Қирғизистанда икки җумһурийәтни хатириләш йиғини өткүзүлди
2017.11.14

12-Ноябир күни қирғизистанда җәнубий вилайәтлиридә яшаватқан уйғур җамаәтчилики тунҗи қетим, 1933-йилидики “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң 84 йиллиқи вә 1944-йилидики “шәрқий түркистан җумһурийити” қурулғанлиқиниң 73 йиллиқини хатириләш йиғинни уюштурди. Буниңдин башқа йәнә бишкәк шәһиридики уйғурларниң “иттипақ” җәмийитиму хатириләш мурасими өткүзди.
Җәнубий вилайитидики җалал-абад шәһиридә 2014-йили “иттипақ” җәмийитиниң шөбиси ечилип, әлишир насирахуноф шөбә рәиси болуп сайланған иди. Ашу йиллардин буян уйғур җамаәтчиликиниң һәр-хил мурасим-паалийәтлири өткүзүлмәктә. Әмма бу җайда “шәрқий түркистан җумһурийәт” байрими тунҗи қетим хатириләнди.
Мәзкур паалийәткә җалал-абад шәһиригә орунлашқан қирғизистан хәлқи ассамблейәсиниң рәиси худайбәрдийеф кубаничбәк вә җалал-абад шәһәрлик кеңәшниң әзаси шерзат мәдраимофлар тәклип қилинди. Шундақла, җәнубий вилайәтлиридики йеза-шәһәрләрдин кәлгән вәкилләр қатнашти. Мурасимға мәсул болған әлишир насирахуноф мурасим мәқсити вә меһманлар нутуқлири тоғрисида сөзлиди.
Мәлум болушичә җалал-абад вилайитидә тәхминән 700 уйғур аһалиси яшайдиған болуп, улар базар қорған, ноокән, қочқар-ата қатарлиқ җайларға тарқалған. Булардин башқа йәнә ош вилайитиниң қарасу наһийәси вә ош шәһиридиму хели көп санда уйғур аһалиси яшимақта.
Икки җумһурийәтни тәбрикләш паалийити “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән бишкәк шәһиридә қирғизистанниң шималий наһийәләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн өткүзүлди. Мурасимға 1945-1949-йиллиридики миллий армийәниң җәңчилиридин пәқәт үч кишила қатнашти; улар абдукерим абдрахманоф, аблимит бәкрийеф вә әбдурешит сәлимофтур. Қирғизистанға тарқалған сабиқ миллий армийә җәңчи-офитсерлириниң мутләқ көп қисми вапат болған иди.
Йиғинға қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф риясәтчилик қилди. Алди билән риясәтчи көпчиликкә иллиқ саламларни йоллап, 1944-йилидики “шәрқий түркистан җумһурийити” қурулғанлиқиниң 73 йиллиқи мунасивити билән тәбрикләп “иттипақ” җәмийити намидин тәбрик сөзлирини ейтип, җамаәткә дуня уйғур қурултийиниң йеңи рәиси долқун әйса әпәнди сайланғанлиқини изһар қилди.
Мәзкур мурасимға қатнашқан, уйғур аяллири вәкиллиридин бири зулпийә ғилаҗидин, өзи шәрқий түркистан җумһурийитидә яшимиған болсиму, әмма һәр даим балиларни вә нәврилирини вәтәнпәрвәр роһида тәрбийәләп уйғур тарихини тонуштуруп кәлгәнликини көрсәтти.
“иттипақ” җәмийитиниң әзалиридин сираҗийеф шайәһмәт һаҗим өзиниң шәрқий түркистан җумһурийити қурулған йили туғулғанлиқини көрситип, дадиси шамәмәт сираҗийеф инқилабқа қатнишип генерал исһақбек мунонофниң адйотанти болғанлиқини ейтти.
Қирғизистандики уйғурлар һәр йили 12-ноябир җумһурийәт күнини хатириләп кәлмәктә. Бу һәқтә уйғур зиялийлиридин әкбәрҗан бавудоноф өз қарашлирини оттуриға қойди.
Бүгүнки күнләрдә қирғизистанда миллий армийиниң җәңчилиридин пәқәт 7 киши һаят қалди. Бу йили инқилабқа қатнашқан қәһриманлар хәмит кәнҗибайеф, нурмуһәммәт һәсәноф, ғилаҗидин иминоф вә әбдурусул абдуллайеф қатарлиқлар вапат болди. Улар көзлири юмулғичә 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан азадлиқ күнлирини әслигән вә сеғинған иди.