Кәнҗи һелим үрүмчидики “яшлар тәшкилати” әзалириниң бири иди (3)

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.04.10
uch-wilayet-jumhuriyet-jengchisi.jpg Шәрқий түркистан җумһурийити җәңчиси
RFA/Qutluq


1940 - Йилларниң оттурилирида үрүмчи шәһиридә һәрикәт қилған “яшлар тәшкилати” әзалириниң бири кәнҗи һелим гоминдаң армийисиниң капитани унванида вә үрүмчидики сақчи идарисиниң җавабкар лавазимида хизмәт қилған. Уйғур елида басқунчиларға қарши миллий азадлиқ һәрикити әвҗ еливатқан бир пәйттә вә шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң ғәлибилик йүрүшидин роһланған тәшкилат әзалири өз һәрикәтлирини техиму күчәйткән иди.

Шу һәрикәт бешида турғанларниң бири кәнҗи һелим қандақ адәм болған? униң җәсурлуқи немидә көрүнди?

Зияритимизни қобул қилған кәнҗи һелимниң уруқ - туғқанлиридин разахун вә униң оғли исмаил розийефлар бу һәқтә өз әслимилирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.