Мутәхәссисләр: “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисиниң уйғурларни тонутуш роли юқири”
2019.01.16

5-Нөвәтлик хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” ниң мукапати түрк дунясиниң күлтүр шәһири дәп елан қилинған түркийәниң кастамону шәһиридә өткүзүлгән мурасимда тарқитилған вә мусабиқигә 18 дөләттин көп санда киши иштирак қилған болуп, косова дөлитидин рәшит ханадан язған “мәмәт чавуш келиватиду” намлиқ һекайиси биринчи болуп баһаланған иди.
2008-Йилидин буян бу мусабиқини уюштуруп келиватқан явро-асия язғучилар бирлики рәиси доктор яқуп өмәроғлу әпәнди “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу йилқи мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисидә косовадин рәшит ханадан биринчиликкә, башқуртистандин фәрзәнә ақбулутова иккинчиликкә, түркийәдин йүҗәл өзтүрк үчинчиликкә, ирақ кәркүктин әлиф көпрүлү төтинчиликкә еришти”.
Хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” түркийә баш министирлиқи тармиқидики тонутуш фонди вә түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқиниң қоллап қуввәтлиши билән явро-асия язғучилар җәмийитиниң уюштуруши астида өткүзүлгән. Мәзкур мусабиқә түрк дунясида өткүзүлүватқан тунҗи әдәбият мусабиқисидур. Мусабиқә мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000-йилида, йәни 2008-йили башланған болуп, 2018-йили 5-нөвәтлики өткүзүлди. Мәзкур мукапат 2018-йили 12-айниң 18-күни түркийәниң кастамону шәһиридә өткүзүлгән түркий җумһурийәтләр мәдәнийәт министирлири йиғини җәрянида тарқитилған иди. яқуп өмәроғлу әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “2018-йили кастомону шәһири түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти елан қилинған иди. 18-Декабир күни түркий җумһурийәтләр мәдәнийәт министирлириниң йиғини бар иди. Мусабиқидә дәриҗигә еришкәнләрниң мукапатини түркийә мәдәнийәт министири муавини халуқ дурсун әпәнди бәрди. Бу йил мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси 18 дөләттә өткүзүлди. Мәзкур мусабиқигә қизиқиш бәкла юқири болди”.
“мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” ға мустәқил түркий җумһурийәтләр вә аптоном районлардин болуп 18 дөләт вә райондин кишиләр һекайә әвәткән болсиму, әмма бурунқилириға охшашла бу йилму мәхмут қәшқири яшап өткән уйғур дияридин кишиләр иштирак қилалмиған. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда бурун түркийәгә келип, илмий муһакимә йиғинлириға, әдәбият сәнәт паалийәтлиригә қатнишип кәткән профессор абдукерим рахман, сәнәтчи абдуреһим һейтқа охшаш уйғурлар “җаза лагерлири” ға ташланған. Бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән явро-асия язғучилар бирлики рәиси яқуп өмәроғлу әпәнди мундақ деди: “хитайниң қиливатқанлирини қобул қилғили болмайду. Хитай хәлқарадики тәсирини кеңәйтишкә тиришиватиду. Хитай түркийә вә түркий җумһурийәтлири билән болған мунасивитини давамлаштурмақчи болса, бизниң қериндишимиз болған уйғурларға яхши муамилә қилиши керәк. Уйғурлар һәққидә ечинишлиқ хәвәр келиш давамлишидиған болса хитай билән болған мунасивитимизни давамлаштурушимиз қийин. Болупму 21-әсирдә бәзи уйғурларни пантүркизм билән әйибләп җаза лагерларға солиши пүтүнләй қанунсизлиқ”.
Хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” икки йилда бир өткүзүлмәктә. Ундақта мәзкур мусабиқиниң уйғурларни тонутушта роли болуватамду? измирдики әгә университети профессори алимҗан инайәт әпәнди мәзкур мукапатниң уйғурларни тонутушта роли болупла қалмастин бәлки түркий милләтләрниң өзара чүшиниши вә иттипақлиқи җәһәттинму муһим рол ойнаватқанлиқини баян қилди.
Тарихчиларниң қаришичә, “қутадғу билик” ни язған йүсүп хас һаҗиб, “түркий тилларни дивани” ни язған мәхмут қәшқири уйғур диярида йетишкән улуғ затлардур. Булар вә буларниң әсәрлиригә түркийәдики дәрслик китаблиридиму орун берилгән. Буларниңму охшашла уйғурларни тонутушта роли зор болмақта. “уйғурнет” тор гезитиниң баш тәһрири һамут көктүрк әпәнди бу һәқтә тохталди.
Хәлқаралиқ мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисиниң тунҗи қетимлиқ мусабиқисидә түркийәдин асуман гүзәлҗә ханим “көч” намлиқ һекайиси билән биринчи болған. Иккинчи қетимлиқ мусабиқидә әзәрбәйҗанлиқ әҗдәр оқ биринчи, үчинчи қетимлиқида қазақистандин рози ораз биринчи, төтинчи қетимлиқида иранниң шималий әзәрбәйҗан районидин гафур имамзадә хиявиниң һекайиси биринчи болуп баһаланған иди.