Алмутада уйғур яш рәссам гөзәл закированиң рәсим көргәзмиси өткүзулди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.09.21
ressam-guzel-zakirovaning-yekke-korgezmisi-2018-01.jpg Яш рәссам гөзәл закированиң йәккә көргәзмисидин бир көрүнүш. 2018-Йили 19-сентәбир. Алмута, қазақистан.
RFA/Oyghan

Буниңдин он йиллар илгири қазақистан уйғур тәсвирий сәнитидә бир түркүм яш рәссамлар мәйданға кәлгән иди. Қазақистандики уйғур рәссамлири ачқан “дуня сәнити” намлиқ һазирқи заман сәнәт көргәзмиханиси қазақистандики уйғур яшлирини сәнәт саһәсидә тәрбийәләш вә уларни һәр җәһәттин қоллап-қуввәтләштә муһим ролларни ойнимақта.

19-Сентәбир күни алмута шәһиридики қазақистан дөләтлик мәркизий музейида өткүзүлгән яш уйғур рәссам гүзәл закированиң йәккә көргәзмиси дәл шуниң җүмлисидиндур. “мәркизий асия образлири” дәп нам берилгән бу көргәзмигә рәссам гүзәл закированиң ниң 80 парчиға йеқин әсири қоюлған.

200 Гә йеқин адәм қатнашқан бу көргәзминиң ечилиш мурасимида сөзгә чиққан қазақистан дөләтлик мәркизий музейиниң биринчи орунбасар мудири бейбитқали қақабайеф, “керемет арт” лайиһәсиниң асасчиси җибей қараманова, “дуня сәнити” һазирқи заман сәнәт көргәзмиханисиниң мудири һакимҗан гүлийеф вә башқилар яш рәссам иҗадийитиниң алаһидиликлири һәққидә пикәр баян қилди шуниңдәк униңға иҗадий мувәппәқийәтләр тилиди. Көргәзминиң ечилиш мурасимида “долан” уйғур уссули ансамбили вә “делеон банд” гурупписи өз маһарәтлирини намайиш қилди.

Радийомиз зияритини қобул қилған яш рәссам гүзәл закирова ханим өзиниң мәзкур көргәзмигә қойған әмгәклириниң оттура асия җумһурийәтлириниң шундақла уйғур дияриниң қәшқәр, хотән, турпан, ақсу, кучар қатарлиқ көплигән шәһәрлиригә қилған сәпириниң нәтиҗиси икәнликини тәкитләп өтти. У мундақ деди: “мән оттура асиядики милләтләрниң мәдәнийитигә бәк қизиқимән. Болупму уйғурларниң мәдәнийити бәк чоңқур вә бай. Мән бүгүн көргәзмигә қойған әмгәклирим арқилиқ уйғурларниң вә пүтүн оттура асиядики милләтләрниң мәдәнийитини тәсвирләп бәрмәкчимән. Асасий жанер портрет. Мән саяһәт вақтида адәмләрниң йүзлирини сизип чиққан идим. Бу рәсимләрдә пәқәт уйғурларниң һаятила әмәс, һәтта қәшқәр вилайитиниң ташқорған наһийәсидә яшаватқан таҗикларниң һаятиму әкси-әттүрүлгән. Чүнки уларниң өзгичә мәдәнийити мәндә чоңқур тәсират қалдурған иди.”

Гүзәл закирова алмута шәһиридики алий оқуш орунлириниң бири болған абай намидики қазақ педагогика институтиниң рәссамлиқ бөлүмини тамамлиғандин кейин уйғур елиниң үрүмчи шәһиридики сәнәт институтида билим алған. У уйғур елидики сәпиридин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “икки рәсим арқилиқ долан уйғурлириниң мәдәнийитини тонуштурмақчимән. Долан уйғурлириниң мәдәнийитини көрүп, бәк һәйран қалған идим. Доланлиқларниң һаяти әкс-әттүрүлгән әсәрләр арқилиқ бизниң уйғур мәдәнийитиниң қанчилик қәдимий вә бай мәдәнийәт икәнликини көривелишқа болиду. Бу көргәзмини мән үч йил саяһәт қилип рәсим сизғандин кейин тәйярлидим. Әлвәттә, устаз көрмәй туруп мунәввәр шагирт чиқмайду. Маңа дәрс бәргән даңлиқ рәссамлиримиз бар. Шуларниң бири профессор владимир васюк. Уйғурлардин руслан йүсүпофтин даим мәслиһәт сораймән. Мениңчә, қазақистанда яш рәссамлар бар. Уларниң һәммиси алий мәктәпләрни пүттүрүп, өзлириниң иҗадини наһайити яхши маңдуриватиду. Биз бар, шуниң үчүн келәчәкму бар.”

“дуня сәнити” һазирқи заман сәнәт көргәзмиханисиниң мудири, сәнәтшунаслиқ пәнлириниң намзати һакимҗан гүлийефниң ейтишичә, совет дәвридә көплигән уйғур рәссамлири йетилип чиққан болсиму, уларниң барлиқи дегүдәк коммунистик идеологийәниң қаттиқ тәсири астида сәнәт иҗадийитини елип барған икән. Һакимҗан гүлийеф әпәнди совет иттипақи рәссамлар бирләшмиси ғулиғандин кейин көплигән рәссамларниң қандақ мавзу үстидә ишләштә тәмтирәп қалғанлиқини тилға елип өтти. У мундақ деди: “шу арилиқта 10-15 йил җимҗитлиқ болди. Чүнки рәссамлар җан беқиш үчүн башқа ишларни қилишқа мәҗбур болди. 1995-Йилидин кейин бир топ яш рәссамлар қайтидин баш көтүрүшкә башлиди. Бирақ улар бурун кәң таралған май қәләм, графика билән шуғулланмай, тәсвирий сәнәткә йеқин башқа кәсипләрни игиләшкә башлиди. Ахирқи он йил ичидә май қәләм вә графика бираз алға сүрүлгәндәк болди. Атақлиқ рәссам реррих 1924-йили ‛чолпан йәргә әң йеқинлашқан дәвирдә аялларниң дәври башлиниду‚ дегән иди. Мән ойлаймәнки, реррихниң ейтқанлири һазирорунлиниватиду. Ахирқи он йилда пәқәт яш рәссам қизлар иҗадийәт қайнимиға кирип кәлди.”

Һакимҗан гүлийеф гүзәл закированиң әсәрлиридә графика иҗадийитиниң йеңи үлгилириниң орун алғанлиқини, оттура асия вә болупму уйғур елигә қилған сәпири җәрянида интайин бай тәҗрибиләр алғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә назугум самийева, мунисәм гүлийева, венера ваҗитова, камиләм қурбанова қатарлиқ бир түркүм талантлиқ яш рәссамларниң тәрбийәлинип чиққанлиқини, уларниң келәчәктә пүткүл қазақистан уйғур рәсим сәнитини чақнитишта чоң ролларни ойнайдиғанлиқиға чоңқур ишинидиғанлиқини билдүрди. 

Һакимҗан гүлийеф пүткүл оттура асия бойичә яш рәссамларниң мутләқ көп қисминиң қазақистанда икәнликини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “мәсилән, қирғизистандиму сәнәтниң башқа түрлири билән әмгәк қиливатқанлар бар. Әмма май қәләм вә графика билән шуғуллиниватқан рәссамлар көрүлүп бақмиди. Тәләт миррәһимофниң оғли бир-икки көргәзмә ачти, бирақ юқири дәриҗигә техи көтүрүлмиди. Өзбекистандики хәлқ рәссами леким ибраһимофниң оғли ғәйрәтниң йеқиндила шәхсий көргәзмиси ечилди. У өзбекистандики уйғур рәссамлириниң бир вәкили. Башқа рәссамларни мән техи байқимидим. Бизниң бу яш рәссамлиримизни чәтәлләргә елип чиқиш ойимиз бар.”

Һакимҗан гулийефниң ейтишичә, яш рәссамларниң кәспини мукәммәлләштүрүш вә уларни дуняға тонутуш мәқситидә уларниң көргәзмилирини чәтәлләрдә, болупму явропа әллиридә ечиш бойичә ишлар елип берилмақтикән. Йеқинда бу һәқтә өзбекистан билән келишилгән болса, әмди шиветсийә биләнму музакириләр йүргүзүлмәктикән. У йәнә алмута шәһиридики қастейеф намидики дөләт музейида қазақистандики барлиқ яш рәссамларниң чоң көргәзмисини ечиш пиланиниңму бар икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.