Милләтпәрвәр зат һаҗи абдулмиҗит қәшқәрли 80 яшта истанбулда аләмдин өтти
2015.05.28

Милләтпәрвәр, сахавәтчи уйғур зиялийси һаҗи абдулмиҗит қәшқәрли әпәнди 25-май күни истанбул зәйтинбурнидики өйидә аләмдин өтти.
26-Май сәйшәнбә күни истанбулниң фатиһ районидики хас одаҗибаши мәсчитидә мәрһумниң намизи чүшүрүлгәндин кейин зәйтинбурнидики йеңиқозлу қәбристанлиқида йәрликкә қоюлди.
Вәтәнпәрвәр, сахавәтчи уйғур зиялийси һаҗи абдулмиҗит қәшқәрли 1935-йили қәшқәр артушниң мәшһәт дегән җайида дуняға кәлгән. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни атушта пүттүргәндин кейин, дадиси билән тиҗарәткә башлиған. Кейин, үрүмчигә келип аптоном районлуқ тиҗарәт мәктипидә оқуған. Мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә милләтчи қалпиқи билән түрмидә ятқан. 1984-Йили түркийәгә кәлгән.
Бир мәзгил мәрһум әйса йүсүп алиптекин қурған нәшрият мәркизидә ишлигән. 2005-Йили юртиға қайтқанда хитай җ. Х идариси тәрипидин тутуп, сораққа тартилған. Истанбулдики уйғур зиялийси һамут гөктүркниң ейтишичә, хитайда сораққа тартилғандин кейин паләч болуп қалған болуп, 10 йилдин бери даваланған болсиму давалаш үнүм бәрмәй аләмдин өткән.
Вәтәнпәрвәр сахавәтчи уйғур зиялийси абдулмиҗит қәшқәрли әпәнди өмриниң ахириғичә уйғур дәваси үчүн күрәш қилған. У, уйғур оқуғучиларниң түркийәдә оқуши үчүнму көп күч чиқарған.