Анализчилар: “кона хәритә билән ‛шинҗаң‚ аталғуси бу җайниң хитай земини әмәсликиниң испати”

Мухбиримиз меһрибан
2018.11.01
kona-xerite-xitayda-uyghur-tibet-yoq-twitter.jpg Тибәт, уйғур, моңғул вә манҗу қатарлиқ хәлқләр яшаватқан земинларниң хитай территорийәси даирисидә йоқлуқи көрситилгән, Twitter да тең бяв исимлик кишилик һоқуқ адвокати елан қилған кона хәритә. 2018-Йили 29-өктәбир.
Social Media

Хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида “шинҗаң әзәлдин җуңгониң бир қисми” дегән нәзәрийәни тәкитләп кәлгән болсиму, әмма бу земинда яшап келиватқан уйғурлар вә ғәрбтики бир қисим тарихчилар арисида бу земинниң тарихтики җуғрапийәлик нами болған “шәрқий түркистан” аталғуси давамлиқ тилға елинип келингән иди.

Өткән һәптә муһаҗирәттики хитай паалийәтчилиридин адвокат тең бияв әпәнди тиветтерға кона маллар базирида өзи учратқан хитай земини һәққидики бир кона хәритиниң фото рәсимини йоллиған иди. Тең бияв әпәнди мәзкур хәритә һәққидә йоллиған учурида хитай тәйвән дәп атаватқан аралниң мәзкур хәритидә “формуза арили” дәп аталғандин башқа, тибәт, уйғур, моңғул вә манҗу хәлқлири яшаватқан земинларниң хитай территорийәсиниң ичигә киргүзүлмигәнликини тилға алған. У йәнә тордашлардин мәзкур хәритә һәққидә мәлумат беришни илтимас қилған.

Илгири хитайда кишилик һоқуқ адвокатлиқини қилған, нөвәттә америкиниң ню-йорк шәһиридә туруватқан адвокат тең бияв әпәнди бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, өзи йоллиған “кона хәритә” һәққидики фото рәсим билән хәритә һәққидә мәлумат бериш илтимасиниң чәтәлләрдики хитай паалийәтчилири арисида бир қетимлиқ қизғин муназиригә сәвәб болғанлиқини билдүрди.

Тең бияв мундақ деди: “шундақ, мән бу хәритини кона китаблар базирида көрдүм, әмма әйни чағда уни сетивалмидим. Хәритиниң қачан, кимләр тәрипидин сизилғанлиқи вә қәйәрдә нәшр қилинғанлиқи қатарлиқ әһваллар һәққидә йәниму көпрәк мәлуматқа еришиш үчүн шу чағниң өзидә уни телефонумда рәсимгә тартивелип тһветтерға йоллидим. Әлвәттә, фото рәсим йоллиниши биләнла хитай земини һәққидики мәзкур хәритидә тәйвәнниң ‛формуза араллири‚ дәп аталғанлиқи вә хәритидә тибәт, уйғур, моңғул вә манҗу хәлқлири яшаватқан земинларниң хитай чеграси ичигә киргүзүлмигәнлики тордашлар арисида қизғин муназиригә сәвәб болди.”

Тең бияв әпәнди йәнә тордашларниң мәзкур хәритә һәққидики охшимиған инкаслири һәққидә тохталди.

Униң билдүрүшичә, өткән һәптидин буян хитай тордашлири арисида мәзкур хәритә вә хитайниң илгирики земин тәвәлики һәққидә һәр хил пикирләр оттуриға қоюлған. Бәзиләр тор бетигә мәзкур хәритиниң әнглийәлик яки португалийәлик сәйяһлар тәрипидин сизилғанлиқи, униң миң сулалисиниң ахирқи дәврлири яки чиң сулалисиниң дәсләпки вә оттура мәзгиллиригә мәнсуп икәнлики һәққидики учурларни йоллиған. Әмма тордики әң қизиқ талаш-тартиш пәйда қилған мәсилиләр йәнила хәритидики хитай чеграси ичигә киргүзүлмигән районларниң тарихтики охшимиған намлири, бу земинларниң қачан, кимләр тәрипидин бесивелинғанлиқи, манҗу, тибәт, уйғур, моңғул қатарлиқ хәлқләр яшиған земинларниң хәлқарада қачандин башлап хитай тарихидики империйәләр чеграсиға киргүзүлгәнлики қатарлиқ тарихий мәсилиләр болған.

Адвокат тең бияв әпәнди йәнә өзи йоллиған хитай земини һәққидики кона хәритә сәвәблик келип чиққан кәскин муназириләргә диққәт қилғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “бәзи тордашлар пикридә бу хил кона хәритиләрниң манҗу, тибәт, уйғур қатарлиқ хәлқләр яшиған земинларниң хитай чеграсиға киргүзүлмәслики бу земинларниң бесивелинған земин икәнликиниң испати икәнликини билдүрди. Әмма йәнә бир түркүм тордашлар хитай тәшвиқатидики ‛шинҗаң әзәлдин җуңгониң айрилмас бир қисми‚ дегән нәзәрийәни тәкитләп, бу хәритини ялғанға чиқиришти. Һәтта охшимиған пикирдикиләргә һуҗумда болди. Мән уларни хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилғучи ‛тор чомақлири‚ дәп қаридим, халас.”

Канадада қанун кәспидә оқуватқан хитай оқуғучи шавин җаңму адвокат тең бияв әпәнди йоллиған хитай земини һәққидики кона хәритә тоғрисидики муназиридә актип пикир баян қилғанларниң биридур.

Зияритимизни қобул қилған шавен җаң мәзкур хәритидики хитай территорийәси һәққидә хитай тордашлири арисида йүз бәргән талаш-тартишлар һәққидә тохталди.

У мундақ деди: “мән гугулдин издәш арқилиқ мәзкур хәритигә охшап кетидиған кона хәритиләрни байқидим. Улардиму тибәт, уйғур, моңғул манҗу қатарлиқ хитай болмиған хәлқләр яшиған земинларниң нами һәр хил намларда аталған икән. Мән тордин издәш арқилиқ йәнә охшимиған дәврләрдә бу земинлар һәққидә бир биридин пәрқлиқ болған һәр хил хәритиләр сизилғанлиқини көрдүм. Әмма мән тарихчи болмиғанлиқим үчүн бу земинларниң тарихтики намлириниң зади қандақ аталғанлиқи һәққидиму толуқ мәлуматим йоқ. Мениңчә, бу хил мәсилиләргә әлвәттә тарихчилар җаваб бериши керәк. Әмма тордики муназириләрдә ‛шинҗаң вә шизаң әзәлдин хитайниң бир қисми‚ дегән нәзәрийәни тәкитлигүчиләрниңму җиқлиқини көрдүм. Әмәлийәттә, уларни хитай һөкүмитиниң узун йиллиқ меңә ююш тәшвиқатиниң тәсиригә учриғанлар дейишкә болиду.”

Тең бияв әпәнди йәнә бүгүнки интернет дәвриниң хитайниң дөләт ичидики ялған тәшвиқатлирини ечип ташлайдиғанлиқи һәққидә тохтилип, “бу хил кона хәритиләр вә тарихий язмиларниң хәлқара тор амбарлирида сақлиниши уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хәлқләр яшиған земинларниң хитайниң земини әмәсликиниң тарихи испати икәнликини көрситип бериду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.