Мәшһур классик әсәр “әтәбәтул һәқайиқ” алмутада кирил йезиқида нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.11.19
exmet-yukneki-we-qedimi-turk-medeniyiti.jpg “әхмәт йүкнәки вә қәдими түрк мәдәнийити” йиғинидин бир көрүнүш. 2018-Йил 17-ноябир алмута.
RFA/Oyghan

17-Ноябир күни алмута шәһиридики достлуқ өйидә “‛әтәбәтул һәқайиқ‚ вә қәдимки түрк мәдәнийити” мавзусида юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғини болуп өтти.

Юнеско, йәни б д т пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати қараханийлар дөлитиниң ахирқи мәзгиллиридә яшиған әдиб әһмәт йүкнәкиниң “әтәбәтул һәқайиқ” намлиқ мәшһур әсириниң истанбулда тунҗи қетим нәшр қилинғанлиқиға 100 йил толуш мунасивити билән 2018-йилини “хәлқара ‛әтәбәтул һәқайиқ‚ йили” дәп елан қилған иди.

Бу мунасивәт билән уюштурулған алмутадики юмилақ үстәл муһакимә йиғинини хәлқара түрксой тәшкилати, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи, әл-фараби намидики қазақ миллий университети шәрқшунаслиқ факултетиниң түрксой бөлүми вә “туран дуняси” җәмийәтлик фонди бирликтә елип барди. Илмий муһакимигә уйғур вә қазақ зиялийлири һәмдә юрт-җамаәтчилик қатнашти.

Йиғинда сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики алимлар кеңишиниң рәиси, биологийә пәнлириниң доктори, профессор мәсүмҗан вилямоф мәзкур муһакиминиң мәқсити, әдиб әхмәт йүкнәкиниң һаяти вә униң “әтәбәтул һәқайиқ” намлиқ әсири һәққидә қисқичә тохтилип өтти.

Мәзкур муһакимә йиғинида қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф ечилиш сөзи сөзлиди.

Биринчи болуп сөзгә чиққан қазақистан җумһурийити түрксой хәлқара тәшкилатиниң вәкили, профессор асқар турғанбайеф һазирқи вақитта түркий тиллиқ хәлқләр үчүн мәдәний алақиләрниң интайин муһимлиқини илгири сүрди.

Асқар турғанбайеф уйғурларниң қазақистанниң омумий тәрәққиятиға мунасип төһпә қошуп келиватқан әң алдинқи қатардики милләт икәнликини, болупму бүгүнки күндә хитай мәмликитидә йүз бериватқан вәқәләрниң хитайниң ички иши икәнликини, әмма шундақтиму хитайдики уйғурлар билән мәдәний алақиләрни сақлап қелишниң зөрүрлүкини тәкитлиди. У әхмәт йүгнәкиниң бу әсириниң уйғур кирил йезиқида тунҗи қетим нәшр қилинғанлиқини тәбрикләш билән биргә бу әсәрниң түркий хәлқләрниң ортақ мәдәнийәт мираси икәнликини илгири сүрди.

Андин сөзгә чиққан байтурсуноф намидики тилшунаслиқ институтиниң мудири йерден қаҗибекоф тил тәтқиқатчиси руслан арзийеф тәрипидин кирил йезиқида нәшр қилинған “әтәбәтул һәқайиқ” намлиқ әсәрниң қазақистан илим-пенидики чоң йеңилиқ икәнликини, әйни вақитларда академик ғоҗаәхмәт сәдвақасоф рәһбәрликидики уйғуршунаслиқ институтиниң көплигән илмий тәтқиқатларни йүргүзгән болсиму, әмма кейинки вақитларда бу институтниң йепилип кәткәнликидин қаттиқ әпсуслинидиғанлиқини оттуриға қойди.

Мәзкур йиғинда йәнә әл-фараби намидики қазақ миллий университети шәрқшунаслиқ факултети түрксой бөлүминиң башлиқи төрәли қидир, туран университетиниң профессори абләт камалоф вә башқилар қараханийлар дөлити дәвридики мәдәнийәт, тарихий вәзийәт вә түркий хәлқләрни бирләштүридиған амиллар һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.

Радийомиз зияритини қобул қилған байтурсуноф намидики тилшунаслиқ институтиниң мудири, филологийә пәнлириниң доктори йерден қаҗибекоф қараханийлар мәмликитидә яшиған улуғ мутәпәккурларниң түркий хәлқләр мәдәнийитиниң тәрәққиятиға, уларниң бирлишишигә вә ортақ идийәсиниң қелиплишишиға қошқан төһпилириниң интайин зор икәнликини илгири сүрди.

У мундақ деди: “йиғинда омумән уйғур хәлқиниң түркий хәлқләрниң шәкиллиниш тарихиға қошқа төһписи һәққидә сөз болди. Бу интайин муһим мәсилә. Чүнки түркий хәлқләрниң етно-сияси вә етно-мәдәнийәт җәһәттин қелиплишишиға уйғур хәлқиниң қәдимки заманда болсун яки оттура әсирләрдә болсун, қошқан үлүши зор. Уйғур хәлқиниң тарихини, тилини билмәй, мәдәнийитини тәтқиқ қилмай туруп һәқиқәтәнму түркшунас болуш мумкин әмәс. Чүнки уйғур хәлқиниң өз күчи билән йиғқан миллий хасийәтлири вә қәдирийәтлири түркий хәлқләрниң қәдирийәтлири үчүн бир үлгә.”

Зияритимизни қобул қилған әл-фараби намидики қазақ миллий университети шәрқшунаслиқ факултети түрксой бөлүминиң башлиқи, дотсент төрәли қидир “әтәбәтул һәқайиқ” китабиға тохтилип, мундақ деди: “бу китабниң башқа китаблардин пәрқи шуниңдики, бу китабниң йәшмиси пәқәт бир тилдила әмәс, бәлки қазақ, түрк вә уйғур тиллирида чиқиватиду. Бүгүнки заманда ислам мәдәнийити һәққидә талаш-тартишлар, уни бурмилиниватқан қилмишлар вә еқимлар мәвҗут. Бу китаб әнә шуларға җаваб бериду.”

Төрәли қидир йәнә һазирқи оқуғучилар вә яшлар үчүн бу китабниң тәрбийәви әһмийитиниң интайин зор икәнликини алаһидә тәкитлиди.

Алмута шәһиридики “мир” нәшрият өйи тәрипидин кирил йезиқида нәшр қилинған “әтәбәтул һәқайиқ” намлиқ бу китаб җәмий 104 бәт болуп, уни тилшунас руслан арзийеф әпәнди нәшргә тәйярлиған. Бу китабни нәшр қилишқа һамийлиқ қилған киши “туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң мудири карлин мәхпироф болуп, китаб барлиқ уйғур тиллиқ мәктәпләргә тарқитилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.