Голландийәдики уйғурлар шәрқ мәдәнийитини намаян қилиш паалийитигә қатнашти
2015.08.24

2015-Йили 23-авғуст йәкшәнбә голландийәниң нәймейхн шәһиридики “бағчә музийханиси” да, шәрқ мәдәнийитини намаян қилиш паалийити өткүзүлди.
Паалийәткә голландийә вә германийәдики җәмийәт вә шәхсләрдин- “ирақ түркмәнлири җәмийити”, “ноғайлар җәмийити” вә башқа түрк мәдәнийәт намайәндичилири қатарида уйғурларму тәклип билән қатнашти.
Уйғурларға вакалитән мәзкур паалийәткә иштирак қилған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң актиплири, уйғур кийим-кечәклири, қол -һүнәр-сәнәт буюмлири, мәдәнийәт мираслири вә икки җумһурийәткә алақидар тарихий рәсимлирини намаян қилип, мәзкур “бағчә музийханиси”ниң саяһәтчилиригә уйғурларниң тарихи вә бүгүнигә алақидар учур бәрди.
Шәрқ мәдәнийитиниң намайәндилиридин карванлар келип чүшидиған дәң шәкилдики қорулардин бириниң темиға ай-юлтузлуқ көк байрақ есилди.
Игилишимизчә мәзкур “бағчә музийханиси”голландийәниң германийәгә чегридаш һәилиг шәһиригә җайлашқан әсли бир тәбиий саяһәт бағчиси болуп, 2007-йилдин башлап шәрқ вә ғәрбтики йәһудий, христиан вә исламдин ибарәт үч чоң динниң күлтүр-мәдәнийәт намайәндилирини бир йәргә җәмләп, үсти очуқ музийхана услубини яратқан вә йилниң һәр пәслидә муәййән бир мәдәнийәтниң намаян қилинишини дәврий қилдуруш арқилиқ, явропа миқясида саяһәтчилирини өзигә җәлп қилип кәлгән саяһәт нуқтиси икән.
Оттура шәрқ ислам мәдәнийитиниң намаян қилиниши һәр йили 8-айларға орунлаштурулған болуп, бир қанчә йилдин бери бу паалийәткә актип қатнишип келиватқан ирақлиқ түркмән аббас аға уйғур қериндашлириниң бу паалийәткә иштирак қилғанлиқидин хурсән болғанлиқини вә һәр йили мушу йәрдә тәкрар көрүшүш үмиди барлиқини билдүрүп: “ саламдин кейин, алди билән шәрқий түркистанлиқ қериндашларниң бу йәргә тәшрип қилғанлиқиға рәһмитимни билдүримән. Биз буни 4 йилдин бери давам қиливатимиз. Келәр йели техиму яхши бир паалийәт болиду. Биз түркмәнләр дегән чеғимизда пәқәт ирақтики вә түркмәнистандики түркмәнләрнила әмәс, бәлки бизниң әҗдадимиз таки шәрқий түркистандин тартип адриатик деңизиға қәдәр созулған тупрақлардики қериндашлиримиз билән туташтур. Сизләр бизниң бизләр һәм сизләрниң бир парчиңиз болғанлиқимиз үчүн, буниңға охшаш паалийәтлиримизни бирлик баравәрлик ичидә яхши елип бериватимиз. Шуниңға ишинимәнки, сизләрниңму паалийәтлириңизниң барғансери техиму гүзәл шәкилдә тәрәққий қилғуси. Сизләрниңму түрлүк паалийәтлириңизгә ярдәмдә болушқа һәр қачан тәйярмиз”, деди.
Паалийәт шу йәр вақти әтигән саәт 9 дин, кәч саәт 6 гә қәдәр давам қилди. Паалийәт орниниң әвзәлликидин зоқланған бир қисим уйғурлар йирақ-йеқиндин аилиси билән җәм болуп келип, уйғур кавипи билән паалийәтни җанландурди. Саяһәтчиләрдин бәзилири уйғур каваплириға еғиз тегип, махтиди.
Зияритимизни қобул қилған явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәсуллиридин обул қасим әпәнди паалийәт һәққидә учур бәрди. Иштирак қилғучилардин абдуллаһ әпәнди паалийәт һәққидики тәсиратини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.