Януш һоркович: мени уйғурларға мәстанә қилған нәрсә қандашлиқ миһри (1)
2016.08.27

10 Йилдин буян уйғурларниң ашиқи болуп, уйғурларниң хизмитини қилип яшиған януш әпәнди, өзиниң уйғурларға болған қизиқишиға уйғур - һун милләтлириниң қан беғи сәвәб болғанлиқини тилға алди.
Вингерийә ақсөңәкләр җәмийитиниң рәиси, һунлар қурултийиниң қурғучиси януш һоркович әпәнди германийәдики бир қисим уйғурларға тонушлуқ болсиму, көплигән уйғурлар униң ким болғанлиқи, немә үчүн уйғурларға хизмәт қилип келиватқанлиқини билмәйду.
Вингерийә пайтәхти будапешитта 12 - 14 - авғуст күнлири өткүзүлгән 6 - нөвәтлик туран қурултийида, биз исмини көп аңлиған болсақму, өзини көрүп бақмиған януш әпәнди билән тонушуш пурситиға игә болдуқ.
Кичик пил, ақкөңүл бу адәм туран қурултийиға қатнишиш үчүн кәлгән д у қ муавин рәиси үмид агаһи, баш катип долқун әйса қатарлиқ бәш уйғурни 11 - авғуст чүштин кейин пойиз вагзалиға алдимизға чиқип күтивелип, пайтәхт будапешиттики ақсөңәкләр райониға җайлашқан һәшәмәтлик қорасиға елип кирди. Икки қәвәтлик бу қәдимий бинаниң һәр тәрипини бағ орап туратти. Бағлириға һәрхил мевилик дәрәхләр вә гүлләр тикилгән иди. Узун балкониниң бир бешиға маҗарларниң байриқи, йәнә бир бешиға шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқи тикилгән иди.
У бизни өз қоли билән әткән һунчә бир тамақ билән ғизаландурди. Ғизадин кейин сөһбәт қуруш имкани туғулди. 10 Йилдин буян уйғур - һун мунасивәтлирини қуруш вә һун хәлқигә уйғурларни тонутуш йолида көрсәткән пидакарлиқлири тоғрисидики һекайиләрни көп аңлиған болғач, униңдин “сиз уйғурларни қачандин башлап тонушқа башлидиңиз вә немә учүн уйғурларға алаһидә қизиқисиз?” дегән соални зияритимизгә муқәддимә қилдуқ. Соалимизға януш әпәнди мундақ җаваб бәрди: “мән дуня һунлар қурултийиниң қурғучи әзаси идим вә 12 йилдин бери униң германийәдики рәиси болуп хизмәт қилип кәлгән идим. Бундин 10 йил илгири қазақистандики һунлар қурултийи ишханисиниң тәклипи билән алматаға зиярәткә беришқа тоғра кәлди. Биз алматада бир һәптә туруш җәрянида, қазақистанда тәхминән 1 милйон әтрапида уйғурларниң яшаватқанлиқи һәққидә мәлуматқа ериштуқ. Мән уйғур - һун милләтлириниң қандашлиқиға аит материялларни көп көрүп кәлгән болғач, узун йиллардин буян " уйғурларни бир көргән болсам - һә? уйғур дегән зади қандақрақ бир милләтту?" дегән ой - хиялда яшавататтим. Алматада уйғурларниң бир тәшкилат ишханиси барлиқини аңлап, дәрһал издәп тепип улар билән көрүшүш нийитигә кәлдим.”
Януш әпәнди сөзләп шу йәргә кәлгәндә, тунҗи қетим уйғурлар билән тонушқан шу дәқиқиләрдә, уйғур қериндашлирини бағриға бесип йиғлап кәткәнликини тилға алди һәмдә бундин миң йил илгири әҗдатлири айрилип кәткән болсиму, әвладлириниң дидар көрүшүватқанлиқидәк бу мәнзирини тәсвирләп беришкә аҗизлиқ қилидиғанлиқини әскәртти. У йәнә мундақ деди: “шу қетимқи һаяҗанлиқ учришиш җәрянида, германийәниң мюнхен шәһиридә йәнә бир топ уйғурларниң яшаватқанлиқи вә мустәмликә астидики вәтинини асарәттин қутулдуруш үчүн паал һәрикәт қиливатқанлиқи тоғрисида учурларға ериштим. Бу чағда мениңму хизмитим һәм аиләм германийәдә иди. Бу хуш хәвәрдин сөйүнүп, дәрһал мюнхендики уйғурларни издәп тепиш қарариға кәлдим. Нәтиҗидә, тунҗи қетим тапқан уйғур қериндишим д у қ ниң муавин рәиси үмид агаһи болди. Һәқиқәтәнму һаяҗанландим. Биз һунларниң көпинчисиниң һазир териси ақ болған билән, бундин миң йиллар илгири силәргила охшайттуқ. Аримизда әслигә тартқан қара чачларму хели бар. Һун империйисиниң хақани атилланиң рәсимини көрдиңларму? бизгә әмәс, әслидә у силәргә охшайду. Демәкчимәнки, бизниң шу тапта тилимиз башқа, әмма қенимиз бир. Динимиз башқа, әмма бир милләтмиз. Уйғурлар билән һунларниң қәдимий мәдәнийәтлири, өрпи - адәтлиридә пәрқ йоқлуқини бизниң тарихчилиримиз сөзләп келиватиду. Әслигә интилиш вә уни билиш иштияқиға әсир болған бир адәм үчүн, миң йил айрилип яшиған қериндишини тепивелиш әлвәттә, зор хушлаллиқ - дә!?”
Биз януш әпәндигә, уйғурларниңму қан қериндашлири болған һунларға бәкла қизиқидиғанлиқини изаһлап өткәндин кейин, “һунлар билән қериндаш хәлқләр дуняниң һәр йеридә бар. Бирақ сиз, уйғурларғила алаһидә қизиқидикәнсиз, буниң сәвәбини чүшәндүрүп бирәмсиз?” дегән соални қойдуқ. Җануш әпәнди мундақ җаваб бәрди: “қандаш хәлқләр ичидики һәммидин қәдимиси уйғурлардур. Батур хақан уйғурларниң бовисидур. Батур хақан, йәни уйғурчә ейтқанда, батур тәңриқут әслидә уйғур иди вә миладидин бурунқи 200 - йилллар билән 175 - йиллар арисида һунларниң бүйүк һөкүмдари болған. Мән бизниң аилә нәсәбимизниң батур тәңриқутқа тутишидиғанлиқини өгәнгән күнимдин башлап, уйғурларни өзүмниң әҗдади һесаблап яшап кәлдим. Бирақ, биз сабиқ советләр иттипақиниң мустәмликисидә 1989 - йилиға қәдәр яшидуқ. Силәр, әҗдатлиримиз болған уйғурлар бүгүнгә қәдәр хитайниң мустәмликисидә яшаватисиләр. Аримизда алақә имкани болмиди.”
Биз мана әмдила януш әпәндиниң немә үчүн уйғурларға бу қәдәр мәстанә болушидики сәвәбни бир аз билгәндәк болдуқ. Униң 2 - вәқәттики өйигә узун бир нәсәбнамә есилған. Өйлириниң тамлириниң һәммила йеридә батур тәңриқуттин тартип таки вингерийәдә падишаһлиқ түзүм ағдурулғучә болған арилиқта һөкүм сүргән мәшһур шаһларниң рәсимлири есилған. У өзи болса, вингерийәниң ахирқи падишаниң әвлади икәнликини билдүргән иди.
Биз януш әпәндидин йәниму ичкириләп әһвал игиләшкә урунуватқан шу дәқиқидә, атилла меһманханисиниң хоҗайини, йәнә бир уйғур мәстаниси бардоси фәрәнсә әпәндидин телефун кәлди. У уйғурларниң келидиғанлиқини алдин билгәч, тәйярлиқ қилип меһманханисиға тәклип қилған иди. Сөһбитимиз вақтинчә үзүлүп, бу кишиниң һозурида меһманда болдуқ. Бардоси ферәнсә әпәнди уйғур меһманлирини бағриға бесип қарши алди вә “хуш кәлдиңлар қан - қериндашлирим уйғурлар! мән бардосиниң меһмини болғанлиқиңлардин иптихарлинимән. Мәнму янушқа охшаш уйғур ашиқи” деди.
Бардоси феринсә әпәнди үмид агаһиға бир тон тәқдим қилди. Диққәтни тартидиғини, униң меһманханисиғиму ай юлтузклуқ көк байрақ қадалған иди. Уйғурлар бу байраққа қарап туруп өзара шундақ пичирлашти, ай юлтузлуқ көкбайрақ бизниң байриқимиз. Бу байрақниң һунлар қурултийиниң хизмәт бинасиға есилғанлиқини, атилла меһманханисиға есилғанлиқини, бу адәмләрниң өйлиригә есилғанлиқини көриватимиз. Әмма уйғурлардин қанчилик адәмниң өйидә бу байрақни көргили болар? өз байрақлирини һун қериндашлиричилик қәдирләйдиған уйғурдин қанчиси барду?
11 - Авғуст кәчтә, бардосиниң һәқсиз ятақ, тамақ вә башқа меһмандарчилиқларни вәдә қилишиға қаримай, уйғур меһманлар януш әпәндиниң көңлини аяп, униң өйигә қайтип кәлди. Бизниң януш әпәнди билән болған сөһбитимиз йәнә давам қилди. Бәзи уйғур тарихчилири “уйғурлар һунларниң әвлаи” дәп язған иди. Бирақ януш әпәнди вә хели бир қисим һун тарихчилири “һунлар уйғурларниң әвлади” дәп қарайдикән. януш әпәндиниң чүшәндүрүшичә, һунлар өзлириниң дөләт намини“унгар”дәп атайдикән. “унгар” дегән бу сөзни “уйғур” дегән аталғуниң әсирләр мабәйнидә тавуш өзгиришидин пәйда болған, дәп изаһлайдиғанларму баркән. Қайси тоғра болушидин қәтийнәзәр, уйғур - һун милләтлириниң қан - қериндашлиқи тоғрисидики тәшвиқат вә бу нәсил бирликигә болған тәлпүнүш һунлар земинида әвиҗ алған болуп, вингерийәдики һунлар вә башқа қандаш милләтләр уйғурларға алаһидә һөрмәт көзи билән қарайдикән.