Қәшқәр: ислам дунясиға тонулған мәшһур бир шеирдики ғайиви шәһәр
2013.08.28
Әлламә муһәммәд иқбалниң мол мәзмунлуқ әсәрлири ичидә мусулманларниң бирлики вә қериндашлиқи тәкитләнгән бир шеири пүтүн ислам дунясиға мәшһурдур. Бу шеирда “қәшқәр” нами алаһидә тилға елинип, нил дәря саһилидин таки қәшқәрийә тупрақлириғичә болған территорийидики мусулманларниң бүйүк иттипақлиқи мәзмун қилинған.
Муқәддәс кәәбигә мәһкәм чигилсун мусулманлар риштиси.
Нил дәря саһиллиридин таки кашғәр тупрақлириғичә!...
Түркийәдә яшаватқан уйғур билим адәмлиридин азадҗан буғраниң илгири сүрүшичә, ислам дунясиниң бирлики вә мусулманларниң қериндашлиқи тилға елинғанда пүткүл ислам дунясида, болупму җәнубий асия иккинчи қуруқлуқидики мусулманлар арисида тәбиий рәвиштә уриду тилида йезилған мәзкур шеир нәқил орнида ишлитилидикән. Бу шеирда пүтүн дуня мусулманлириниң бирлик вә қериндашлиқ роһини пәқәтла ислам әқидиси арқилиқ бәрпа қилғили болидиғанлиқи, исламниң қандақтур әхлақни ислаһ қилишни тәрғиб қилидиған дин болуп қалмастин, бәлки пүтүн инсанийәт дунясиниң иҗтимаий һаятида ирқий вә миллий нуқтиинәзәрләрдин үстүн адимийлик виҗдан еңини бәрпа қилалайдиған бир тәдриҗий инқилабни вуҗудқа чиқиришниму нишан қилғанлиқи мәзмун қилинған. юқири бәдиий маһарәт билән йезилған бу шеир өз дәвридә шәрқтики нурғун тилларға тәрҗимә қилинған, һәтта муһәммәд иқбалниң ғәрбтә нәшр қилинған әсәрлири ичидиму алаһидә тилға елинидиған шеирлириниң бири сүпитидә қаралған.
“қәшқәр” нами тилға елинған бу шеир муһәммәд иқбалниң әң үлгилик вә надир шеирлиридин болуп, башланғуч вә орта мәктәпләрниң дәрсликлиригә киргүзүлгән. Һазирму пакистан, бенгал вә һиндистандики мусулманлар арисида ислам үммәтлириниң бирлики һәққидә сөз ечилса бу шеир оқулмай қалмайду. “бир болсун мусулманлар һәрәмни қоғдаш үчүн, нил саһилидин тартип таки қәшқәр тупрақлириғичә” дегән мисралар билән юқири бәдиий пәллигә йәткән бу шеир һәр йили мусулманлар дунясидики нәччә онлиған йиғилишлар вә паалийәтләрниң баш темиси сүпитидә ләвһәләрдин орун алиду. Уйғурларниң җәнубий асия иккинчи қуруқлуқидики әлләрдә, болупму пакистан вә һиндистанда тонулушиму муһәммәд иқбалниң “қәшқәр” нами тилға елинған мәшһур шеириниң зилзилисидин болған дейишкә болиду. Пакистан вә һиндистанда оқуған уйғур оқуғучиларниң илгири сүрүшичә, “уйғур”, “шәрқий түркистан” десә уқмайдиған һиндилар билән пакистанлиқлар “қәшқәр” десә дәрһал уйғурлар вәтинини билидикән һәмдә иқбалниң мәзкур шеирини дәрһал есигә алидикән.
Биз бу һәқтә мәлуматқа еришиш үчүн муһәммәд иқбалниң әсәрлири һәққидә чоңқур чүшәнчигә игә уйғур билим адәмлиридин азадҗан буғра билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.