Атақлиқ шаир имин әхмиди: “мениң миллитим әзәлдинла китабхумар милләт”
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.05.27
2015.05.27

RFA
“хәлқ мәңгү йилтизим, вәтән йилтизим”, “мениң барлиқимдин йоқлуқум яхши, әл бәргән җенимни әлгә бәрмисәм” қатарлиқ бир йүрүш отлуқ шеирлири, ана һәққидики муңлуқ лирикилири билән уйғур хәлқиниң қәлб төридин орун елип кәлгән атақлиқ шаир, әдәбий тәрҗиман имин әхмиди бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң китаб оқуш қизғинлиқи вә өзиниң шеири иҗадийәтлири үстидә тохтилип өтти.
Шаир имин әхмиди уйғур елида йеқинда нәшр қилинған “асманлар-тағлар” намлиқ шеирлар топлими билән кәң уйғур оқурмәнлириниң қизғин алқишиға еришип келиватқан һазирқи заман уйғур әдәбиятидики мәшһур шаирлардин бири.
Нөвәттә диққитиңлар, шаир имин әхмиди билән елип берилған сөһбитимиздә болғай.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.