Археолог қурбан вәли: “қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлиримизни қоғдаш вә сақлаш уни ечиштин муһим”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.01.15
qurban-weli.jpg Қурбан вәли әпәнди будапештта ечилған “дуня һон қурултийи” да. 2010-Йили.
RFA/Qutlan

Хитай дөләтлик саяһәт идариси 2015- йилини “йипәк йоли саяһәт йили” қилип бекитти, әлвәттә йипәк йолидики мәрвайит дәп аталған өзгичә, қәдимий мәдәнийәт, әнәниләр сақланған уйғур дияри болса, дөләт ичи, сиртидики саяһәтчиләрни җәлп қилидиған асаслиқ саяһәт нуқтилириниң биридур.

Йеқинқи йилларда хитай даирилириниң уйғур елида саяһәтчилик кәспини кәң түрдә ечип раваҗландуруши арқисида, қоғдашқа тегишлик җайлардинму саяһәт байлиқи сүпитидә пайдилиниш әвҗ алди вә бу қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлириниң мәвҗутлуқиға риқабәт яратмақта.

Уйғур зиялийлирини әндишигә селиватқан “уйғур қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлириниң бузғунчилиққа учриши яки йоқитилиши қандақ ақивәт елип келиду?” дегән мәсилә һәққидә, уйғур мутәхәссисләрдин тарим мәдәнийәт тарихи һәққидә америкида тәтқиқатини давамлаштуруватқан археолог қурбан вәли әпәндини сөһбәткә тәклип қилдуқ, нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрәниң археолог қурбан вәли әпәнди билән елип барған сөһбитигә иштирак қилғайсиз.

Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.