Лопнорлуқларниң әң ахирқи ақсақали-күнчиққанбәг
2013.08.29
Күнчиққанбәг-лопнор мәдәнийитиниң символи, тәклимаканда тиниқи өчкән сирлиқ бир көчмә көлниң пасибани шундақла лопнорлуқларниң әң ахирқи ақсақали.
Лопнур көлиниң ривайәтлик өтмүши билән юғурулуп кәткән бу тарихий шәхсниң сирлиқ нами һелиһәм лопнур хәлқи арисида чоңқур муһәббәт билән тилға елинмақта.
19-Әсирниң әң ахирқи чарикидә лопнур вадисиниң сирлиқ пәрдисини тунҗи болуп ташқи дуняға ачқан русийәлик сәйяһ пирживалиский, андин бу диярға арқа-арқидин аяқ басқан фирансийәлик бонвалут, шиветсийәлик свен һедин, японийәлик отани қатарлиқ екиспедитсийәчиләр өз хатирилиридә күнчиққанбәгниң намини һөрмәт билән тилға алған.
Лопнур вадисини илгири-кейин болуп икки қетим қедирип-тәкшүргән русийәлик пирживалиский 1870- вә 1880-йилларда лопнорниң қарақошун қишлиқида олтурушлуқ пешқәдәм ақсақал күнчиққанбәг һәққидә тәпсилий хатирә қалдурған. Униң мәлуматиға қариғанда, күнчиққанбәг лопнур вадисиға мәмурий җәһәттин һөкүмранлиқ қилидиған абдал бәгликиниң йәрлик беги болупла қалмастин, бәлки йәнә лопнорлуқларниң мәниви һаятидики йетәкчиси вә ақсақали икән. Лопнур көлигә тайинип белиқчилиқни асас, чарвичилиқни қошумчә қилип яшайдиған лопнур хәлқи күндилик һаятта дуч келидиған һәрқандақ бир чоң мәсилини күнчиққанбәгниң ахирқи қарари билән һәл қилип яшиған. Пирживалиский өз хатирисидә күнчиққанбәгниң лопнорлуқларниң әң алий ақсақали болушиға қаримай турмушта толиму аддий-садда, сәмимий һәмдә һәққанийәт туйғуси күчлүк киши икәнликини, лопнур көли вә әтраптики дәря-тарамларни өз вуҗудиниң бир қисми дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән. У йәнә көл, қумлуқ, тоғрақ, қомуш сатма вә белиқтин ибарәт чәклик муһит ичидә чәксиз тәбиәтни қучақлап яшайдиған лопнорлуқларниң дунядики әң сәмимий кишиләр икәнликини, уларниң өз җәмийити шәкилләндүргән сап әхлақий рамка ичидә ташқи дунядин халий һалда тип-тинч яшайдиғанлиқини тилға алған.
Пирживалиский өз хатирисидә мундақ бир вәқәни һәйранлиқ иликидә әсләйду: лопнурлуқ бир яш йигит експедитсийә өмикиниң бир тал төмүр зәнҗирини оғрилиқчә еливатқанда сезилип қалиду. Бу йәрдә әзәлдин көрүлүп бақмиған бу сәтчиликтин қаттиқ ғәзәпкә кәлгән күнчиққанбәг ақсақаллар кеңиши өткүзүп һелиқи яшқа өлүм җазаси беришни қарар қилиду. Бу чағда пирживалиский ариға чүшүп бир төмүр зәнҗир үчүн өлүм җазасиниң толиму еғир кәткәнликини тәкитләп кәчүрүветишни тәләп қилиду. Әмма күнчиққанбәг өлүм җазасини әмәлдин қалдурған болсиму, лекин һелиқи яшни лопнур вадисидин қоғланди қилиду вә мәңгү қайтип кәлмәсликкә буйруйду. Пирживалиский әйни дәврдә күнчиққанбәг һәққидики бир гүзәл дастанниң лопнорлуқлар арисида еғиздин-еғизға тарқилип йүргәнликини тилға алиду.
Лопнорлуқларниң тарихий әслимилиригә қариғанда, күнчиққанбәг лопнур көли вадисини гүлләндүргән абдал вә қарақошун бәгликиниң ахирқи ақсақали болуп, тәхминән 1795-йили қарақошунда туғулған. Униң дадиси тохтатқанбай 18-әсирниң ахирқи мәзгиллиридә мирән бәгликидин адәм башлап келип лопнур көли вадисини гүлләндүргән киши болуп, 1832-йили 84 йешида қаза қилған вә лопнурдики ақмазар дегән җайға дәпнә қилинған. Күнчиққанбәг 37 йешида атисиниң орниға абдал бәгликиниң урпақ беги болуп җәмий 55 йил баш ақсақал болған. 1898-Йили 103 йешида қарақошунда вапат болған. У өзиниң йерим әсирдин көпрәк ақсақаллиқ һаятида лопнур вадисиниң һәқиқий пасибани вә йәрлик мәдәнийәтниң символиға айланған. Лопнур вадисиға аяқ басқан даңлиқ експедитсийичиләрниң һәммиси күнчиққанбәгниң қизғин күтүвелишиға вә халисанә ярдимигә еришкән. Шуңа униң нами әйни дәврдә йәрлик лопнорлуқлар арисидила әмәс, бәлки явропалиқ експедитсийичиләрниң әсәрлиридә лопнур көли билән биллә тилға елинидиған мәшһур исимлардин болуп қалған.