Америка уйғурлири “икки җумһурийәт” ни хатирилиди
2018.11.12
Муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили иптихарлиқ ичидә қутлайдиған бирқанчә хатирә байрамлар бар. Әнә шуларниң бири 1933-йили вә 1944-йиллири уйғурлар икки қетимлиқ миллий мустәқиллиқ инқилаби җәрянида қуруп чиққан “шәрқий түркистан җумһурийити” дуняға кәлгән 12-ноябир хатирисидур. Бу йилму дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити охшаш болмиған шәкилләрдә бу байрамни хатириләп, өзлириниң өтмүшкә болған еһтирамини вә кәлгүсигә болған үмидварлиқини намаян қилди.
Йиллардин буян “икки җумһурийәт” ни хатириләшни давам қилдуруп кәлгән америка уйғур җамаити бу йилму америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән 11-ноябир күни чүштин кейин вашингтонға йеқин файрфакс шәһиридә хатириләш паалийити өткүзди. Бүгүнки хатириләш паалийитиниң риясәтчиси, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән алди билән сөз елип бу қетимқи хатириләш паалийитиниң “шәрқий түркистан җумһурийити байриқи” ни елип кириш билән башлинидиғанлиқини билдүрди.
Шуниңдин кейин “шәрқий түркистан миллий армийәси” ниң һәрбий формисини кийгән уйғур яшлиридин төтәйлән ай-юлтузлуқ көк байрақни иззәт вә һөрмәт билән залға елип киргәндә пүтүн залдикиләр гүлдүрас алқиш яңратти. Байрақ елип кириш мурасимиға улапла “шәрқий түркистан миллий марши” ниң яңриши билән бүгүнки паалийәтниң рәсмий башланғанлиқи елан қилинди.
Арқидин риясәтчи елшат һәсән “икки җумһурийәт” һалак болғандин кейинки реаллиқ һәққидә қисқичә сөз қилип, шу җумһурийәтләрниң барлиққа келиши һарписидики тарихий реаллиқниң һазирқи әһвалға бәкму охшайдиғанлиқини, шу вақиттиму көзидин яш ақмиған бирму инсан қалмиғанлиқини, еғир бастуруш, қийнаш вә өлтүрүш қилмишлириниң юқири пәллигә чиққанлиқини, әнә шу хил зулумлар сәвәбидин уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири барлиққа келип, өз җумһурийити апиридә болғанлиқини баян қилип өтти. У әнә шу хил бастурушларни биваситә баштин кәчүргән тирик шаһит меһригүл турсунни көпчиликкә тонуштурғач, униң қатму-қат қурбанларни бәргән туруқлуқму йәнила зулумни паш қилиш ирадисидин қайтмиғанлиқидәк шиҗаитигә болған йүксәк һөрмитини билдүрди.
Бу қетимқи хатириләш мурасимиға ню-йорктин алаһидә қәдәм тәшрип қилған йәнә бир әзиз меһман шу җумһурийәтләрниң һаят шаһитлиридин болған уйғур мойсипити ғуламидин пахта ака иди.
Шуниңдин кейин елшат һәсән ғуламидин акиниң һаятини мисал кәлтүргән һалда уйғурлардики мустәқиллиқ вә һөрлүк арзусиниң һечқачан үзүлүп қалмиғанлиқини, буниңға ахирқи ғәлибиниң уйғурларға мәнсуп болуши һәққидики үмидварлиқ қошулғанда уйғурларниң һаман бир күни йоруқлуққа вә ниҗатлиққа чиқидиғанлиқини тәкитләп өтти.
Хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буянқи маарип тәрбийәси вә тарих һәққидики билимләрни контрол қилиши сәвәбидин уйғур яшлириниң өз тарихи, болупму “икки қетимлиқ җумһурийәт” ниң қурулушиға мунасивәтлик билимләрдин хәвәрсиз қелишидәк пәвқуладдә әһвал көплигән ата-аниларни биарам қилип келиватқанлиқи мәлум. Бу әһвалниң йеқинда чәтәлгә чиққан бир қисим яшлардиму ортақ икәнликини нәзәрдә тутуп, вашингтондики уйғур зиялийлиридин әсәт сулайман бу һәқтә қисқичә чүшәнчә беришкә тәклип қилинди. У мунасивәтлик тарихий материяллар асасида 1944-йили 12-ноябирдики иккинчи қетимлиқ җумһурийәт қурулушиниң алди-кәйнидики хәлқаралиқ вәзийәт вә уйғурлар дияриниң әһвали, җүмлидин бәш йил давам қилған бу җумһурийәткә нисбәтән шу вақиттики америка һөкүмитиниң қандақ инкаста вә мәйданда болғанлиқи һәққидә лексийә бәрди.
Паалийәт җәрянида америкиға әң дәсләп көчүп кәлгән уйғурлардин болған ғуламидин акиниң узун йиллардин буян уйғур давасини давам әттүрүп кәлгәнлики, шуниңдәк кейинки вақитларда уйғур давасини һәр җәһәттин қоллап-қуввәтләп кәлгәнликидәк көп тәрәплимә төһпилиригә уйғур җамаитиниң тәшәккүрини билдүрүш үчүн ғуламидин пахта акиға тон кийгүзүлидиғанлиқи елан қилинғанда залдикиләр йәнә бир қетим гүлдүрас алқиш яңратти. Уйғур җамаити алайитән тәйярлиған тон һөрмәт вә еһтирам билән ғуламидин акиға кийдүрүлгәндә ғуламидин ака қисқичә сөз қилип уйғур җамаитиниң өзигә бу қәдәр һөрмәт көрситишидин бәкму сөйүнгәнликини билдүрди, шундақла һаяҗандин көзигә яш алди. У сөзидә әйни вақитта өзи көргән җумһурийәт хатирисини, җүмлидин шу җумһурийәт үчүн қанчилиған от йүрәк яшларниң иссиқ җанлири вә қанлири аққанлиқини, өзиниң ашу вақитларда сайниң тешидәк йетип кәткән җәсәтләр арисидин қандақ өткәнлики қатарлиқ әһвалларни көпчилик билән ортақлашти.
Вирҗинийә штатидики “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң оқуғучилиридин умамә османму сәһнигә чиқип бүгүнки хатириләш паалийити үчүн тәйярлиған совғиси сүпитидә мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ шеирини ядқа оқуп бәрди. Униң балиларға хас чүчүк тилда қилған декламатсийәси залдики меһманларниң қизғин чаваклириға муйәссәр болди.
Йиллардин буян америкидики уйғур даваси үчүн америкиниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар, җүмлидин бир түркүм уйғур яшлири америка уйғур бирләшмиси вә башқа тәшкилатларға мас һалда үн-тинсиз хизмәт қилип келиватқанлиқи мәлум. Әнә шуларға вакалитән вашингтон шәһиридики уйғур яшлиридин әлфидар илтәбирму сөз елип, уйғур давасиниң ялғуз уйғур тәшкилатлириниңла вәзиписи әмәсликини, һәммила уйғурниң бу җәһәттә қолидин келидиған барлиқ шараиттин пайдилинип уйғур давасиниң тәрәққиятиға бир кишилик һәссә қошалайдиғанлиқини баян қилди. У буниңға мисал қатарида өзи вә башқа яшларниң америка һөкүмитидики мунасивәтлик хадимларға уйғурлар мәсилиси бойичә көплигән мәктупларни йезип йоллиғанлиқини, буниң охшаш болмиған иҗабий нәтиҗиләрни вуҗудқа кәлтүргәнликини тилға елип, нөвәттикидәк уйғурлар еғир кризисқа дуч келиватқан пәвқуладдә пәйттә техиму көп яшларни бу сәпкә қошулушқа чақирди.
Паалийәт арилиқида көпчилик бир қисим уйғур җамаити халис тәйярлап кәлгән уйғурчә ғизаларға еғиз тәгди. Биз бу пурсәттә ғуламидин акини айрим зиярәт қилдуқ. Биз униңдин нөвәттики уйғур җәмийити еғир сиясий бастурушларға дуч келиватқан мушундақ бир пәйттә униң көпни көргән бир мойсипит болуш сүпити билән буниңға қандақ қарайдиғанлиқини соридуқ. У бу һәқтә сөз қилип, нөвәттики хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш сиясити уйғурларни қийнаш билән биргә йәнә бир яқтин уйғурларниң миллий еңини техиму ойғитидиғанлиқини, уйғурларниң бу сәвәбтин техиму өм вә иттипақ болушиға сәвәб болидиғанлиқини билдүрди.
Паалийәт ахирида бүгүнки паалийәтни тәшкиллигүчиләрдин елшат һәсән зияритимизни қобул қилип, бу хил паалийәтниң һазирқидәк пәвқуладдә вәзийәттә бәкму зөрүр икәнликини, йәнә бир яқтин буниң бир қисим яшлардики миллий кимлик чүшәнчисини мустәһкәмләшкә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Йиллардин буян уйғур давасида байрақдар шәхсләрдин болуп кәлгән рабийә қадир ханим бәзи күтүлмигән сәвәбләр түпәйлидин бүгүнки паалийәткә қатнишалмиди. Әмма униң шу күни сәһәрдә фейсбок арқилиқ тарқатқан “җумһурийәт тәбрики” рабийә қадир ханимниң йүрики һәрқачан уйғур даваси билән баравәр соқидиғанлиқини җанлиқ көрситип бәрди.
Мәлум болушичә, шу күни йәнә вашингтон шәһиридики бир қисим уйғур җамаитиму өз алдиға “икки җумһурийәт” байримини хатириләш паалийити өткүзгән. Паалийәтниң әһвали фейсбок арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилған.