“бир паҗиә, 40 сөз-шәрқий түркистан” намлиқ китаб нәшр қилинди
2017.12.20
“бир паҗиә, 40 сөз-шәрқий түркистан” намлиқ китаб йеқинда түркийәниң тирабзун шәһиридә нәшр қилинди.
Бу китаб “40 лар кулуби” дегән уюшминиң тәшкиллиши билән нәшр қилинған болуп, униңда түркийәдики 40 университетниң оқуғучилири тәрипидин шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурлар тоғрисида йезилған 40 парчә мақалидин тәркиб тапқан.
Китабниң мундәриҗисидин мәлум болушичә, китабта “коммунист хитайниң зулум сиясити вә шәрқий түркистан”, “күн чиқиштики шәрқий түркистан”, “оттура асияниң үнсиз пәряди-шәрқий түркистан”, “шәрқий асиядики түрк юрти”, “залимлар үчүн яшисун җәһәннәм”, “шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики”, “җеним түркистан” қатарлиқ темилардики 40 парчә мақалә орун алған.
Бу китабта уйғурларниң тарихи, дини, тили, мәдәнийити, өрп-адәтлири, җуғрапийәси, иҗтимаий һаяти, һазирқи әһвали шундақла хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлири әтраплиқ ечип берилгән болуп, бу китабни оқуғанлар уйғурлар тоғрисида бир қәдәр толуқ мәлуматқа игә болидикән.
Бу китабниң кириш сөзидә мундақ дәп йезилған: “тарихта вә бүгүн мусулманларға қарши зулум мәлум җуғрапийәләрдә 60 йилдин буян давам қиливатиду. Бу җуғрапийәләрдин бири хитай асарити астидики түрк юрти шәрқий түркистан, у йәр түркийә сиртида әң көп түркләр яшайдиған земин.”
Кириш сөздә йәнә мунулар илгири сүрүлгән: “яшаш вә ибадәт әркинлики чәкләнгән, роза тутуш чәкләнгән, хәлқни иманидин, динидин ваз кәчтүрүш үчүн маддий вә мәниви һәр түрлүк қилмишларни иҗра қиливатқан хитай коммунист һакимийитиниң бесим сиясити һазирму давам қиливатиду. Қайғу-азабниң дини, рәңги, ирқи болмайду. ‛40 лар кулуби‚ болуш сүпитимиз билән зулумни тохтиталмисақму, әң аз болғанда аңлитиш үчүн 40 язғучиниң қәлими билән бу әсәрни оқурмәнләргә сундуқ.”
Биз китаб тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн китабни нәшр қилдурған “40 лар кулуби” ниң башлиқи юнус җушқун әпәнди вә бу әсәрниң йезилишиға йетәкчилик қилған әнқәрә университети қануншунаслиқ факултетиниң ахирқи синип оқуғучиси мәншурә йилмаз ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Мухбир: “бир паҗиә, 40 сөз-шәрқий түркистан” дегән китаб қандақ мәзмунларни өз ичигә алиду, бу китаб тоғрисида сөзләп берәмсиз?
Йүнүс җушқун әпәнди: “бир паҗиә, 40 сөз-шәрқий түркистан” намдики бу китабимиз шәрқий түркистан тарихи вә у йәрдә йүз бериватқан зулумни чәклик мәнбәләргә тайинип туруп тонуштурушқа тиришилди. Алий мәктәп оқуғучилиридин тәркиб тапқан бир гуруппа тәрипидин йезилған бу китаб арқилиқ имканийәтниң йетишичә зулумни аңлитишқа тириштуқ. Биз буниңдин илгири мушуниңға охшаш мисир, сүрийә, пәләстин тоғрисида китаб нәшр қилип тарқатқан идуқ. Әмма мәзлум җуғрапийәләрни қатарға тизғанда шәрқий түркистан алдинқи қатарида туриду, әмма кечикип қалған болсақму вақтида нәшр қилдурдуқ дәп ойлаймән.
Мухбир: уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида мәлуматиңиз барму? немиләрни билисиз?
Юнус җушқун әпәнди: шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң нөвәттики әһвали тоғрисида мәлуматимиз чәклик, хитай бу районни сиртқа қарита тақивәткәнлики үчүн дини ибадәтлиридә, саяһәт әркинлики вә көплигән иҗтимаий һаят саһәсидә арзу қилғандәк яшиялмайватқанлиқини, көплигән қериндашларниң сүргүн болуп юртлиридин узақ яшаватқанлиқини билимиз, хитай бу районда зулум қиливатқанлиқини билимиз. Түркийә у йәрниң җуғрапийә җәһәттики узақлиқи вә күчиниң чәклик болғанлиқи җәһәттин ярдәм қилалмайватиду, у йәрдә мудахилә қилғудәк имканийитимиз йоқ, әмма шәрқий түркистандики қериндашлиримиз тарихтикигә охшаш бир күни әркинликигә еришидиғанлиқиға ишинимән. Буниң үчүн биз қәләм тәвритиш, сөз қилиш вә яки иш-һәрикәттә немә керәк болса уни қилишқа тәйярбиз.
Мухбир: сизчә түркийә һөкүмити вә хәлқи у йәрдикиләр үчүн немиләрни қилиши керәк? бу һәқтики пикир-қарашлириңизни аңлиған болсақ?
Юнус җушқун әпәнди: әслидә, бизниң һөкүмәт вә хәлқимиз шәрқий түркистандики қериндашлиримиз үчүн маддий-мәниви җәһәттин нурғун иш қилалайду. Намайиш қилиш арқилиқ бу мәсилини күнтәртипкә кәлтүрүш, һәр хил темиларда әсәрләр йезип тарқитиш арқилиқ көплигән ишларни қилалаймиз. Бүгүнки күндә дуня йәршарилишип бир кәнт һалға кәлди. Бу мәсилини бир шәкилдә күнтәртипкә кәлтүрүш қийин әмәс, хитай дөлити қанчә йилдин буян күчләнди дәп тәптартишниң мәниси йоқ. Тарихта румға охшаш күчлүк императорлуқларниң һәммиси йиқилди. Мушуниңға охшаш хитайму йимирилиду. Мән көргән шәрқий түркистанлиқлар бәк җасарәтлик инсанлар, улар җәм болуп бир иш қилай десә әлвәттә қилалайду, бундақ дегиним қолиға қорал алсун дегән мәнидә әмәс, бүгүнки күндә қоралсизму әркинликкә еришкили болиду. Алди билән дөләт вә хәлқимиздә бу мәсилигә қарита аң-туйғу пәйда қилиш керәк, диққити тартилса, андин дөләтниң күнтәртипигә келиду. Мисал алидиған болсақ, аракан, пәләстин, сүрийә мәсилилири мушундақ күн тәртипкә кәлди.
Биз йәнә бу китабниң йезилишиға йетәкчилик қилған әнқәрә университети қануншунаслиқ факултетиниң ахирқи синип оқуғучиси мәншурә йилмаз ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Мухбир: уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида мәлуматиңиз барму? немиләрни билисиз?
Мәншурә йилмаз ханим: шәрқий түркистан мустәқил бир дөләт әмәс, у йәр хитайға қарашлиқ аптоном район, коммунист хитай һакимийити бу йәрдә мусулман вә түрк хәлқниң кишилик һоқуқлирини дәпсәндә қилип, тарихта тәңдиши йоқ еғир зулумларни елип бериватиду, әң аддийси инсанларниң яшаш һоқуқи вә әркин һалда ибадәт қилиш һоқуқлиридин мәһрум қилинди. Бу йәрдә йүз бериватқан зулум вә бесимларға қарши мәйли ислам дуняси болсун мәйли кишилик һоқуқни қоғдиғучи ғәрб дөләтлири болсун, әмәлий бир қәдәм бесилмиди.
Мухбир: сизчә, түркийә һөкүмити вә хәлқи у йәрдики қериндашлиримиз үчүн немиләрни қилиши керәк? бу һәқтики пикир-қарашлириңизни аңлиған болсақ?
Мәншурә йилмаз ханим: дәсләпки қәдәмдә у районға инсанпәрвәрлик вә иҗтимаий ярдәм йетәрлик дәриҗидә елип берилиши керәк, әмма униңдинму муһим болғини у йәрдики зулумни дуняға аңлитиш, буниң үчүн түркийә рәһбәрлири бу вәқәгә биваситә қол селиши керәк. Хәлқаралиқ ембарго йүргүзүш үчүн һәрикәткә атлиниши керәк. Чүнки у йәрдә опочуқ һалда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики болуватиду. Шәрқий түркистан түрклири өзлириниң ялғуз әмәсликини түркийә тәрипидин дуняға аңлитилиши керәк. Хәлқара җамаәтниң бу мәсилигә диққитини тартишниң хитайға қарши қандақ бир тәсир пәйда қилидиғанлиқини билмәймиз. Әмма бизләрму, ибраһим әләйһиссалам отқа ташланғанда отни өчүрүш үчүн ағзида су тошиған чүмүлигә охшаш җасарәтлик болалисақ, шәрқий түркистандики у атәш немә үчүн өчмисун?...