Астанада профессор доктор тимур қоҗаоғлуға күмүш медал берилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.05.31
timur-qojaoghli-mukapat-medal.jpg Америка мичиган университети оқутқучиси тимур қоҗаоғли(солда) ға мукапат медали тақалмақта. 2017-Йили 26-май, астана.
twesco.org toridin süretke élin’ghan

Түрк дуняси, җүмлидин уйғур тәтқиқатиға төһпә қошқан профессор доктор тимур қоҗаоғлиға қазақистанниң пайтәхти астанада күмүш медал берилди.

Мукапат 2-нөвәтлик иҗтимаий пәнләр тәтқиқати йиғини җәрянида түркологийә музейиниң ечилиш мурасимида тәқдим қилинған болуп, мурасимға тонулған түрколог профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун, истанбул университетидин дәм елишқа чиққан уйғуршунас профессор доктор осман фикрисәртқая, йеңи чағ гезитиниң обзорчиси күршат зорлу әпәнди, әнқәрә университети тарих оқутқучиси абдуллаһ гүндоғду, ғази университети тарих оқутқучиси доктор варис чақан вә башқа түркий җумһурийәтлиридин кәлгән көп санда түрколог иштирак қилди.

1991-Йили сабиқ совет иттипақи йимирилип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, түркийә җумһурийити дөлити бу дөләтләр билән шундақла дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан түркий милләтләр билән болған мунасивитини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Бу мәқсәт билән түркийәдики университетларда түркий тилларни өгитидиған факултетлар һәтта түркийә-қазақистан, түркийә-қирғизистан ортақ университетлири ечилди. Түрк дуняси тәтқиқати билән шуғуллиниватқан билим адәмлирини риғбәтләндүрүш үчүн һәр хил мукапатларни тәсис қилинип тарқитилмақта. 5-Айниң 26-күни қазақистанниң пайтәхти астанадики хәлқара түрк академийисидә өткүзүлгән 2-нөвәтлик иҗтимаий пәнләр йиғини җәрянида тонулған түрколог, америка мичиган университети оқутқучиси тимур қоҗаоғлиға күмүш медал берилди. Бу, хәлқара түрк академийисиниң түрк дунясиға төһпә қошқанларға беридиған мукапати болуп, тимур қоҗаоғлуниң 70 яшқа киргәнлики, шундақла түрк дунясиға қошқан төһписигә берилгән. Биз медал һәққидә мәлумат елиш үчүн қазақистанниң астана шәһиридики хәлқара түрк академийисигә телефон қилған болсақму, улар бизгә тор бетидики хәвәрдин пайдилинип хәвәр ишлисәк болидиғанлиқини деди.

Бу һәқтики зияритимизни қобул қилған америка мичиган дөләт университети явро-ася, русийә вә явропа тәтқиқат мәркизиниң муавин мудири профессор доктор тимур қоҗаоғлу әпәнди өзигә медал бәргән хәлқара түрк академийисиниң 4 дөләт тәрипидин қурулған түркий милләтләрниң илим макани икәнликини вә өзигә медал бәргәнликини баян қилди.

Америка мишиган дөләт университети оқутқучиси профессор доктор тимур қоҗаоғлу әпәнди 1971-йилидин тартип өзиниң өзбек, қазақ, қирғиз, таҗик, җүмлидин уйғурлар тоғрисида елип барған тәтқиқатлири үчүн мәзкур медални бәргәнликини баян қилди.

Бу медал һәр йили түркологийә тәтқиқатиға шундақла түрк дунясиға хизмәт қилған бир қанчә кишигә берилидиған болуп, һәр йили астанада чақирилидиған иҗтимаий пәнләр формида тарқитилиду. Бу йил 26-майда астанада чақирилған йиғинға иштирак қилған тонулған обзорчи, түркийә ахи-әвран университети хәлқара мунасивәтләр кәспи оқутқучиси доктор күршат зорлу әпәнди профессор тимур қоҗаоғлуниң түрк дунясиға қилған хизмәтлири үчүн күмүш медалға лайиқ көрүлгәнликини тәкитләп мундақ деди: “тимур қоҗаоғлу әпәнди түрк академийисиниң медали билән мукапатланди. Медал униң түркологийә тәтқиқатиға қошқан төһписигә берилди. Мәзкур медалниң түрк дунясиниң әң алий тәтқиқат оргини тәрипидин берилиши бизни бәкла хурсән қилди. У түркологийә тәтқиқатидин сирт, түрк дунясиниң мәсилилирини түрк җамаәтчиликигә аңлитишқа зор төһпә қошқан бир шәхс, җүмлидин уйғур мәсилиси тоғрисидиму мақалә вә зиярәт хатирилири елан қилинған.”

Совет иттипақи парчилинип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болуштин бурун түркийәдә түркий милләтләрниң тили, әдәбияти, тарихи вә вәзийити тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан кишиләрниң сани интайин аз иди. Булардин бири болсиму тимур қоҗаоғлу әпәнди иди. У, 1971-йилидин тартип оттура асия түркий җумһурийәтлири җүмлидин уйғурлар тоғрисида көп санда мақалә йезип елан қилған, телевизийә, радио программилиридиму уларни аңлатқан. Кейинки йилларда дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимни зиярәт қилип, түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған сабаһ гезитидә елан қилған иди. Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институти оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә тохталди.

Тимур қоҗаоғлу 1947-йили истанбулда дуняға кәлгән. У, 1920-1921-йиллири бухарада қурулған бухара хәлқ җумһурийитиниң рәиси осман қоҗаоғлуниң оғли болуп, у, истанбул университети тил-әдәбият факултетини пүттүргәндин кейин, әркин явропа радийосида ишлигән. Кейин түркийә қоч университетида түркий тиллири дәрси бәргән. У, һазир америка мишиган дөләт университети яврася, русйә вә явропа тәтқиқат мәркизиниң муавин мудирлик вәзиписини өтимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.