Голландийәдики түрк паалийәтчи муһаҗирәттики уйғурларни өз кимликини қаттиқ қоғдашқа чақирди


2015.12.29
Arif-Yakishir-ependi.jpg Ариф якишир әпәнди явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә.
RFA/Pidaiy

Йеқинда “голландийә түрк ислам мәдәнийәт җәмийәтлири федератсийәси” ниң рәиси ариф якешир радиойимизниң зияритини қобул қилип, “уйғур муһаҗирлар өз мәдәнийитини қандақ сақлиши керәк?” дегәнгә охшаш мәсилиләрдики қарашлирини оттуриға қойған иди.

Ариф якешир йеқинда голландийә “шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәркизини зиярәт қилғанда мухбиримизниң зияритини қобул қилған. У, ш т маарип җәмийитигә д у қ рабийә қадир ханим билән көрүшкили кәлгән. Рабийә қадир ханим болса голландийәдики уйғур, түрк тәшкилатлириниң 12‏- декабир амстердамда өткүзгән униң муһаҗирәттики һаятиниң 10 йиллиқини хатириләш паалийитигә иштирак қилиш үчүн голландийәгә барған иди.

Ариф якишир әпәнди йиллардин бири түрк системисидики җәмийәтләрниң кәң көләмлик паалийәтлирини тәшкилләп, түркий милләтләрниң миллий кимликиниң явропада намаян болушиға күч қошуп келиватқан һосуллуқ адәм.

Униң чүшәндүрүшичә, голландийәдики диянәт ишлири вәхпи диний йөнилиштә; түрк ислам күлтүр җәмийәтлири фдратсийони сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт-күлтүр, тәлим-тәрбийә вә сағламлиқ қатарлиқ һәр саһәлиридә, голландийәдә яшаватқан түрк системисиға тәвә вәтәндашларға хизмәт сунуватқан бир қурулмидур.

У мундақ деди: “мәзкур тәшкилатниң асаслиқ хизмәтлиридин бири, пәрзәнтлиримизниң голландийә мәктәплиридики оқу-оқутушқа алақидар қийинчилиқлирини асанлаштуруш үчүн өзлири туруватқан шәһәр-йезилардики мәсчит вә җәмийәткә орунларда курс уюштуруш, ата-аниларниң пәрзәнт тәрбийисидә дуч келиватқан мәсилилиригә йеқиндин ярдәмдә болуш мәқситидә лексийә вә музакирә программилирини қанат яйдуруш арқилиқ әвладлиримизниң мувәппәқийәт қазинишиға түрткә болуш үчүн, қолимиздин келидиғанлики хизмәтләрни қиливатмақтимиз.”

Ариф якишир әпәнди юқириқи хизмәтләргә сәвәб болмиш амиллар һәққидә чүшәнчә берип: “биз һәммимиз ата-бовилириниң бу йәрләргә келип әң төвән қатламларда яшаштәк тарихий кәчмишигә хатимә берип, әвладларниң алий мәктәпләрдә тәрбийилиниши вә юқири қатламларда хизмәт қилалишини арзу қилимиз. Бу әвладлиримизниң өз нәсәби вә миллий кимлики билән болған алақисиниң үзүлүп қалмаслиқи вә өзидин кейинкиләргә ярдәм берәләйдиған болуп йетилиши милләтниң кәлгүси үчүн интайин муһим” деди.

Униң билдүрүшичә, өткән йилларда шу хил тәләпкә уйғун өсмүрләрниң сани тәхминән 17‏% әтрапида болуп, нөвәттә бу сәвийәдики әвладларниң санини техиму көпәйтиш нишан қилинмақта икән.

У өзиниң бу қетимлиқ зияритигә сәвәб болған амиллар һәққидә тохтилип: “бүгүн бу йәрдә биз шәрқий түркистанлиқ уйғур қериндашларниң дуняви авази болған, йүрики болған, уйғурларниң дуч келиватқан мәсилилиригә тәрҗиман болған қериндишимиз, һәмширимиз рабийә қадир ханимниң бир қанчә күндин бири түрлүк җәмийәт вә органларда зиярәттә болғинидәк, бүгүн бу йәрдә болидиғанлиқидин хәвәрдар идуқ. У йиллар илгири голландийәдә қилған зиярәтлиридиму униң билән тонушушқа, сөһбәтлишишкә муйәссәр болған идуқ. Бизниң көңлимиздә һәмширимизниң орни юқири болғачқа, гәрчә телевизор, гезит-журнал вә интернетләрдин көрүп туруватқан болсақму, униң өзиниң еғзидин бир аңлаш, униң билән һәмсөһбәт болуш арқилиқ шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға мунасивәтлик әң йеңи учурлардин хәвәрдар болуш үчүн бу йәргә кәлгән болдуқ вә шу баһанидә бу явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң мәркизини зиярәт қилиш вә уларға хәйрлик мувәппәқийәтләр тиләш мәқситидә келип сиз билән көрүшүп қалдуқ” деди.

У голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан бу орунниң тарихи вә кәлгүси пиланиға мунасивәтлик учурлардин вақип болғандин кейинки хушаллиқлирини билдүрүп: “бу йәрдики қериндашларниң бир ләһзә болсиму, бирлик вә баравәрликни бәрпа қилмиғи, һәқиқәтән асан әмәс. Һазир голландийәдики уйғур қериндашларниң сани бәк аз. Мениңчә һазир уйғурларниң бир йәргә келип җәм болалишиға уйғун бир йәрниң һазирлинишиниң өзила чоң бир иш. Униң үчүн бу ишқа вәсийлә болған қериндашлиримни тәбрикләймән. Бу йәрниң сетивелиниш басқучида туруватқанлиқини билип наһайити хурсән болдум. Голландийә миқясида бундақ бир орунниң һәл болуп, әң аз дегәндә иҗтимаий, сиясий, күлтүрәл вә тәрбийә саһәсидә паалийәт қилалиғудәк бир һалға келиши мени ғорурландурди. Буниң үчүн бу қериндашлиримға рәһмәт ейтимән.”

У йәнә голландийәдики уйғурларниң бирлик-баравәрлики вә уларниң әң қисқа заманда, өзигә тән болған бир ишхана сетивелиш ишлириниң мувәппәқийәтлик болушини тиләп дуа қилди.

Ариф якишир әпәнди сөзиниң ахирида муһаҗирәттики һаятта мувәппәқийәт қазанмақ үчүн қилинишқа тегишлик хизмәтләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “инсанларни бир йәргә җәмлигән, тәшкилатларни иттипақлаштурған әң муһим амиллар дин, тил, күлтүр, өрп-адәт, мәдәнийәт қатарлиқ ортақ қиммәтләрдур. юқириқи амилларға қарита пәрқлиқ бир йәрдә яшаватимиз. Биз бу йәрдә һәм өзимизни, һәм әвладимизни һәм вәтинимиздә қалған хәлқимизни қутулдуруш үчүн күрәш қилишқа мәҗбурмиз. Биз әмди, бу йәрдә маканлашқучимиз. Ундақкән, әвладлиримизниң дин, тил, тарих, күлтүр, мәдәнийәт, өрп-адәт вә җамаәт шәклидики паалийәтлиримизни интайин мукәммәл шәкилдә өгиниши вә давам қилиши муһимдур. Буниң үчүн әлвәттә бир орунға еһтияҗимиз бар. Бир мәсчиткә еһтияҗимиз бар. Бир милләтни қутулдуруш бир қанчә он кишиниң тиришчанлиқи билән қолға кәлмәйду. Бәлки һәммәйләнниң ортақ һәссә қошушиға тоғра келиду. Биз бу йәрдә өзимизни түрлүк ғәмләрдин халас қилиш үчүн юқири сәвийәдә билим игилишимиз, ихтисас хадимлиримизни йетиштүрүшимиз, маддий вә мәниви күч топлишимиз лазим.”

У йәнә йәнә пәрзәнт тәрбийисидики миллий вә диний саһәләргә сус қарашниң хәтәрлик ақивәтлири һәққидә вәтәндашларни агаһландуруп: “әгәр юқирида тилға елип өткән саһәләрдики тәлим-тәрбийигә әһмийәт бәрмисәк, әвладлиримиз өзи яшаватқан җәмийәтниң ичидә ассимилятсийә болуп, голландийәлик, явропалиқ, америкилиқ болуп кетиду. Түрк болуп кетиду. Әрәб болуп кетиду. Түгәйду! бундақ миллий вә диний кимликини йоқатқан бир адәмдин һечқандақ бир пайда күткили болмайду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.