Орхун-йәнисәй йезиқиниң сири йешилгәнликиниң 125-йили

Ихтиярий мухбиримиз илһам
2018.12.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Orhun-yenisey-Uygur-Dolitining-paytehtining-ichki-qismi-orxun.jpg Орхун йенисәй уйғур дөлитиниң пайтәхтиниң ички қисми. 2011-Йили авғуст.
RFA/Erkin Tarim

Мухбир: бу айниң 15-күни орхун таш пүтүклири үчүн қандақ бир күн иди?

Профессор әрхан айдин: пүтүкниң оқулғанлиқиниң 125-йили. 

Түркийә малатя университети түркологийә бөлүминиң профессори, доктор әрхан айдин саламдин кейин удулла сориған соалимизға әнә шундақ җаваб бәрди.

У йәнә мундақ деди: “шундақ, 12-айниң 15-күни түрк мәдәнийәт тарихидики әң әһмийәтлик күнләрдин бири. Буниңдин 125 йил муқәддәм бу хасийәтлик күндә орхун-йәнисәй таш пүтүклири йезиқлириниң сири йешилип, түрк йезиқ тарихиниң шу вақитқичә тәсәввур қилинғинидин хели бурунла башланғанлиқи айдиңлашти. Әң муһими түркләрниң әзәлдин өз йезиқи вә тилида тарих йезишқа көңүл бөлгән милләт икәнлики мәлум болди. Данийәлик қәдимки йезиқлар мутәхәссиси томсонниң мөҗизә характерлик байқиши, русийәлик мәшһур түрколог радлофниң таш пүтүкләрни қисқа вақит ичидә оқуп нәшргә тәйярлиши билән техиму чоң тәсир қозғиди.”

Уйғур елиниң тумшуқ дегән җайидин тепилған қәдимки тил-йезиқтики язма ядикарлиқларни тунҗи болуп оқуған киши тохар вә бирахми тили тәтқиқатчиси германийәлик алим диете маводур. У өзиниң бу йил моңғулийәдики таш пүтүкләр тәтқиқати үчүн қилған сәпирини әсләп мундақ дәйду: “таш пүтүкләр тәңдашсиз вә баһа пичилмәс қиммәткә игә. Алди билән бу пүтүкләр түрк тарихиға аит зор мәзмунларни өз ичигә алған. Бу һазирғичә мәлум болған әң дәсләпки түрк йезиқида йезилған әсәрләрдур. Шуниң билән биргә бу йәнә бир яйлақ империйәсиниң тунҗи қетим йезилған тарихидур. Шу сәвәбләрдин тарихий әһмийитини һәргизму сәл чағлашқа болмайду.”

Зияритимизни қобул қилған доктор маво орхун-йәнисәй таш пүтүклириниң түрк тарихи тәтқиқатчилирини пәқәтла хитай тилида йезилған тарихий мәнбәләргила тайиништәк әһвалдин қутқузуп, түркләрниң өзлири һәққидә язған мәнбәлиридин биваситә пайдилиниш имканийитигә игә қилғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “дәсләпки түрк қағанлиқи дәвридин қалған орхун йезиқидики таш пүтүклиримиз йоқ. Орхун йезиқида йезилған пүтүкләрниң көпи асасән иккинчи түрк қағанлиқи дәвригә аиттур. Дәсләпки қағанлиққа тәвә пүтүкләр соғди вә бирахми йезиқида йезилған. Техиму ениқ ейтқанда, қағанлиқниң шәрқи қисмида соғдичә, ғәрбий қисмида бактерийә йезиқида йезилған вә шу тилдики пүтүкләр тәшкил қилиду. Түркчә йезилған пүтүкләрниң асаси қисмини түркләрниң өзлири язған иҗадий әһмийити зор болған түрк тилидики абидиләр тәшкил қилиду.”

Кейинки йилларда арқа-арқидин нәшр қилинған тәтқиқат нәтиҗилиридин бу хил таш пүтүкләрниң моңғулийәдә йәнә давамлиқ тепиливатқанлиқи мәлум болди. 2011-Йили 8-айда моңғулийәниң дәлгехан дегән йеридин 14 таш пүтүк байқалған болуп, буларниң ичидики икки абидидә 20 қур, 2832 һәрп, 646 сөз бар.
Йеқинқи йиллардин буян хитай вә уйғур дияридин йеңи тепилған таш пүтүкләрни тәтқиқ қиливатқан түркийәниң қәдимки түрк тили профессори җенгиз аййилмаз хитай вә уйғур районида елип барған тәкшүрүш нәтиҗилири һәққидә тохтилип, мундақ дәп хуласиләйду: “хитайда орхун таш пүтүклиридинму бурунқи вақитларға тәвә таш пүтүкләр тепилди. Бу пүтүкләр көпинчә таш кемирләрдә, алтай районида вә ички моңғулийәдә тепилди. Бүгүн хитайда 30 ға йеқин таш пүтүк бар.”

Бу таш пүтүкләрниң тәтқиқ қилиниш әһвали вә истиқбали һәққидә сориған соалимизға толиму әпсуслиниш туйғуси ичидә җаваб бәргән профессор әрхан айдин мундақ деди: “хитайда көп таш пүтүкләр бар. Әмма улар бу таш пүтүкләрни тәтқиқ қилишимизға рухсәт қилмайду. Һәтта көрсәтмәйду. Әслидә көп иш бар иди, әмма ишләш қийин. Шундақ көп таш пүтүкләр бар, көп бар. Әпсуски, хитайлар буларни техиму қаттиқ йошуриду. Һечкимгә көрсәтмәйду, һеч көрәлмәймиз. Йәни хитайлар хата қиливатиду. Мән буни демәкчимән. Бурунларда тәтқиқатчилар у йәрләргә баралайтти, тәтқиқ қилатти. Һазир уларға һеч рухсәт берилмәйду, хитай буларни техиму қаттиқ йошурмақта.”

Бу йилқи моңғулийәдики нәқ мәйдан тәкшүрүп тәтқиқ қилиш һәйитидин орун алған америкилиқ алтай тиллири селиштурма тәтқиқатчиси профессор александер вовен орхун таш пүтүкләрниң ролини бүгүнки уйғур елиниң вәзийитигә бирләштүрүп мундақ тәһлил қилиду: “өз елипбәси вә тилини қоллинишни толиму муһим дәп қариған тонюқуқ әйни заманда хитайлаштурушқа толиму қарши иди. Чүнки күнимиздә хитайда яшаватқан вә уйғур тилини қоллинидиғанларниң сани барғансери азаймақта. Бу тил хитай сияситиниң тәсиридә 21-әсирниң ахирида йоқилиш гирдабиға қарап маңмақта. Бу һәқиқәтән чоң бир мәсилә. Дөләт уйғурчиниң орнида хитайчини қоллинишни омумлаштуруш үчүн қолидин кәлгәнни қиливатиду. Пәризимчә, тонюқуқ вақтидиму мушундақ әһвал мәвҗут иди вә тонюқуқ бундақ қилмишқа қарши күрәш қилғаниди.”

Әйни заманда түркләрниң қәдими йәткән һәммила йәргә тарқалған нәччә йүзлигән таш пүтүкләрни тәтқиқ қилиш иши 1990-йиллардин кейин техиму көп алимларниң қизиқишини қозғиған иди. Болупму 2010-йилидин кейин моңғулийә, хитай вә уйғур елида түрк вә уйғур қағанлиқи дәвригә аит таш пүтүкләрниң арқа-арқидин тепилиши оттура асия вә түрк тарих мәдәнийити тәтқиқатини йәниму бир балдақ юқири көтүрди. юқириқи тәтқиқатчиларниң қарашлириға асасланғанда, бундин кейинму йәнә нурғун таш пүтүкләрниң тепилиш мумкинчилики юқири икән вә түрк тарихидики қараңғулуқлар өз мәнбәлири арқилиқ йоруқлуққа чиқидикән.

Доктор маво зияритимизниң ахирида өз тәтқиқати һәққидә сөзләп, мундақ деди: “биз германийә, америка, фирансийә, японийә, түркийә вә моңғулийәдики тәтқиқатчилар билән бирликтә бирахми, соғди вә қәдимки түрк тилидики таш пүтүкләрниң һәммиси үстидә бирликтә тәтқиқат елип бериватимиз. Алдимиздики йилларда нәтиҗилиримизни китаб шәклидә дуня җамаәтчиликиниң диққитигә сунимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.