачан тохтап қалғини йоқ. Аридин 18 йил өткән бүгүнки күндә бизниң ғулҗа қирғинчилиқини әсләватқинимизниң өзи уйғур хәлқиниң боюн егип яшашни рава көрмәйдиған хәлқ икәнликини испатлайду.”
Йиғилишниң ахирида, “иттипақ” гезитиниң муавин баш муһәррири осман турди 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә мәлумат бәрди.